Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәрәмия техи қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
2Ишни қилғучи Мән Пәрвәрдигар, ишни шәкилләндүргүчи һәм уни бекиткүчи Мәнки Пәрвәрдигар мундақ дәймән — Пәрвәрдигар Мениң намимдур —
3Маңа илтиҗа қил, Мән саңа җавап қайтуримән, шундақла сән билмәйдиған, бүйүк һәм тилсимат ишларни саңа аян қилимән.
4Чүнки дүшмәнниң дөң-потәйлиригә һәм қиличиға тақабил турушқа истиһкамлар қилиш үчүн чеқилған бу шәһәрдики өйләр вә Йәһуда падишаһлириниң ордилири тоғрилиқ Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
5«Калдийләр билән қаршилишимән» дәп шәһәргә киргәнләрниң һәммиси, пәқәт Мән ғәзивим вә қәһримдә уривәткәнләрниң җәсәтлири билән бу өйләрни толдуруш үчүн кәлгәнләр, халас. Чүнки Мән уларниң барлиқ рәзиллиги түпәйлидин йүзүмни бу шәһәрдин өрүп йошурғанмән.
6Һалбуки мана, Мән бу шәһәргә шипа қилип дәрдигә дәрман болимән; Мән уларни сақайтимән, уларға чәксиз арамбәхш һәм һәқиқәтни йешип аян қилимән.
7Мән Йәһудани һәм Исраилни сүргүндин қайтуруп әслигә кәлтүримән; уларни авалқидәк қуруп чиқимән.
8Мән уларни Мән билән қаршилишип гунаға петип садир қилған барлиқ қәбиһлигидин пакландуримән, Мениң алдимда гунаға петип, Маңа асийлиқ қилған барлиқ қәбиһликлирини кәчүримән;
9йәр йүзидики барлиқ әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипатни аңлайду, шуниң билән бу шәһәр кишини шатландуруп, Өзүмгә мәдһийәләрни қозғап, шан-шәрәп кәлтүрүп нам-шөһрәт һасил қилиду; әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипат вә арамбәхшликтин Мәндин қорқуп титрәйдиған болиду.
10Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр мошу йәр тоғрилиқ: «У бир харабилик, адәмзатсиз вә һайванатсиз болди!» дәйсиләр — дурус. Лекин харабә болған, адәмзатсиз, аһалисиз, һайванатсиз болған Йәһуданиң шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида
11йәнә тамашиниң садаси, шат-хурамлиқ садаси вә тойи болуватқан жигит-қизниң авази аңлиниду, шундақла Пәрвәрдигарниң өйигә «тәшәккүр қурбанлиқлири»ни апарғанларниң «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур, униң муһәббити мәңгүлүктур» дәйдиған авазлири қайтидин аңлиниду; чүнки Мән сүргүн болғанларни қайтуруп зиминдики аватлиқни әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
12Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Харабә болған адәмзатсиз вә һайванатсиз болған бу йәрдә вә униң барлиқ шәһәрлиридә қой баққучиларниң өз падилирини ятқузидиған қотанлири қайтидин бар болиду.
13Җәнубий тағлиқтики шәһәрләрдә, ғәриптики Йәһуданиң «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, җәнубий баяванлардики шәһәрләрдә, Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида вә Йәһуданиң шәһәрлиридиму қой падилири уларни саниғучиниң қоли астидин қайтидин өтиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
14Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтигә һәм Йәһуда җәмәтигә ейтқан шәпқәтлик вәдәмгә әмәл қилимән.
15Шу күнләр вә у чағда Мән Давут нәслидин «Һәққаний Шах»ни зиминда өстүрүп чиқиримән; У зиминда тоғра һөкүм вә һәққанийлиқ жүргүзиду.   
16Шу күнләрдә Йәһуда қутқузулиду, Йерусалим арамбәхштә туриду; шу чағда Йерусалим: «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимиздур» дегән нам билән атилиду.
17Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Давутниң Исраил җәмәтиниң тәхтигә олтиришқа лайиқ нәсли үзүлүп қалмайду,
18яки Лавийлардин болған каһинлардин, «көйдүрмә қурбанлиқ», «ашлиқ һәдийә» вә башқа қурбанлиқларни Мениң алдимда дайим сунидиған адәм үзүлүп қалмайду.

19Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
20Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мениң күндүз билән түзгән әһдәмни вә кечә билән түзгән әһдәмни бузуп, күндүз вә кечини өз вақтида кәлмәйдиған қилип қойсаңлар,
21шу чағда Мениң Қулум Давут билән түзгән әһдәм бузулуп, униңға: «Өз тәхтиңгә һөкүм сүридиған бир оғлуң дайим болиду» дегиним әмәлгә ашурулмайду вә хизмәткарлирим, каһинлар болған Лавийлар билән түзгән әһдәм бузулған болиду.
22Асманлардики қошунлар болған юлтузларни санап болғили болмиғандәк, деңиздики қумларни өлчәп болғили болмиғандәк, мән қулум Давутниң нәслини вә Өзүмгә хизмәт қилидиған Лавийларни көпәйтимән.
23Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
24Бу хәлиқниң: «Пәрвәрдигар Өзи таллиған бу икки җәмәттин ваз кечип, уларни ташлиди» дегинини байқимидиңму? Шуңа улар Мениң хәлқимни: «Кәлгүсидә һеч бир әл-дөләт болмайду» дәп көзгә илмайду.
25Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң күндүз вә кечини бекиткән әһдәм өзгирип кәтсә, яки асман-зиминдики қанунийәтләрни бекитмигән болсам,
26Мән Яқупниң нәслидин вә Давутниң нәслидин ваз кечип уларни ташлайдиған болимән, шуниңдәк Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң нәсли үстигә һөкүм сүрүш үчүн Давутниң нәслидин адәм таллимайдиған болимән! Чүнки бәрһәқ, Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп уларни әслигә кәлтүримән, уларға рәһимдиллиқ көрситимән.