1Бу сөз Пәрвәрдигардин Йәрәмияға келип, мундақ дейилди: —
2«Орнуңдин тур, сапалчиниң өйигә чүшкин, Мән саңа сөзлиримни аңлитимән».
3Шуңа мән сапалчиниң өйигә чүштум; вә мана, сапалчи ғалтәк үстидә бир нәрсини ясаватқан еди.
4У сеғиз лайдин ясаватқан қача туруп-туруп қоли астида бузулатти. Шу чағда сапалчи шу лайдин өзи лайиқ көргән башқа бир қачини ясайтти.
5Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
6«И Исраил җәмәти, бу сапалчи қилғандәк Мән саңа қилалмамдим? — дәйду Пәрвәрдигар. — Мана, сеғиз лайниң сапалчиниң қолида болғиниға охшаш, силәр Мениң қолумдисиләр, и Исраил җәмәти.
7Бәзидә Мән мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң жулунуши, бузулуши вә һалак қилиниши тоғрилиқ сөзләймән;
8шу чағ Мән агаһландурған шу әл яманлиғидин товва қилип янса, Мән уларға қилмақчи болған яманлиқтин янимән.
9Мән йәнә бәзидә мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң қурулуши вә тикип өстүрүлүши тоғрилиқ сөзләймән;
10шу чағ шу әл көз алдимда яманлиқ қилип авазимни аңлимиса, Мән йәнә уларға вәдә қилған, уларни бәрикәтлимәкчи болған яхшилиқтин янимән.
11Әнди һазир Йәһудадикиләргә вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә яманлиқ тәйярлаватимән, силәргә қарши бир пилан түзиватимән; шуңа һәр бириңлар рәзил йолуңлардин йениңлар, йоллириңларни вә қилмишлириңларни түзитиңлар.
12— Лекин улар: «Яқ! Хам хиял қилма! Биз өз пиланлиримизға әгишиверимиз, өз рәзил көңлимиздики җаһиллиғимиз бойичә қиливеримиз» — дәйду.
13Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләр арисидин: «Ким мушундақ ишни аңлап баққан?!» дәп сораңлар. «Пак қиз» Исраил дәһшәтлик жиркиничлик ишни қилған!
14Ливан қарлири айдаладики қиялиқтин йоқап кетәмду? Униң жирақтин чүшкән муздәк сулири қуруп кетәмду?
15Лекин Мениң хәлқим болса Мени унтуған; улар йоқ бир нәрсиләргә хушбуй яқиду; мана, булар уларни яшаватқан йолидин, йәни қедимдин болған йоллардин путлаштуруп, көтирилип түз қилинмиған бир йолда маңдурған.
16Шуниң билән уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду.
17Мән худди шәриқтин чиққан шамалдәк уларни дүшмән алдида тарқитиветимән; Мән балаю-апәт күнидә уларға йүзүмни әмәс, бәлки арқамни қилимән».
18Кишиләр: «Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду. Келиңлар, тилимизни бир қилип униң үстидин шикайәт қилайли, униң сөзлиридин һеч қайсисиға қулақ салмайли» — дейишти.
19— И Пәрвәрдигар, маңа қулақ салғайсән; маңа қаршилишидиғанларниң дәватқанлирини аңлиғайсән.
20Яхшилиққа яманлиқ қилиш боламду? Чүнки улар җеним үчүн ора колиған; мән уларға яхши болсун дәп, ғәзивиңни улардин яндуруш үчүн Сениң алдиңда дуа қилип турғанлиғимни есиңдә тутқайсән.
21Шуңа балилириңни қәһәтчиликкә тапшурғайсән, қиличниң бисигә елип бәргәйсән; аяллири балилиридин җуда қилинип тул қалсун; әрлири ваба-өлүм билән йоқалсун, жигитләр җәңдә қиличлансун.
22Уларниң үстигә басмичиларни елип кәлгиниңдә өйлиридин налә-пәряд аңлансун; чүнки улар мени тутушқа ора колиған, путлирим үчүн қисмақларни йошурун салған.
23Әнди Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң мени қәтл қилишқа болған қәстлириниң һәммисини убдан билисән; уларниң қәбиһликлирини кәчүрмигәйсән, уларниң гуналирини көзүң алдидин юмиғайсән; бәлки улар Сениң алдиңда жиқитилсун; ғәзивиң чүшкән күнидә уларни бир тәрәп қилғайсән.