Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәрәмияниң Йерусалимдин сүргүн болғанлар арисидики һаят қалған ақсақалларға, каһинларға, пәйғәмбәрләргә вә Небоқаднәсар әсир қилип Бабилға елип кәткән барлиқ хәлиққә Йерусалимдин йоллиған хети: —
2(хәт падишаһ Йәконияһ, ханиш, вәзирләр, Йәһуда вә Йерусалимдики шаһзадә-әмирләр вә һүнәрвәнләр Йерусалимдин кәткәндин кейин,
3Шафанниң оғли Әласаһниң вә Һилқияниң оғли Гәмарияниң қоли билән йолланған — Йәһуда падишаһи Зәдәкия бу кишиләрни Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң алдиға йоллиған). Йоллиған хәт мундақ: —
4Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси Йерусалимдин Бабилға сүргүнгә әвәткәнләрниң һәммисигә мундақ дәйду: —
5Өйләрни қуруңлар, уларда туруңлар; бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар;
6өйлиниңлар, оғул-қизлиқ болуңлар; оғуллириңлар үчүн қизларни елип бериңлар, қизлириңларни әрләргә ятлиқ қилиңлар; уларму оғул-қизлиқ болсун; шу йәрдә көпийиңларки, азийип кәтмәңлар;
7Мән силәрни сүргүнгә әвәткән шәһәрниң тинич-аватлиғини издәңлар, униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилиңлар; чүнки униң тинич-аватлиғи болса, силәрму тинич-ават болисиләр.
8Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Араңлардики пәйғәмбәрләр вә силәрниң палчилириңлар силәрни алдап қоймисун; силәр уларға көргүзгән чүшләргә қулақ салмаңлар;   
9чүнки улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; Мән уларни әвәткән әмәсмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
10Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бабилға бекитилгән йәтмиш жил тошқанда, Мән силәрниң йениңларға келип силәргә илтипат көрситимәнки, силәрни мошу жутқа қайтурушум билән силәргә қилған шапаәтлик вәдәмни ада қилимән;   
11Чүнки Өзүмниң силәр тоғрилиқ пиланлиримни, апәт елип келидиған әмәс, тинич-аватлиқ елип келидиған, ахирда силәргә үмүтвар келәчәкни ата қилидиған пиланлиримни убдан билимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
12Шуниң билән иләр Маңа нида қилип, йенимға келип Маңа дуа қилисиләр вә Мән силәрни аңлаймән.
13Силәр Мени издәйсиләр вә Мени таписиләр, чүнки силәр пүтүн қәлбиңлар билән Маңа интилидиған болисиләр.
14Мән Өзүмни силәргә тапқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән силәрни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, Мән силәрни һайдивәткән барлиқ әлләрдин вә һайдивәткән барлиқ җайлардин жиғимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәрни елип, әсли сүргүн қилип айриған жутқа қайтуримән.
15Силәр: «Пәрвәрдигар бизгә Бабилда пәйғәмбәрләрни тиклиди» десәңлар,
16әнди Пәрвәрдигар Давутниң тәхтигә олтарған падишаһ вә бу шәһәрдә туруватқан барлиқ хәлиқ, йәни силәр билән биллә сүргүн қилинмиған қериндашлириңлар тоғрилиқ шуни дәйду: —
17Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни азаплайдиған қилич, қәһәтчилик вә ваба әвәтимән; шуниң билән уларни худди сесиған, йегили болмайдиған начар әнҗирләрдәк қилимән;
18уларни қилич, қәһәтчилик вә ваба билән қоғлаймән, уларни йәр йүзидики барлиқ падишаһлиқларға һайдап апиримән; уларни шу әлләргә вәһимә, ләнәт, дәһшәт, уш-уш қилинидиған вә рәсва қилинидиған объект қилимән.

19чүнки Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп, хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип сөзлиримни уларға ейтқиним билән, улар қулақ салмиған; силәр сүргүн болғанларму һеч қулақ салмиғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
20Лекин и силәр сүргүн болғанлар, Мән Йерусалимдин Бабилға әвәткәнләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
21Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мениң намимда силәргә ялғандин бешарәт беридиған Колаяниң оғли Аһаб тоғрилиқ вә Маасеяһниң оғли Зәдәкия тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән, у уларни көз алдиңларда өлүмгә мәһкүм қилиду;
22шуниң билән улар мисал қилинип Бабилда турған Йәһудадики барлиқ сүргүн қилинғанларниң ағзида: «Пәрвәрдигар сени Бабил падишаһи Небоқаднәсар отта каваб қилған Зәдәкия вә Аһабдәк қилсун!» дегән ләнәт сөзи болиду;
23чүнки улар Исраил ичидә ипласлиқ қилған, хошниларниң аяллири билән зина қилған вә Мениң намимда ялған сөзләрни, Мән уларға һеч тапилмиған сөзләрни қилған; Мән буларни Билгүчи вә гува Болғучидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
24«Сән Йәрәмия Нәһәләмлик Шемаяға мундақ дегин: —
25Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки сән өз намиңда Йерусалимдики барлиқ хәлиққә, каһин болған Маасеяһниң оғли Зәфанияға вә барлиқ каһинларға хәтләр йоллиғиниң түпәйлидин, —
26(сән Зәфанияға мундақ язған: «Пәрвәрдигар сени каһин Йәһуяданиң орниға каһин тиклигән әмәсму? У сени Пәрвәрдигарниң өйидә шуниңға назарәтчи қилғанки, бешарәт беридиған пәйғәмбәр болувалған һәр бир тәлвини бесиш үчүн пути вә бойниға тақақ селишиң керәк.   
27Әнди сән немишкә силәргә өзини пәйғәмбәр қиливалған Анатотлуқ Йәрәмияни әйиплимидиң?
28Чүнки у һәтта Бабилда туруватқан бизләргиму: «Шу йәрдә болған вақтиңлар узун болиду; шуңа өйләрни селиңлар, уларда туруңлар, бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар» дәп хәт йоллиди!»)
29— Зәфания мошу хәтни Йәрәмия пәйғәмбәр алдида оқуди.
30Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
31Барлиқ сүргүн болғанларға хәт йоллап мундақ дегин: — Пәрвәрдигар Нәһәламлиқ Шәмая тоғрилиқ мунақ дәйду: Чүнки Мән уни әвәтмигән болсамму, Шемаяниң силәргә бешарәт берип, силәрни ялғанчилиққа ишәндүргәнлиги түпәйлидин,
32Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Нәһәламлиқ Шемаяни нәсли билән биллә җазалаймән; мошу хәлиқ арисида униң һеч қандақ нәсли тепилмайду; у Мән Өз хәлқим үчүн қилмақчи болған яхшилиқни һеч көрмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар: — чүнки у адәмләрни Маңа асийлиққа қутратти.