Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 3

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шундақ дейилидуки, бириси аялини қоювәтсә, аял униңдин аҗрашса вә кейин у башқа әргә ятлиқ болған болса, биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду? Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?  
2Бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ; — Сән зади нәдә ят илаһлар билән бузуқлуқ өткүзмигәнсән?! — Сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк уларни йоллар бойи күтүп олтарғансән; зиминни бузуқлуқлириң вә рәзиллигиң билән булғиғансән.
3Шуниң үчүн қаттиқ ямғурлар тутуп қелинип саңа берилмиди һәмдә «кейинки ямғурлар» яғмиди. Лекин сәндә техи паһишә аялниң қелин йүзи бар, иза тартишни һеч билгүң йоқтур.
4Һәтта сән баятин Маңа: «И Атам, яшлиғимдин башлап маңа йетәкчи һәмраһ болуп кәлдиң!» — дәйсән, вә: —
5«У һәрдайим ғәзивини сақламду? У ғәзивини ахирғичә тутамду?» — дәйсән. Мана, сән шундақ дегиниң билән, лекин сән қолуңдин келишичә рәзиллик қилғансән.
6Йосия падишаһниң күнлиридә Пәрвәрдигар маңа: «Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму? У барлиқ егиз таққа чиқип һәм барлиқ йешил дәрәқ астиға кирип шу йәрләрдә паһишидәк бузуқлиқ қилған» — деди.  
7— «Мән: У буларниң һәммисини қилғандин кейин, чоқум йенимға қайтип келиду, — дедим; лекин у қайтип кәлмиди. Униң асий сиңлиси, йәни Йәһуда буни көрди;
8лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп, асий сиңлиси Йәһуда қорқмиди, бәлки өзиму берип паһишилик қилди.
9Шундақ болдики, өз бузуқчилиғини шунчә кичик иш дәп қариғачқа, у һәтта яғач вә таш билән зина қилип зиминни булғивәтти.
10Буларниң һәммисигә қаримай Исраилниң асий сиңлиси Йәһуда техи пүтүн көңли билән әмәс, пәқәт сахтилиқ билән йенимға қайтип кәлгәндәк болувалди, — дәйду Пәрвәрдигар.
11Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Вапасиз Исраил өзини асий Йәһудадин һәққаний көрсәтти.
12Барғин, шималға қарап бу сөзләрни җакалап мундақ дегин: — «Қайтип кәл, и йолдин чиққучи Исраил, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән саңа қапиқимни қайта түрмәймән; чүнки Мән рәһимдил, — дәйду Пәрвәрдигар — Мән ғәзивимни мәңгүгә сақлап турмаймән.   
13Пәқәт сениң қәбиһлигиңни, — Пәрвәрдигар Худайиңға асийлиқ қилғанлиғиңни, уян-буян қатрап жүрүп өзүңни һәр бир йешил дәрәқ астида ят илаһларға беғишлиғанлиғиңни, шуниңдәк авазимға һеч қулақ салмиғанлиғиңни иқрар қилсаңла Мәндин рәһим-шәпқәт көрисән — дәйду Пәрвәрдигар.
14Қайтип келиңлар, и йолдин чиққучи балилар, — дәйду Пәрвәрдигар — чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән; силәр шундақ қилсаңларла Мән силәрдин таллиғанларни, йәни һәр қайси шәһәрдин бирдин, һәр қайси җәмәттин иккидин пухрани Зионға қайтуруп келимән.
15Мән силәргә көңлүмдикидәк хәлиқ падичилирини тәқсим қилимән; улар силәрни даналиқ-билим, әқил-парасәт билән беқип озуқландуриду.
16Шундақ болидуки, шу күнләрдә силәр зиминда көпийип, көп пәрсәндлик болғиниңларда, — дәйду Пәрвәрдигар, — силәр: «Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи!» дәп йәнә тилға алмайсиләр; у һеч есиңларға кәлмәйду, уни һеч әслимәйсиләр вә уни һеч сеғинимайсиләр; силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр.
17Шу тапта улар Йерусалимни «Пәрвәрдигарниң тәхти» дәп атайду; барлиқ әлләр униңға жиғилиду, — йәни Пәрвәрдигарниң намиға, Йерусалимға жиғилиду; улар қәлбидики рәзил җаһиллиғиға қайтидин һеч әгишип маңмайду.
18Шу күнләрдә Йәһуда җәмәти Исраил җәмәти билән бирликтә маңиду; улар шимал зиминидин биллә чиқип Мән ата-бовилириға мирас болушқа тәқдим қилған зиминға келиду.

19Мән: «Мән сени балилирим қатириға қоюп, саңа гөзәл зиминни, йәни көплигән әлләрниң зиминлири арисидики әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — дедим, вә: «Сән Мени «мениң атам» дәйсән, вә Мәндин йүз өрүмәйсән!» — дедим.
20Лекин бәрһәқ, асийлиқ қилған аял өз җөрисидин айрилғандәк, силәр Маңа асийлиқ қилғансиләр, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар.
21Жуқири җайлардин бир аваз аңлиниду! У болса Исраил җәмәтидикиләрниң жиға-пәрядлири; чүнки улар өз йолини бурмилиған, Пәрвәрдигар Худасини унтуған.
22— Қайтип келиңлар, әй йолдин чиққучи балилар; Мән силәрниң йолдин чиқип кетишиңларға шипа болимән. — «Мана, биз йениңға баримиз; чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — дәңлар!
23— Бәрһәқ, егизликләрдә һәм тағларда аңлитилған бутпәрәсликниң қийқас-сүрәнлири беһудә иштур! Бәрһәқ, Исраилниң қутқузуш-ниҗати Пәрвәрдигар Худайимиздинладур.   
24Лекин яшлиғимиздин тартипла, ата-бовилиримизниң әҗрини, йәни уларниң кала-қой падилирини, қиз-оғуллирини әшу уят-номус йәп кәткән;
25Нәтиҗидә биз уят-хиҗиллиқ ичидә яттуқ, қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик бизни қапливалди; чүнки яшлиғимиздин тартип бүгүнки күнгә қәдәр биз вә ата-бовилиримиз һәммимиз Пәрвәрдигар Худайимиз алдида гуна садир қилип кәлдуқ, Пәрвәрдигар Худайимизниң авазиға һеч қулақ салмидуқ.