Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 19

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Барғин, сапалчидин бир сапал козини алғин; андин әлниң ақсақаллиридин вә каһинларниң ақсақаллиридин бир нәччини апирип,
2«Сапал парчилири» дәрвазисиға йеқин болған «Һинномниң оғлиниң җилғиси»ға берип шу йәрдә Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакалиғин.
3Мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң падишаһлири вә Йерусалимдикиләр! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән мошу йәргә балаю-апәтни чүшүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
4Чүнки бу хәлиқ Мәндин ваз кечип, бу йәрни Маңа «ят» қилған, униңда нә өзлири, нә ата-бовилири, нә Йәһуда падишаһлири һеч тонумиған башқа илаһларға хушбуй яққан; улар бу йәрни гунасизларниң қанлири билән толдурған.
5Улар Баалға өз балилирини көйдүрмә қурбанлиқлар сүпитидә көйдүрүш үчүн Баалниң «жуқури җайлар»ини қурған; Мән бундақ бир ишни һеч қачан буйруп бақмиған, һеч ейтмиған, у һәргиз оюмға кирип бақмиған.
6Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду.
7Мән бу йәрдә Йәһуда һәм Йерусалимниң пилан-тәдбирлирини қуруқ қиливетимән; Мән уларни дүшмәнлириниң қиличи билән, йәни җанлирини издигүчиләрниң қолида жиқитимән; Мән җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға вә йәр-зиминдики һайванатларға озуқ болушқа бериветимән.
8Мән бу шәһәрни дәһшәт басидиған һәм кишиләр уш-уш қилидиған объект қилимән; униңдин өтүватқанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин дәһшәт бесип үшқиртиду.
9Мән уларни дүшмәнлириниң һәм җанлирини издигүчиләрниң қаттиқ қистайдиған қоршавиниң бесими астида оғуллириниң гөшини һәм қизлириниң гөшини йәйдиған қилимән, уларниң һәр бири өз йеқининиң гөшини йәйду.
10Әнди сән өзүң билән биллә апарған һәмраһлириңниң көз алдида һелиқи козини чеқивәткин;
11шундақ қилип уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бириси сапалчиниң козисини қайтидин һеч ясиялмиғидәк дәриҗидә чеқивәткинидәк Мәнму бу хәлиқ вә бу шәһәрни шундақ чеқиветимән. Улар җәсәтлирини Тофәттә көмиду, һәтта көмгидәк йәр қалмиғичә.
12Мән бу йәрни вә буниңда туруватқанларниму мушундақ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу шәһәрни Тофәткә охшаш қилимән.
13Йерусалимдики өйләр вә Йәһуда падишаһлириниң өйлири, — йәни уларниң өгүзлиридә туруп асмандики барлиқ юлтуз-сәйяриләргә хушбуй яққан вә Мәндин башқа ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни төккән барлиқ өйлири худди Тофәт дегән җайдәк булғанған җайлар болиду.
14Вә Йәрәмия Пәрвәрдигар уни бешарәт беришкә әвәткән Тофәттин қайтип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисиға кирип туруп барлиқ хәлиққә мундақ деди:
15— Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәр вә униң барлиқ шәһәрлиригә қарап ейтқан балаю-апәтниң һәммисини уларниң бешиға чүшүримән; чүнки улар бойнини қаттиқ қилип Мениң сөзлиримни һеч қачан аңлимиған.