1Падишаһ Зәдәкия Малкияниң оғли Пашхурни һәм Маасеяһниң оғли, каһин Зәфанияни әвәткәндә, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики муну бир сөз кәлди: —
2(Улар: «Биз үчүн Пәрвәрдигардин ярдәм сориғин; чүнки Бабил падишаһи Небоқаднәсар бизгә һуҗум қилиду; Пәрвәрдигар Өзиниң өткәнки карамәт қилған ишлири бойичә, бизгиму охшаш муамилә қилип, уни йенимиздин яндурармекин?» — дәп сориди.
3Йәрәмия уларға: — Зәдәкияға мундақ дәңлар, — деди)
4— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қоллириңлар тутқан, силәрни қоршивалған Бабил падишаһи һәм калдийләргә сепил сиртида җәң қилишқа ишлитидиған, җәң қураллириңларни қайриветимән вә буларни бу шәһәрниң оттурисида жиғивалимән;
5Мән Өзүмму созулған қолум вә күчлүк билигим билән, ғәзивим билән, қәһрим билән вә һәссиләнгән аччиғим билән силәргә җәң қилимән!
6Мән бу шәһәрдә туруватқанларни, инсан болсун, һайван болсун уримән; улар дәһшәтлик бир ваба билән өлиду.
7Андин кейин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһуда падишаһи Зәдәкияни, хизмәткарлирини, хәлиқни, йәни бу шәһәрдә вабадин, қиличтин вә қәһәтчиликтин қелип қалғанлар болса, Мән уларни Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң қолиға, уларниң дүшмәнлириниң қолиға вә җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; Небоқаднәсар уларни қилич тиғи билән уриду; у нә уларни айимайду, нә уларға ичини һеч ағритмайду, нә рәһим қилмайду.
8Лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән алдиңларда һаят йоли вә мамат йолини салимән;
9ким бу шәһәрдә қалмақчи болса, қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин ким шәһәрдин чиқип, силәрни қоршивалған калдийләргә тәслим болса, у һаят қалиду; униң җени өзигә алған олҗидәк болиду.
10Чүнки Мән бу шәһәргә яхшилиқ үчүн әмәс, бәлки яманлиқ қилиш үчүн йүзүмни қаратқуздум, — дәйду Пәрвәрдигар; у Бабил падишаһиниң қолиға тапшурулиду, у уни от селип көйдүриветиду.
11Вә Йәһуда падишаһиниң җәмәти тоғрилиқ Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
12И Давутниң җәмәти, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар, буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; болмиса, қилғанлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин, қәһрим партлап, оттәк һәммини көйдүриду; уни өчүрәләйдиған һеч ким болмайду;
13Мана, Мән саңа қаршидурмән, и җилға үстидә, түзләңликтики қияда олтарғучи, йәни «Ким үситимизгә чүшүп һуҗум қилалисун, ким өйлиримизгә бесип кирәлисун?!» дегүчи, — дәйду Пәрвәрдигар.
14Мән силәрниң қилмишиңларниң мевиси бойичә силәргә йеқинлишип җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; вә Мән униң орманлиғида бир от яқимән, у болса униң әтрапидики һәммини көйдүрүп түгитиду.