1Җениңларни қутқузуш үчүн Йерусалим шәһиридин қечиңлар, и Бинямин җәмәтидикиләр! Тәкоа йезисида канай челиңлар! Бәйт-Һаккәрәмдә ис сигналини көтириңлар! Чүнки балаю-апәт, йәни дәһшәтлик һалакәт шимал тәрәптин пәйда болиду.
2Зион қизи, йәни назинин саһибҗамални, мән набут қилимән.
3Йерусалимға қарши чиқиватқан пада баққучиларму өз падилирини епкелиду; улар Йерусалимни қоршавға елип чедирлирини тикиду; уларниң һәммиси өзи егилигән җайда пада бақиду.
4Улар: «Униңға қарши җәңгә тәйярлиниңлар! Туруңлар, чүш вақтидин пайдилинип һуҗум қилайли!», «Апла! Күн патай дәп қапту, кәчтики сайиләр узираватиду!» — дәйду, андин:
5«Шуңа, кечичә һуҗум қилип чиқайли, униң мустәһкәм ордилирини йоқитайли!» — дәйду.
6— Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Дәрәқләрни кесип, улар билән Йерусалим әтрапида дөң-потәйләрни ясаңлар; чүнки у җазаланмиса болмайдиған шәһәрдур; униңда барлиқ ишлар зулум-зомигәрликтур.
7Қудуқ өз сулирини урғутуп чиқарғандәк, уму рәзилликлирини урғутуп чиқармақта; униңдин зулмәт-зораванлиқ вә һалакәт садалири аңланмақта; мениң көз алдимда һемишә ағриқ-кесәлләр һәм яриланғанлар пәйда болмақта.
8И Йерусалим, тәлим-тәрбийә қобул қил; болмиса җеним сәндин ваз кечиду, — болмиса, Мән сени харабилик, адәмзатсиз бир зимин қиливетимән.
9Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар маңа мундақ дәйду: — Улар үзүм телини пасаңдиғучилардәк Исраилниң қалдисни пасаңдайду; шуңа сән үзүм үзгүчидәк үзүм телидики шахлар үстидин йәнә бир қетим қолуңни өткүзгин!
10Мән: — Мән һазир кимгә сөз қилип агаһландурай? Улардин аңлиғидәк зади ким бар? Мана, уларниң қулақлири сүннәт қилинмиған, улар һеч аңлиялмайду. Мана, Пәрвәрдигарниң сөзи уларға еғир келиду; уларға һеч хушяқмайду, — дедим.
11— Қәлбим Пәрвәрдигарниң ғәзәп отлири билән толуп ташти; уни ичимгә сиғдуруштин һалсирап кәттим; уни кочидики балилар, жигитләрниң мәшрәп сорунлириға төккәйсән. Әр-аяллар, қерилар һәм яшанғанларму буниңдин мустәсна болмисун!
12— Уларниң өйлири, етизлири аяллири билән биллә өзгиләргә тапшурулиду; чүнки Мән қолумни зиминдикиләргә созимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
13— Чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси охшашла алдамчилиқ қилиду;
14улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур!
15Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
16Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқигә мундақ дәйду: — Силәр төрт һәдә йолда туруватисиләр; шуңа йолуңларни убдан көрүп қоюңлар, қедимки, яхшилиққа елип барған йолларни сорап, уларда меңиңлар; шундақ қилғанда җениңлар убдан арам тапиду. Лекин улар: «Биз шуларда маңмаймиз!» — дәйду.
17Мән: Силәргә «Канайниң агаһ садасиға қулақ селиңлар!» дәйдиған агаһ бәргүчи күзәтчиләрни тиклидим; лекин силәр: «Қулақ салмаймиз» дедиңлар.
18Шуңа и әлләр, аңлаңлар; гувачилар болуп улар арисида болидиған ишларни билип қоюңлар!
19Аңла, и йәр-зимин! Қара, Мән бу хәлиқниң бешиға күлпәт, йәни уларниң ой-хияллириниң ақивитини чүшүримән; чүнки улар сөзлиримгә қулақ салмиған; Мениң Тәврат-қанунумни болса, улар чәткә қаққан.
20— Әнди зади немә мәхсәттә Шебадин чиққан хушбуй, жирақ жуттин елип келингән егир Маңа сунулиду? Көйдүрмә қурбанлиқлириңлар қобул қиларлиқ әмәс, силәрниң «тәшәккүр қурнанлиқ»лириңлар Мени хурсән қилмайду.
21Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиқ алдиға путликашаңларни салимән; шуниң билән һәм атилар һәм оғуллар биллә путлишиду; хошнилар вә достлар охшашла набут болиду.
22Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қара, шималий зиминдин бир хәлиқ келиду, йәр йүзиниң әң қәрилиридин улуқ бир әл қозғилиду;
23улар оқя вә қилич билән қураллиниду; улар залим, һеч рәһим қилмайду; уларниң авази деңиз долқунидәк шавқунлайду; улар атларға миниду, җәңгивар адәмләрдәк сәп-сәп болуп туриду; улар саңа қарши җәң қилишқа келиду, и Зион қизи!
24«Биз улар тоғрилиқ хәвәр аңлидуқ; қолимиз бошишип кәтти; ғәшлик, толғақта қалған аялдәк азап бизни тутти» — дедим.
25«Далаға чиқмаңлар, йоллар билән маңмаңлар, чүнки дүшмәнниң қиличи бар, тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду.
26И хәлқимниң қизи, сән өзүңгә бөз кийим кийивал, күлләр ичидә еғинап ят; өзүңниң бир тал оғлуңдин җуда болғандәк қаттиқ жиғлап матәм тут; чүнки булаң-талаң қилғучи бизгә қарап туюқсиз келиду».
27Пәрвәрдигар маңа: — Мән сени рода синиғучи қилип тиклидим, хәлқим болса худди тәкшүрүлидиған родидәк болиду; сени уларниң йоллирини күзитип синашқа тиклидим, — деди.
28— Уларниң һәр бири асийниң асийси, улар төһмәт чаплап уян-буян қатрап жүрмәктә; улар мис вә төмүрниң өзидур, һәммиси чирип кәткәндур;
29төмүрчиниң көрүкиму көйүп кәтти, қоғушун болса отта йәм болди; родини еритип тавлаш бекар болди; хәлқим яманлардин халий болмиди.
30Улар «дашқал күмүч» дәп атилиду; чүнки Пәрвәрдигар уларни рәт қилди.