Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 43

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шундақ болдики, Йәрәмия уларниң Худаси Пәрвәрдигарниң һәммә сөзлирини барлиқ хәлиққә ейтип түгәтти (Худаси Пәрвәрдигар Йәрәмияни уларға бу барлиқ сөзләрни ейтиш үчүн әвәткән), —
2шуниң билән Һошияниң оғли Азария вә Кареаһниң оғли Йоһанан вә шундақла барлиқ һали чоң адәмләр Йәрәмияға мундақ деди: — «Сән ялған ейтиватисән! Худайимиз Пәрвәрдигар сени бизгә: «Силәр Мисирда олтирақлишиш үчүн бармаңлар!» дейишкә әвәткән әмәс;
3бәлки Нерияниң оғли Баруқ чоқум сени бизгә қаршилаштуруп, бизни Калдийләрниң қолиға тапшурушқа күшкүртмәктә; шуниң билән улар бизни өлүмгә мәһкүм қилиду яки бизни Бабилға сүргүн қилиду».
4Шуниң билән Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә барлиқ хәлиқ Пәрвәрдигарниң: «Йәһуда зиминида туруп қелиңлар» дегән авазиға қулақ салмиди;
5бәлки Кареаһниң оғли Йоһанан вә барлиқ ләшкәр башлиқлири һайдиветилгән барлиқ әлләрдин Йәһуда зиминида олтирақлишишқа қайтип кәлгән Йәһуданиң пүтүн қалдисини,
6йәни әрләр, қиз-аяллар, балилар вә падишаһниң қизлирини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған һәр бир кишини һәмдә Йәрәмия пәйғәмбәр һәм Нерияниң оғли Баруқни елип,
7Мисир зиминиға кирип кәлди; улар Пәрвәрдигарниң әмригә итаәт қилмиди. Улар Таһпанәс шәһиригә йетип кәлди.
8Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға Таһпанәстә келип мундақ дейилди: —
9Йәһудийларниң көз алдидила, қолуңға бир нәччә чоң ташларни елип Пирәвнниң Таһпанәстики ордисиниң кириш йолиниң йенидики хишлиқ йолдики сеғиз лайға көмүп йошуруп,
10уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Мениң қулум болған Бабил падишаһи Небоқаднәсарни чақирип епкелимән, у мән көмүп йошурған бу ташлар үстигә өз тәхтини салиду; уларниң үстигә шаһанә чедирини йейип тикиду.
11У келип Мисир зиминида җәң қилиду; өлүмгә бекитилгәнләр өлиду; сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болиду; қиличқа бекитилгәнләр қиличлиниду.   
12Мән Мисирдики бутларниң өйлиригә от яқтурғузимән; у уларни көйдүрүп, бутлирини елип сүргүн қилиду; қой падичиси өз тонини кийгәндәк Небоқаднәсарму Мисир зиминини өзигә кийивалиду; у шу йәрдин аман-есән чиқиду.
13У Мисир зиминидики «Қуяш ибадәтханиси»дики түврүкләрни чеқиветиду; у Мисирдики бутлириниң өйлиригә от қоюп көйдүриветиду.