1Йәһуда падишаһи Йәһоакимниң төртинчи жили, Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмияниң ағзиға қарап бу сөзләрни орам қәғәзгә язғинида, Йәрәмия пәйғәмбәр униңға бу сөзни ейтқан: —
2«Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар сән Баруқ тоғрилиқ мундақ дәйду: —
3Сән: «Һалимға вай! Чүнки Пәрвәрдигар қайғумға дәрд-әләм қошуп қойди; мән аһ-зарлар қилиштин чарчидим, задила арам тапалмидим!» — дедиң.
4— Йәрәмия, сән униңға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қуруп чиққанлиримни һазир ғулитимән, Мән тиккәнлиримни, йәни бу пүткүл җаһанни һазир жулуп ташлаймән.
5Мән бундақ қилған йәрдә сән өзүң үчүн улуқ ишларни издишиңгә тоғра келәмду? Буларни издимә; чүнки мана, Мән барлиқ әт егилири үстигә балаю-апәт чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин җениңни сән баридиған барлиқ йәрләрдә өзүңгә олҗа қилип беримән».