Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мән дәвайимни алдиңға елип кәлсәм, адил болуп кәлдиң, и Пәрвәрдигар; лекин Сән билән Өз һөкүмлириң тоғрилиқ сөзләшмәкчимән; немишкә рәзилләрниң йоли ронақ тапиду? Асийлиқ қилғучиларниң һәммиси немишкә кәңри-азатиликтә туриду?
2Сән уларни йәр йүзигә тиккәнсән, уларму йилтиз тартқан; улар өсүп гүллиниду, улар мевиләйду; Сән уларниң ағзиға йеқин охшайсән, лекин виҗданидин жирақсән;   
3лекин Сән, и Пәрвәрдигар, мени билисән; Сән мени көрүп кәлгәнсән, Өзүңгә болған садиқлиғимни синиғансән. Уларни боғузлашқа бекитилгән қойлардәк айрип сөрәп чиққайсән, уларни қәтл күнигә айриғайсән.   
4Зимин қачанғичә қағҗирайду, етиздики от-чөпләр қачанғичә қурған һаләттә туриду? Зиминда турувақанларниң рәзиллиги түпәйлидин һайванлар һәм учар-қанатлар қачанғичә йоқап түгәйду? Чүнки бу хәлиқ: «Худа ақивитимизни һеч көрмәйду» дәватиду.  
5— Сән жүгүргән ләшкәрләр билән бәсләшкәндә, улар сени һалсиратқан болса, әнди сән атлар билән бәсләшсәң қандақ болар? Сән пәқәт аман-течлиқта турған зиминдила хатирҗәм болуп Маңа ишинисән, әнди Иордан дәрияси бойидики қоюқ чатқаллиқларда қандақ жүрисән?
6Чүнки һәтта өз қериндашлириң, атаңниң җәмәтиму саңа асийлиқ қилған. Уларму сени йоқитиш үчүн авазини қоюп бәргән. Гәрчә улар саңа меһирлик сөзләрни қилған болсиму, уларға ишәнмә!»
7— Өзүм аиләмдин ваз кечимән, мирасимни ташливетимән, җан-җигиримни дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән.
8Мениң мирасим болған хәлиқ болса Маңа орманлиқтики бир ширгә охшаш болуп қалди; улар Маңа қарши авазини көтәрди; шуңа Мән уларни яман көримән.
9Мениң мирасим Маңа сар-бүркүт яки чилбөридәк болуп қалди әмәсму? Лекин униң әтрапиға башқа сар-бүркүтләр олашмақта! Бериңлар, уларни йәветишкә барлиқ даладики һайванларни жиғип келиңлар!   
10Нурғунлиған хәлиқ падичилири үзүмзаримни һалак қилиду, улар Мениң несивәмни аяқ асти қилиду, улар Мениң йеқимлиқ несивәмни ғериб бир чөл-баяванға айландуриду;   
11улар уни ғериб қиливетиду; у Мениң алдимда ғериб һәм қағҗирақ туриду; пүткүл зимин ғериб қалиду; амма һеч адәм буниңға көңлини бөлмәйду.
12Чөл-баявандики барлиқ егизликләр үстигә һалак қилғучилар ғужулдап чиқип келиду; чүнки Пәрвәрдигарниң қиличи зиминниң бир четидин йәнә бир четигичә һәммини жутиду; һеч әт егисиниң тинич-хатирҗәмлиги болмайду.
13Хәлқим буғдайни териған болсиму, лекин текәнләрни орийду; улар өзлирини упратқини билән, пайда көрмәйду; шуңа начар мәһсулатлириңлар түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви түпәйлидин, йәргә қарап қалисиләр.
14Мәнки Пәрвәрдигар Өз хәлқим Исраилни варис қилған мирасқа чаңгал салған, зиминимниң һәммә рәзил хошнилири тоғрилиқ мундақ дәймән: — Мана, Мән уларни өз зиминидин жулуп алимән, шуниңдәк Йәһуда җәмәтини улар арисидин жулувалимән;   
15лекин шундақ болидуки, уларни жулувалғандин кейин Мән бу йолдин йенип, уларға ичимни ағритимән, уларниң һәр бирини өз мирасиға, һәр бирини өз зиминиға қайтуримән.
16Шундақ қилип, әгәр (улар өткәндә хәлқимгә Баалниң исмиға қәсәм ичишни үгәткәндәк) көңүл қоюп хәлқимниң йоллирини үгәнсә, җүмлидин Мениң намимға қәсәм ичишни үгәнсә, — әнди уларға хәлқим арисидин муқим орун берилип, улар гүлләндүрүлиду.
17Бирақ улар аңлимиса, Мән шу әлни мутләқ жулуп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.