Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһуда падишаһи Йосияниң оғли Йәһоаким тәхткә олтарған мәзгилниң бешида шу сөз Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —
2Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисида туруп ибадәт қилиш үчүн Пәрвәрдигарниң өйигә киргән Йәһуданиң барлиқ шәһәрлиридикиләргә Мән саңа буйруған һәр бир сөзләрни җакалиғин; әйнән ейтқин!
3Улар бәлким аңлап қояр, һәр бири өз рәзил йолидин янар; шундақ қилса, Мән қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин бешиға күлпәт чүшүрмәкчи болған нийитимдин янимән.
4Сән уларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа қулақ салмай, Мән силәрниң алдиңларға қойған Тәврат-қанунумда маңмисаңлар,
5Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп әвәткән хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрниң сөзлирини аңлимисаңлар (силәр уларға һеч қулақ салмай кәлгәнсиләр!),
6ундақта, Мән Шилоһни қандақ қилған болсам, әнди бу өйниму шуниңға охшаш қилимән, бу шәһәрни йәр йүзидики барлиқ әлләргә ләнәт сөзи қилимән».  
7Шуниң билән каһинлар, пәйғәмбәрләр вә барлиқ хәлиқ Йәрәмияниң бу сөзлирини Пәрвәрдигарниң өйидә җакалиғанлиғини аңлиди.
8Шундақ болдики, Йәрәмия барлиқ хәлиққә Пәрвәрдигар униңға тапилиған бу сөзләрниң һәммисини ейтип бәргәндин кейин, каһинлар вә пәйғәмбәрләр вә барлиқ хәлиқ уни тутувелип: «Сән чоқум өлүшүң керәк!
9Сән немишкә Пәрвәрдигарниң намида бешарәт берип: «Бу өй Шилоһдәк болиду, бу шәһәр харабә, адәмзатсиз болиду!» — дедиң?» — деди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ хәлиқ Йәрәмияға доқ қилип уни оривелишти.
10Йәһуда әмирлири бу ишларни аңлиди; улар падишаһлиқ ордисидин чиқип Пәрвәрдигарниң өйигә кирди, Пәрвәрдигарниң өйидики «Йеңи дәрваза»да сотқа олтарди.
11Каһинлар вә пәйғәмбәрләр әмирләргә вә хәлиққә сөзләп: «Бу адәм өлүмгә лайиқ, чүнки силәр өз қулақлириңлар билән аңлиғандәк у мошу шәһәрни әйипләп бешарәт бәрди» — деди.
12Андин Йәрәмия барлиқ әмирләргә вә барлиқ хәлиққә сөзләп мундақ деди: — «Пәрвәрдигар Мени бу өйни әйипләп, бу шәһәрни әйипләп, силәр аңлиған бу барлиқ сөзләр билән бешарәт беришкә әвәткән.
13Һазир йоллириңларни вә қилмишиңларни түзитиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазини аңлаңлар! Шундақ болғанда, Пәрвәрдигар силәргә җакалиған күлпәттин яниду.
14Лекин мән болсам, мана, қоллириңлардимән; маңа көзүңләргә немә яхши вә дурус көрүлсә шундақ қилиңлар;
15пәқәт шуни билип қоюңларки, мени өлтүрүвәтсәңләр гунасиз қанниң җазасини өз бешиңларға, бу шәһәргә вә униңда туруватқанларниң бешиға чүшүрисиләр; чүнки дегиним һәқ, Пәрвәрдигар һәқиқәтән бу сөзләрниң һәммисини қулақлириңларға дейишкә мени әвәткән».
16Әмирләр вә барлиқ хәлиқ каһинларға вә пәйғәмбәрләргә: «Бу адәм өлүмгә лайиқ әмәс; чүнки у Пәрвәрдигар Худайимизниң намида бизгә сөзлиди» — деди.
17Андин зиминдики бәзи ақсақаллар орнидин туруп хәлиқ кеңишигә мундақ деди: —
18«Морәшәтлик Микаһ Йәһуда падишаһи Һәзәкияниң күнлиридә барлиқ Йәһуда хәлқигә бешарәт берип: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпиләр болуп қалиду, «Өй җайлашқан тағ» болса, Орманлиқниң оттурисидики жуқури җайларла болиду, халас» — дегән еди.  

19Йәһуда падишаһи Һәзәкия вә барлиқ Йәһуда хәлқи Микаһни өлүмгә мәһкүм қилғанму? Һәзәкия Пәрвәрдигардин қорқуп, Пәрвәрдигардин өтүнгән әмәсму? Вә Пәрвәрдигар уларға қилмақчи болуп җакалиған күлпәттин янған әмәсму? Биз бу йолдин янмисақ өз җенимиз үстигә зор бир күлпәтни чүшүргән болмамдимиз?».
20(Пәрвәрдигарниң намида Йәрәмияниң барлиқ дегәнлиридәк бу шәһәрни вә бу зиминни әйипләп бешарәт бәргән, Кириат-Йеаримлиқ Шәмаяниң оғли Урия исимлиқ йәнә бир адәм бар еди.
21Падишаһ Йәһоаким вә барлиқ палванлири, барлиқ әмирлири униң сөзлирини аңлиғанда, падишаһ уни өлтүрүшкә интилгән; лекин Урия буни аңлиғанда қорқуп, Мисирға қачти.
22Лекин Йәһоаким чапармәнләрни, йәни Акборниң оғли Әлнатан вә башқиларни Мисирға әвәткән;
23улар Урияни Мисирдин елип чиқип падишаһ Йәһоакимниң алдиға апарған; у уни қиличлап, җәситини пухраларниң гөрлүгигә ташливәткән).
24— Һалбуки, шу чағда Шафанниң оғли Аһикам уларниң Йәрәмияни өлүмгә мәһкүм қилип хәлиқниң қолиға тапшурмаслиғи үчүн, уни қоллиди.