1Йерусалим ишғал қилинғанда төвәндики ишлар йүз бәрди: — Йәһуда падишаһи Зәдәкияниң тоққузинчи жили онинчи айда, Бабил падишаһи Небоқаднәсар вә барлиқ қошуни Йерусалимға җәң қилишқа келип уни муһасиригә алди;
2Зәдәкияниң он биринчи жили, төртинчи айниң тоққузинчи күнидә, улар шәһәр сепилидин бөсүп кирди.
3Шуниң билән Бабил падишаһиниң әмирлириниң һәммиси, йәни Самгарлиқ Нәргал-Шарәзәр, баш ғәзничи Небу-Сарсеқим, баш сеһиргәр Нәргал-шарәзәр вә Бабил падишаһлиғиниң башқа әмәлдарлири кирип «Оттура дәрваза»да олтарди.
4Йәһуда падишаһи Зәдәкия вә барлиқ җәңгивар ләшкәрләр уларни көрүп қачмақчи болуп, түн кечидә шәһәрдин бәдәр тикиветишти; у падишаһниң бағчиси арқилиқ, «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин чиқип Иордан җилғисидики «Арабаһ түзләңлиги»гә қарап қечишти.
5Калдийләрниң қошуни уларни қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишип уни қолға елип Хамат зиминидики Риблаһ шәһиригә, Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң алдиға апарди; у шу йәрдә униң үстидин һөкүм чиқарди.
6Бабил падишаһи Риблаһ шәһиридә Зәдәкияниң оғуллирини көз алдида өлтүрүвәтти; Бабил падишаһи Йәһудадики барлиқ мөтивәрләрниму өлтүрүвәтти.
7У Зәдәкияниң көзлирини оюп, уни Бабилға апириш үчүн мис кишәнләр билән кишәнләп қойди.
8Калдийләр падишаһниң ордисини вә пухраларниң өйлирини от қоюп көйдүрүп Йерусалимниң сепиллирини көмүрүп ташлиди.
9Шаһанә қаравул беги Небузар-Адан шәһәрдә қелип қалған башқа хәлиқни, өзигә тәслим болуп чиққанларни, йәни қалған хәлиқниң һәммисини қолға елип, Бабилға сүргүн қилди.
10Һалбуки, қаравул беги Небузар-Адан Йәһуда зиминида һеч тәвәлиги болмиған бәзи намратларни қалдурди; шу чағда у уларға үзүмзарлар вә етизларни тәқсимләп бәрди.
11Бабил падишаһи Небоқаднәсар Йәрәмия тоғрилиқ қаравул беги Небузар-Адан арқилиқ: «Уни тепип униңдин хәвәр ал; униңға һеч зиян йәткүзмә; у немини халиса шуни униңға қилип бәр» — дәп пәрман чүшүргән еди.
13Шуңа қаравул беги Небузар-Адан, шундақла баш ғәзничи Небушазбан, баш сеһиргәр Нәргал-Шарәзәр вә Бабил падишаһиниң башқа баш әмәлдарлириниң һәммиси адәм әвәтип
14Йәрәмияни «Қаравулларниң һойлиси»дин елип Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияниң өз өйигә апириши үчүн униң қолиға тапшурғузди. Лекин Йәрәмия пухралар арисида турди.
15Йәрәмия «Қаравулларниң һойлиси»да қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилгән еди: —
16Барғин, Ефиопийәлик Әбәд-Мәләккә мундақ дегин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз сөзлиримни мошу шәһәр үстигә чүшүримән; ават-һалавәт әмәс, бәлки балаю-апәт чүшүримән; шу күни бу ишлар өз көзүң алдида йүз бериду.
17Лекин шу күни Мән сени қутқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Сән қорқидиған адәмләрниң қолиға тапшурулмайсән;
18чүнки Мән чоқум сени қутқузимән; сән қиличланмайсән, бәлки өз җениң өзүңгә олҗидәк қалиду; чүнки сән Маңа тайинип кәлгәнсән — дәйду Пәрвәрдигар».