1Бабил падишаһи Небоқаднәсар Зәдәкияни Йәһуданиң зиминиға падишаһ қилди; шуниң билән у Йосияниң оғли Йәһоакимниң оғли Конияниң орниға һөкүм сүриди.
2У, яки хизмәткарлири, яки зиминдики хәлиқ Пәрвәрдигарниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлиригә һеч қулақ салмиди.
3Падишаһ Зәдәкия Шәләмияниң оғли Йәһукални һәм каһин Маасеяһниң оғли Зәфанияни Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға әвәтип униңға: «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән» — дегүзди
4(шу чағда Йәрәмия зинданда қамақлиқ әмәс еди; у хәлиқ арисиға чиқип-киришкә әркин еди.
5Пирәвнниң қошуни Мисирдин чиққан еди; Йерусалимни қоршивалған Калдийләр буларниң хәвирини аңлап Йерусалимдин чекинип кәткән еди).
6Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилиди: —
7Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрни маңа илтиҗа қилдуруп издәшкә әвәткән Йәһуда падишаһиға мундақ дәңлар: — Мана, силәргә ярдәм беримиз дәп чиқип кәлгән Пирәвнниң қошуни болса, өз зиминиға, йәни Мисирға қайтип кетиду.
8Андин Калдийләр бу шәһәргә қайтип келип җәң қилип уни ишғал қилиду, уни от қоюп көйдүриветиду.
9Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз-өзүңларни алдап: «Калдийләр биздин чекинип кәткән» — демәңлар; улар кәткән әмәс!
10Чүнки гәрчә силәр өзүңларға җәң қилидиған Калдийләрниң толуқ қошунини урувәткән болсаңларму вә уларниңкидин пәқәт яриланғанларла қалған болсиму, уларниң һәр бири йәнила өз чедиридин туруп бу шәһәрни от қоюп көйдүрүвәткән болатти.
11Пирәвнниң қошуни түпәйлидин Калдийләрниң қошуни Йерусалимдин чекинип турған вақитта, шу вақиә йүз бәрди: —
12Йәрәмия Биняминдики зиминға йол елип, шу йәрдики жутдашлири арисидин өз несивисини егиләш үчүн Йерусалимдин чиққанда,
13у «Бинямин дәрвазиси»ға йәткәндә, Һананияниң нәвриси, Шәләмияниң оғли күзәт беги Ирия шу йәрдә туратти; у: «Сән Калдийләргә чекинип тәслим болмақчисән!» дәп уни тутувалди.
14Йәрәмия: «Ялған! Мән Калдийләр тәрәпкә қечип тәслим болмақчи әмәсмән!» — деди. Лекин у униңға қулақ салмиди; Ирия Йәрәмияни қолға елип уни әмирләр алдиға апарди.
15Әмирләр болса Йәрәмиядин ғәзәплинип уни урғузуп, уни диванбеги Йонатанниң өйидики қамақханиға солиди; чүнки улар шу өйни зинданға айландурған еди.
16Йәрәмия зиндандики бир гундиханиға қамилип, шу йәрдә узун күнләр ятқандин кейин,
17Зәдәкия падишаһ адәм әвәтип шу йәрдин ордисиға елип кәлди. У шу йәрдә астиртин униңдин: «Пәрвәрдигардин сөз барму?» дәп сориди. Йәрәмия: «Бар; сән Бабил падишаһиниң қолиға тапшурулисән» — деди.
18Йәрәмия Зәдәкия падишаһға илтиҗа қилип: — «Мән саңа яки хизмәткарлириңға яки бу хәлиққә немә гуна қилғинимға, бу зинданға қамап қойдуңлар?
19Силәргә бешарәт берип: «Бабил падишаһи саңа яки бу зиминға җәң қилишқа чиқмайду!» дегән пәйғәмбәрлириңлар қени?» — деди
20— «Әнди и падишаһ тәхсир, сөзлиримгә қулақ селишиңни өтүнимән; илтиҗайим алдиңда иҗабәт болсун, дәп өтүнимән; диванбеги Йонатанниң өйигә мени қайтқузмиғайсән; сән ундақ қилсаң, шу йәрдә өлимән».
21Зәдәкия падишаһ пәрман чүшүрүп, Йәрәмияни қаравулларниң һойлисида турғузушни, шуниңдәк шәһәрдики һәммә нан түгәп кәтмисила, униңға һәркүни «Навай кочиси»дин бир нан берилишни тапилиди; шуниң билән Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.