Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йосияниң оғли, Йәһуда падишаһи Йәһоакимниң төртинчи жилида (йәни Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң биринчи жилида) Йәһуданиң барлиқ хәлқи тоғрилиқ Йәрәмияға кәлгән сөз, —
2Бу сөзни Йәрәмия пәйғәмбәр Йәһуданиң барлиқ хәлқи вә Йерусалимда барлиқ туруватқанларға ейтип мундақ деди: —
3Амонниң оғли, Йәһуда падишаһи Йосияниң он үчинчи жилидин башлап бүгүнки күнгичә, бу жигирмә үч жил Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип турған вә мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уни силәргә сөзләп кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар;
4вә Пәрвәрдигар силәргә барлиқ хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләрни әвәтип кәлгән; У таң сәһәрдә орнидин туруп уларни әвәтип кәлгән; лекин силәр қулақ салмай һеч аңлимидиңлар.
5Улар: «Силәр һәр бириңлар яман йолуңлардин вә қилмишлириңларниң рәзиллигидин товва қилип янсаңлар, Мән Пәрвәрдигар силәргә вә ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған зиминда туруверисиләр.
6Башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болуп чоқунмаңлар; Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрмәңлар; Мән силәргә һеч яманлиқ кәлтүрмәймән» — дәп җакалиған.
7Лекин силәр Маңа қулақ салмидиңлар, Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрүп өзүңларға зиян кәлтүрдүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
8Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр Мениң сөзлиримгә қулақ салмиған болғачқа,
9мана, Мән шималдики һәммә җәмәтләрни вә Мениң қулумни, йәни Бабил падишаһи Небоқаднәсарни чақиртимән, уларни бу зиминға, униңда барлиқ туруватқанларға һәмдә әтраптики һәммә әлләргә қаршилишишқа елип келимән; Мән мошу зиминдикиләр вә әтраптики әлләрни пүтүнләй вәйран қилип, уларни толиму вәһимилик қилимән һәм уш-уш объекти, дайимлиқ бир харабилик қилимән;
10Мән улардин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини, тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини, түгмән тешиниң садасини вә чирақ нурини мәһрум қилимән;
11бу пүткүл зимин вәйранә вә дәһшәт салғучи объект болиду, вә бу әлләр Бабил падишаһиниң йәтмиш жил қуллуғида болиду.
12Вә шундақ болидуки, йәтмиш жил тошқанда, мән Бабил падишаһиниң вә униң елиниң бешиға, шундақла Калдийләрниң зимини үстигә өз қәбиһлигини чүшүрүп, уни мәңгүгә харабилик қилимән.
13Шуниң билән Мән шу зимин үстигә Мән уни әйиплигән барлиқ сөзлиримни, җүмлидин бу китапта йезилғанларни, йәни Йәрәмияниң барлиқ әлләрни әйиплигән бешарәтлирини чүшүримән.
14Чүнки көп әлләр һәм улуқ падишаһлар бу падишаһ һәм қовмлириниму қул қилиду; Мән уларниң қилған ишлири вә қоллири ясиғанлири бойичә уларни җазалаймән.   
15Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Маңа аламәт көрүнүштә мундақ деди: — Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин;   
16улар ичиду, уян-буян ирғаңлайду вә Мән улар арисиға әвәткән қилич түпәйлидин сараң болиду.
17Шуңа мән бу қәдәһни Пәрвәрдигарниң қолидин алдим вә Пәрвәрдигар мени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүздүм,
18— йәни Йерусалимға, Йәһуданиң шәһәрлиригә, униң падишаһлириға вә әмир-шаһзадилиригә, йәни уларни бүгүнки күндикидәк бир харабә, вәһимә, уш-уш объекти болушқа һәм ләнәт сөзлири болушқа қәдәһни ичкүздүм;

19Мисир падишаһи Пирәвнгә, хизмәткарлириға, әмир-шаһзадилириға һәм хәлқигә ичкүздүм;
20барлиқ шалғут әлләр, уз зиминидики барлиқ падишаһлар, Филистийләрниң зиминидики барлиқ падишаһлар, Ашкелондикиләр, Газадикиләр, Әкрондикиләргә вә Ашдодниң қалдуқлириға ичкүздүм;   
21Едомдикиләр, Моабдикиләр вә Аммонийлар,
22Турниң барлиқ падишаһлири һәм Зидонниң барлиқ падишаһлири, деңиз бойидики барлиқ падишаһлар,   
23Дедандикиләр, Темадикиләр, Буздикиләр вә чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләр,
24Әрәбийәдики барлиқ падишаһлар вә чөл-баяванда туруватқан шалғут әлләрниң барлиқ падишаһлири,
25Зимридики барлиқ падишаһлар, Еламдики барлиқ падишаһлар, Медиалиқларниң барлиқ падишаһлири,
26шималдики барлиқ падишаһларға, жирақтики болсун, йеқиндики болсун, бир-бирләп ичкүздум; җаһандики барлиқ падишаһлиқларға ичкүздүм; уларниң арқидин Шешақниң падишаһиму қәдәһни ичиду.
27Андин сән уларға: «Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ичиңлар, мәс болуңлар, қусуңлар, Мән араңларға әвәткән қилич түпәйлидин жиқилип қайтидин дәс турмаңлар» — дегин.
28Вә шундақ болидуки, улар қолуңдин елип ичишни рәт қилса, сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр чоқум ичисиләр!» — дегин.
29Чүнки мана, Мән Өз намим билән аталған шәһәр үстигә апәт чүшүргили турған йәрдә, силәр җазаланмай қаламсиләр? Силәр җазаланмай қалмайсиләр; чүнки Мән йәр йүзидә барлиқ туруватқанларниң үстигә қилични чүшүшкә чақиримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
30Әнди сән Йәрәмия, уларға мошу бешарәтниң сөзлириниң һәммисини җакалиғин: — Пәрвәрдигар жуқуридин ширдәк һөкирәйду, Өз муқәддәс туралғусидин У авазини қоюветиду; У Өзи туруватқан җайи үстигә һөкирәйду; У үзүм чәйлигүчиләр товлиғандәк йәр йүзидә барлиқ туруватқанларни әйипләп товлайду.
31Садаси йәр йүзиниң чәтлиригичә йетиду; Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләр билән дәваси бар; У әт егилириниң һәммиси үстигә һөкүм чиқириду; Рәзилләрни болса, уларни қиличқа тапшуриду; — Пәрвәрдигар шундақ дәйду.
32Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, балаю-апәт әлдин әлгә һәммиси үстигә чиқип тарқилиду; Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин дәһшәтлик буран-чапқун чиқиду.
33Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду; уларға матәм тутулмайду, улар бир йәргә жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар йәр йүзидә тезәктәк ятиду.  
34И баққучилар, зарлаңлар, налә көтириңлар! Топа-чаң ичидә еғиниңлар, и пада йетәкчилири! Чүнки қирғин қилиниш күнлириңлар йетип кәлди, Мән силәрни тарқитиветимән; Силәр өрүлгән есил чинидәк парчә-парчә чеқилисиләр.  
35Пада баққучилириниң башпанаһи, Пада йетәкчилириниң қачар йоли йоқап кетиду.
36Баққучиларниң азаплиқ пәряди, Пада йетәкчилириниң зарлашлири аңлиниду; Чүнки Пәрвәрдигар уларниң яйлақлирини вәйран қилай дәватиду;

37Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин, Течлиқ қотанлири харабә болиду.
38Пәрвәрдигар Өз угисини ташлап чиққан ширдәктур; Әзгүчиниң вәһшийлиги түпәйлидин, Вә Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин, Уларниң зимини вәйранә болмай қалмайду.