Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 49

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аммонийлар тоғрилиқ. Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилниң пәрсәндлири йоқмикән? Униң мирасхорлири йоқмиду? Әнди немишкә Милком Гадниң зиминиға варислиқ қилди, Милкомға тәвә болған хәлиқ немишкә Гадниң шәһәрлиридә туриду?   
2Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Аммонийларниң Раббаһ шәһиридә җәң садалирини аңлитимән; у харабилик дөң болиду; тәвә шәһәрлири от қоюп күйдүрүлиду; Исраил қайтидин өзлирини егиливалғанларға егидарчилиқ қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
3— Зарлаңлар, и Һәшбон! Чүнки Айи шәһири харабә қилинған! Раббаһ қизлири, өзүңларға бөз рәхтни бағлап матәм тутуңлар; сепил ичидә уян-буян патипарақ жүгүрүңлар; чүнки Милком вә униң каһинлири, униңға тәвәлик әмирлири сүргүн болиду.   
4Немишкә күч-һәйвитиңни даңлайсән? Сениң күчүң еқип кетиватиду, и: «Ким маңа йеқинлишишқа петиналисун?» дәп өз байлиқлириңға таянған, асийлиқ қилғучи қиз!
5Мана, Мән барлиқ әтрапиңдикиләрдин вәһшәт чиқирип үстүңгә чүшүримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, — шуниң билән силәр һәр бириңлар һайдиветилисиләр, алди-кәйбиңгә қаримай қачисиләр; қачқанларни йәнә жиғғучи һеч ким болмайду.
6Лекин кейинки күнләрдә, Аммонийларни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
7Едом тоғрилиқ: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Теманда һазир даналиқ тепилмамду? Данишмәнлиридин несиһәт йоқап кәттиму? Уларниң даналиқини дат бесип қалғанму?!   
8Бурулуп қечиңлар, пинһан җайлардин туралғу тепип туруңлар, и Деданда туруватқанлар! Чүнки Мән Әсавға тегишлик балаю-апәтни, йәни уни җазалайдиған күнини бешиға чүшүримән.   
9Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, улар азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму? Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму, улар өзлиригә чушлуқла бузуп, оғрилайду әмәсму?   
10Мән Әсавни ялаңачливетимән, у йошурунғидәк җай қалмиғичә далда җайлирини ечип ташлаймән; униң нәсли, қериндашлири һәм хошнилири йоқайду; у өзи йоқ болиду.
11Лекин житим-йесирлириңни қалдур, Мән уларниң һаятини сақлаймән; тул хотуниңлар Маңа таянсун.
12Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, ғәзивимниң қәдәһидин ичишкә тегишлик болмиғанлар чоқум униңдин ичмәй қалмайдиған йәрдә, сән җазаланмай қаламсән? Сән җазаланмай қалмайсән; сән чоқум униңдин ичисән.
13Чүнки Өз намим билән қәсәм ичкәнмәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Бозраһ дәһшәт басидиған һәм рәсва қилинидиған бир объекти, харабилик вә ләнәт сөзи болиду; униң әтрапидики шәһәрлири дайимлиқ харабилик болиду.
14Мән Пәрвәрдигардин шу бир хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдум, — вә бир әлчи әлләр арисиға әвәтилгән еди — У: «Униңға һуҗум қилишқа жиғилиңлар! Униңға җәң қилишқа орнуңлардин туруңлар!» — дәп хәвәр бериду.  
15Мана, Мән сени әлләр арисида кичик, Инсанлар арисида кәмситилгән қилимән.
16Сениң өзгиләргә дәһшәт салидиғанлиғиң, Көңлүңдики тәкәббурлуғуң өзүңни алдап қойди; Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, Туралғуң егизликниң жуқури тәрипидә болғучи, Гәрчә сән чаңгаңни бүркүтниңкидәк жуқури ясисаңму, Мән шу йәрдин сени чүшүриветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.  
17— Вә Едом толиму вәһимилик болиду; Едомдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп, уш-уш қилиду.
18Содом, Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрлири билән биргә өрүветилгәндәк Едомму шундақ болиду, — дәйду Пәрвәрдигар, — һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду.

19Мана, Иордан дәриясидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики қойларни тарқатқан бир ширдәк Мән Едомдикиләрни бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни Едомниң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму?   
20Шуңа Пәрвәрдигарниң Едомни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк Темандикиләрни җазалаш нийитини аңлаңлар: уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин Пәрвәрдигар униң яйлиғини вәйранә қилиду.
21Уларниң жиқилип кәткән садасини аңлап йәр йүзидикиләр тәвринип кетиду; налә-пәрядлири «Қизил деңиз»ғичә аңлиниду.
22Мана, бириси бүркүттәк қанат йейип пәрваз қилип, Бозраһ үстигә шуңғуп чүшиду. Шу күни Едомдики палванларниң жүриги толғаққа чүшкән аялниң жүригидәк болиду.  
23Дәмәшиқ тоғрилиқ: — Хамат, Арпад шәһиридикиләр хиҗаләткә қалдурулиду; чүнки улар шум хәвәр аңлайду; уларниң жүриги су болуп кетиду; давулғуп кәткән деңиздәк улар һеч тиничлиналмайду.   
24Дәмәшиқ зәипләшти, қечишқа бурулиду; уни вәһимә басиду; азаплар толғаққа чүшкән аялни тутқандәк, азап вә дәрд-қайғу уни тутиду.
25Нам-даңқи чиққан жут, Мән һозур алған шәһәр шу дәриҗидә ташливетилгән болиду!
26Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду, җәңгивар палванлар шу күни йоқитилиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар;
27— һәм Мән Дәмәшиқниң сепилигә бир от яқимән, у Бән-Һададниң ордилирини жутувалиду.  
28Бабил падишаһи Небоқаднәсар йәңгән Кедар тоғрилиқ һәм Һазорниң падишаһлиқлири туғулуқ сөз: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Орнуңдин тур, Кедарға һуҗум қилип, шәриқтики адәмләрни булаң-талаң қил!» — дейилиду;
29Һуҗум қилғанлар уларниң чедирлири һәм падилирини елип кетиду; уларниң чедир пәрдилири, барлиқ қача-қуча, төгилирини булап кетиду; хәқ уларға: «Тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду!» дәп вақирайду.
30Қечип кетиңлар, бәдәр тикип пинһан җайлардин туралғу тепип туруңлар, и Һазордикиләр, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Бабил падишаһи Небоқаднәсар силәргә җәң қилишқа қәст қилған, силәргә қарап нийити бузулған.
31— Орнуңдин тур, сепил-дәрвазиларға егә болмиған арамхуда яшап, теч-аман турған әлгә җәң қилишқа чиқ; улар ялғуз туриду — дәйду Пәрвәрдигар,
32— уларниң төгилири олҗа, топ-топ мал-варанлири ғәниймәт болиду; Мән чекә чачлирини чүшүргәнләрни төрт шамалға тарқитимән, уларниң бешиға һәр әтрапидин күлпәт чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар;   
33— Һазор болса чилбөриләрниң туралғуси, мәңгүгә вәйранә болиду. Һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду.
34Йәһуда падишаһи Зәдәкия тәхткә олтарған дәсләпки вақитлирида, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән Пәрвәрдигарниң сөзи мундақ еди: —
35Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Еламниң ғоллуқ күчи болған оқясини сундуримән.
36Асманларниң төрт четидин төрт шамални чиқирип Еламниң үстигә чүшүримән; Мән уларни бу төрт шамалға тарқитимән; шуниң билән Еламдин һайдалғанләрниң бармайдиған әл-мәмликәтләр қалмайду.

37Мән Еламни дүшмәнлири алдида һәм җенини издигүчиләрниң алдида дәккә-дүккигә чүшүримән; дәһшәтлик ғәзивимни бешиға төкүп, күлпәтләрни чүшүримән; уларни бәрбат қилғичә Мән қилични уларниң кәйнидин қоғлашқа әвәтимән.
38Мән Өз тәхтимни Еламда тикләймән, шу йәрдин падишаһи вә шаһзадилирини йоқ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
39— Лекин ахирқи заманларда, Мән Еламни сүргүнлүгидин қайтуруп әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.