1Йәһуда падишаһи Йосияниң оғли Зәдәкияниң тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилидә, шу сөз Йәрәмияға Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —
2Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Асарәтләр вә боюнтуруқларни ясап өз бойнуңға сал;
3бу боюнтуруқларни Едомниң падишаһиға, Моабниң падишаһиға, Аммонийларниң падишаһиға, Турниң падишаһиға вә Зидонниң падишаһиға Йерусалимға, Йәһуда падишаһиниң алдиға кәлгән уларниң өз әлчилириниң қоли арқилиқ әвәткин;
4һәр бирини өз ғоҗайинлириға шундақ бир хәвәрни йәткүзүшкә буйруғин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Өз ғоҗайинлириңларға мундақ дәңлар: —
5Мән зимин вә зимин йүзидә туруватқан адәмләр вә һайванларни зор қудритим вә созулған билигим билән яратқанмән; вә ким көзүмгә лайиқ көрүнсә, буларни шуларға тәқдим қилимән.
6Һазир Мән бу зиминләрниң һәммисини Бабил падишаһи, Мениң қулум болған Небоқаднәсарниң қолиға тапшурдум; һәтта даладики һайванларниму униң қуллуғида болушқа тәқдим қилдим.
7Барлиқ әлләр униң, оғлиниң һәм нәврисиниң қуллуғида болиду; андин өз зимининиң вақти-саити тошқанда, көп әлләр вә улуқ падишаһлар униму қуллуққа салиду.
8Шундақ болидуки, қайси әл яки падишаһлиқ Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң қуллуғида болушни, йәни бойнини Бабил падишаһиниң боюнтуруғи астиға қоюшни рәт қилса, Мән шу әлни Небоқаднәсарниң қоли арқилиқ йоқатқузғичә қилич, қәһәтчилик вә ваба билән җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
9— Силәр болсаңлар, «Бабил падишаһиниң қуллуғида һеч болмайсиләр» дегән пәйғәмбәрлириңларға, палчилириңларға, чүш көргүчилириңләргә, рәм ачқучилириңларға яки җадугәрлириңләргә қулақ салмаңлар;
10чүнки улар силәргә ялғанчилиқ қилип бешарәт бериду; гәплиригә кирсәңлар, силәрни өз жутуңлардин сүргүн қилиду; чүнки Өзүм силәрни жутуңлардин һайдаймән, силәр набут болисиләр.
11Лекин қайси әл бойнини Бабил падишаһиниң боюнтуруғи астиға қоюп қуллуғиға кирсә, шу әлни өз жутида турғузимән, улар униңда териқчилиқ қилип яшайду.
12— Мән Йәһуда падишаһи Зәдәкияғиму шу сөзләр бойичә мундақ дедим: «Бойнуңларни Бабил падишаһиниң боюнтуруғи астиға қоюп униң вә униң хәлқиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр.
13Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң Бабил падишаһиниң қуллуғиға бойсунмиған һәр қайси әлләр тоғрисида дегинидәк, сән вә хәлқиң қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлмәкчи болисиләр?
14Пәйғәмбәрләрниң: «Бабилниң қуллуғида болмайсиләр» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду.
15Мән уларни әвәткән әмәс, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; бу сөзләрниң ақивити шуки, Мән силәрни жутуңлардин һайдиветимән, шуниңдәк набут болисиләр; силәр вә силәргә бешарәт бәргән пәйғәмбәрләр набут болисиләр».
16Андин Мән каһинларға вә бу барлиқ хәлиққә мундақ дедим: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Мана, Пәрвәрдигарниң өйидики қиммәтлик қача-қучилар пат арида Бабилдин қайтурулиду» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду.
17Уларға қулақ салмаңлар; Бабил падишаһиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр; бу шәһәр немишкә вәйран болсун?
18Әгәр булар һәқиқәтән пәйғәмбәрләр болса һәм Пәрвәрдигарниң сөзи уларда болса, улар һазир Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишаһиниң ордисида вә Йерусалимниң өзидә қалған қиммәтлик қача-қучилар Бабилға елип кетилмисун дәп самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилсун!
19Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар икки мис түврүк, мис «деңиз», дас һарвулири вә бу шәһәрдә қалған қиммәтлик қача-қучилар тоғрилиқ мундақ дәйду: —
20(буларни болса Бабил падишаһи Небоқаднәсар Йәһоакимниң оғли Йәһудийларияһни Йәһудадики вә Йерусалимдики барлиқ есилзад-әмирләр билән тәң Йерусалимдин Бабилға сүргүн қилғанда у елип кәтмигән еди)
21Бәрһәқ, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишаһиниң ордисида вә Йерусалимда қалған қиммәтлик қача-қучилар тоғрилиқ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
22уларму Бабилға елип кетилиду; улар Мән улардин қайтидин хәвәр алидиған күнгичә шу йәрдә туриду, — дәйду Пәрвәрдигар: — шу вақит кәлгәндә, Мән уларни елип бу йәргә қайтуруп беримән.