Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Йәрәмия

Йәрәмия 9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аһ, мениң бешим суниң беши, Көзүм яшниң булиқи болсииди! Ундақта хәлқимниң қизи арисидики өлтүрүлгәнләр үчүн кечә-күндүз жиғлайттим!
2Аһ, мән үчүн чөл-баяванда йолучилар чүшкидәк бир туралғу болсииди! Ундақта хәлқимни ташлап, улардин айрилған болаттим! Чүнки уларниң һәммиси зинахорлар, Мунапиқларниң бир җамаитидур!»  
3— Улар оқячи ләшкәрләр оқяйини егилдүргәндәк тилини ялғанчилиққа егилдүрүшкә тәйярлиған; улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс; улар рәзиллик үстигә рәзиллик қилған, Мени һеч тонуп билмигән» — дәйду Пәрвәрдигар.   
4— Һәр бириңлар өз йеқиниңлардин һези болуңлар, қериндашлириңларға һеч таянмаңлар; чүнки һәр бир қериндаш пәқәтла алдиғучи, халас, һәр бир йеқинлириң болса төһмәтхорлуқта жүрмәктә.
5Улар һәр бири өз йеқинлириға алдамчилиқ қилмақта, һеч ким һәқиқәтни сөзлимәйду; улар өз тилини ялған сөзләшкә үгитиду, улар қәбиһликтә өзлирини упритиду.
6Улар җәбир-зулум үстигә җәбир-зулум қилмақта, алдамчилиқтин йәнә бир алдамчилиққа өтмәктә; улар Мени тонушни рәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
7Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни еритип тавлап синаймән; хәлқимниң қизиниң рәзиллигигә Маңа башқа йол қалмидиму?
8Уларниң тили әҗәл оқидур; у алдамчилиқни сөзләйду; һәр бир еғиз сөзидә йеқини билән теч-аманлиқни сөзләйду, лекин көңлидә қилтақ тәйярлайду.
9Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мушундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
10«Тағлардики яйлақлар үчүн жиға вә налә-пәряд көтиримән, Даладики отлақлар үчүн мәрсийә оқуймән; Чүнки улар көйүп кәттики, һеч ким у йәрдин өтмәйду; Калиларниң һөкирәшлири аңланмайду; Һәм асмандики учар-қанатлар һәм һайванатларму қечип, Шу йәрдин кәтти!».
11— Мән Йерусалимни хараплашқан топ-топ дога, чилбөриләрниң бир туралғуси қилимән; Йәһуда шәһәрлирини адәм турмайдиған дәриҗидә вайранә қилимән.
12— Ким бу ишларни чүшинишкә данишмән болиду? Ким Пәрвәрдигарниң ағзидин сөз елип буларни чүшәндүрәләйду? Немишкә зимин вәйранә, һеч ким өтмигидәк, көйүп чөл-баявандәк болуп кәтти?
13Пәрвәрдигар дәйду, — Чүнки улар Мән улар алдиға қойған Тәврат-қанунни ташливәткән, Мениң авазимға қулақ салмиған вә униңда маңмиған,
14Бәлки өз қәлбидики җаһиллиққа әгәшкән, ата-бовилири уларға үгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән,
15Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиққә кәкрини йегүзимән, уларға өт сүйини ичкүзимән,
16уларни улар яки ата-бовилири илгири һеч тонумайдиған әлләр арисиға тарқитимән; Мән уларни йоқатқичә уларниң кәйнидин қоғлашқа қилични әвәтимән.
17Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!
18— Бәрһәқ, улар тез кәлсун, биз үчүн зор жиға көтәрсунки, бизниң көзлиримиздинму яшлар тарамлап төкүлсун, чанақлиримиздинму яш тамчилири ақсун —

19чүнки Зиондин жиға авази аңлинип: — «Биз қанчилик булаң-талаң қилиндуқ! Қанчилик шәрмәндә болдуқ! Улар туралғулиримизни өрүвәтти, биз зиминимизни ташлидуқ!» — дейилиду.
20Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и аяллар, Униң ағзидики сөзгә қулақ селиңлар; Қизиңларға жиғлашни үгитиңлар, Һәр бириңлар йеқиниңларға мәрсийә оқутуңлар;
21Чүнки өлүм болса деризилиримиздин ямишип киргән, Орда-истиһкамлиримизғиму киргән; У балиларни кочилардин, Жигитләрни рәстә-мәйданлардин жулуп ташлиған.
22Йеқинлириңларға уқтуруп: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бәрһәқ, җәсәтләр далада тезәктәк жиқилиду; Улар ормичиниң орғиқиниң астиға жиқилған, Лекин һеч ким жиғмайдиған башақтәк йәргә чечилиду!» — дәңлар!
23Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Дана киши даналиғи билән, күчлүк киши күчлүклиги билән, бай байлиқлири билән пәхирлинип махтанмисун;
24пәхирлинип махтиғучи болса шуниңдин, йәни Мени, йәр йүзидә меһир-муһәббәт, адаләт вә һәққанийлиқни жүргүзгүчи Мән Пәрвәрдигарни тонуп йәткәнлигидин пәхирлинип махтансун; чүнки Мениң хурсәнлигим дәл мошу ишлардиндур, — дәйду Пәрвәрдигар.
25Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәтнә қилмиғанларни хәтнә қилинғанлар билән биллә җазалаймән;
26йәни Мисир, Йәһуда, Едом, Аммонийлар вә Моабийлар, җүмлидин чөл-баяванда туруватқан, чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләрни җазалаймән; чүнки бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур.