1Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Барғин, канап ич тамбални ал, белиңгә бағла; лекин уни суға чилима.
2Шуңа Пәрвәрдигар маңа дегәндәк мән бир ич тамбални алдим вә белимгә бағлап қойдум.
3Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим маңа келип мундақ дейилди: —
4«Сән пулға алған, белиңгә бағланған ич тамбални елип, орнуңдин тур, Фратқа берип шу йәрдә ташниң йериқиға йошуруп қой».
5Шуңа мән бардим вә Пәрвәрдигар маңа буйруғандәк уни Фратқа йошуруп қойдум.
6Көп күнләр өткәндин кейин, Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, Фратқа берип, Мән саңа шу йәргә йошурушқа буйруған ич тамбални қолуңға ал» — деди.
7Шуңа мән Фратқа бардим; мән йошурған йәрдин ич тамбални колап чиқирип қолумға алдим; мана, ич тамбал сесип чирип кәткән еди, пүтүнләй кийгүсиз болған еди.
8Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
9Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһуданиң пәхрини вә Йерусалимниң чоң пәхрини мошу һалда йоқитимән;
10Мениң сөзлиримни аңлашни рәт қилған, көңлидики җаһиллиғида маңидиған, башқа илаһларниң қуллуғида болуп, уларға ибадәт қилишқа интилидиған бу рәзил хәлиқ пүтүнләй кардин чиққан бу ич тамбалға охшаш болиду.
11Чүнки худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа йеқин бир хәлиқ болсун, Маңа нам-аброй, мәдһийә вә шан-шәрәп кәлтүрсун дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар һеч қулақ салмиди.
12Уларға мошу сөзни дегин: — Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәммә шарап едиши шарап билән толуши керәк». Улар саңа: «Әҗәба, һәммә шарап едиши шарап билән толуши керәклигини убдан билмәмдуқ?» — дәйду;
13Сән уларға мундақ дәйсән: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, мән бу зиминда барлиқ туруватқанларни, Давутқа вәкил болуп униң тәхтигә олтарған падишаһларни, каһинларни вә пәйғәмбәрләрни һәмдә Йерусалимда барлиқ туруватқанларни мәслик-беһошлуқ билән толдуримән.
14Мән уларни бир-биригә, йәни ата билән оғуллириниму охшашла бир-биригә соқушқа салимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларға ичимни ағритмаймән, уларни айимаймән, уларға рәһим қилмаймән; уларни набут қилишқа һеч нәрсә мени тосумайду.
15Аңлаңлар, қулақ селиңлар, һали чоң болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
16Әнди У бешиңларға зулмәт чүшүргичә, путуңлар завал чүшкән тағларда путлашқандәк путлашқичә, У силәр издигән нурни өлүм сайисиға, қап қараңғулуққа айландурғичә, Пәрвәрдигар Худайиңларға лайиқ шан-шәрәп қайтуруңлар!
17Буни аңлимисаңлар, силәрниң һакавурлуғуңлар түпәйлидин җеним йошурунчә жиғлайду; аччиқ жиғлап көз яшлирим еқип ташиду; чүнки силәр, и Пәрвәрдигарниң падиси, сүргүн қилинисиләр.
18Падишаһ вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар; чүнки көркәм таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин.
19Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду; пүткүл Йәһуда сүргүн болиду; уларниң һәммиси әсиргә чүшүп сүргүн болиду.
20Бешиңни көтәр, и Зион, шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду?
21Пәрвәрдигар сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң! Шу тапта толғақ тутқан аялдәк азап-оқубәтләр сени тутмамду?
22Сән әгәр көңлүңдә: Бу ишлар немишкә бешимға чүшти? — дәп сорисаң, бу ишлар қәбиһлигиң интайин еғир болғанлиғидин болди — көйникиң салдуруп ташланди, йотилириң зораванлиқта ашкариланди.
23Ефиопийәлик қара терисини өзгәртәләмду? Яки илпиз чипар тәңгилирини өзгәртәләмду? Ундақ болғанда силәр рәзилликни қилишқа көнгәнләрму яхшилиқни қилалайдиған болисиләр!
24Әнди чөл-баявандики шамал һайдивәткән самандәк Мән силәрни һайдап чачимән.
25Бу сениң ақивитиң болиду, Мән саңа бекиткән несивәң, — дәйду Пәрвәрдигар; чүнки сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән.
26Шуңа Мән көйникиңниң пәшлирини йүзүң үстигә көтирип ташлаймән, номусуң көрүлиду.
27Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! — Барлиқ жиркиничликлириңни көрдум! Һалиңға вай, и Йерусалим! Сән пак қилинишни қачанғичә рәт қилмақчисән?!