1Шу жилда, Йәһуда падишаһи Зәкәрия тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилдә, йәни төртинчи жили, бәшинчи айда, Аззурниң оғли, Гибеон шәһиридики Һанания пәйғәмбәр, каһинлар вә барлиқ халайиқ алдида Пәрвәрдигарниң өйидә маңа: —
2Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Мән Бабил падишаһиниң боюнтуруғини сундуривәттим!
3Бабил падишаһи Небоқаднәсар мошу йәрдин епкәткән, Бабилға апарған, Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучиларниң һәммисини болса, икки жил өтмәйла Мән мошу йәргә қайтуруп епкелимән;
4вә Мән Йәһуда падишаһи, Йәһоакимниң оғли Йәконияһни Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммиси билән тәң мошу йәргә қайтуруп беримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән Бабил падишаһиниң боюнтуруғини сундириветимән!» — деди.
5Андин Йәрәмия пәйғәмбәр каһинлар вә Пәрвәрдигарниң өйидә турған барлиқ халайиқ алдида Һанания пәйғәмбәргә сөз қилди.
6Йәрәмия пәйғәмбәр мундақ деди: «Амин! Пәрвәрдигар шундақ қилсун! Пәрвәрдигар сениң бешарәт бәргән сөзлириңни әмәлгә ашурсунки, У Өзиниң өйидики қача-қучилар вә Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммисини мошу йәргә қайтурсун!
7Лекин өз қулиқиңға вә барлиқ хәлиқниң қулиқиға селип қоюлидиған мениң бу сөзүмни аңла!
8— Мениң вә сениңдин бурун, қедимдин тартип болған пәйғәмбәрләрму нурғун падишаһлиқлар вә улуқ дөләтләр тоғрилиқ, уруш, апәт вә вабалар тоғрилиқ бешарәт берип кәлгән;
9течлиқ-аватлиқ тоғрилиқ бешарәт бәргән пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәрниң сөзи әмәлгә ашурулғанда, у һәқиқәтән Пәрвәрдигар әвәткән пәйғәмбәр дәп тонулғандур!».
10Андин Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәтти.
11Һанания хәлиқ алдида сөз қилип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән шуниңға охшаш, икки жил өтмәйла Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң боюнтуруғини барлиқ әлләрниң бойнидин елип сундуриветимән!» — деди. Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр чиқип кәтти.
12Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәткәндин бир аз кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13Барғин, Һананияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән яғачтин ясалған боюнтуруқни сундурғиниң билән, лекин униң орниға төмүрдин болған боюнтуруқни селип қойдуң!
14Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән шуниңға бу барлиқ әлләрниң бойниға төмүрдин ясалған боюнтуруқни салимәнки, улар Бабил падишаһи Небоқаднәсарниң қуллуғида болиду; бәрһәқ, улар униң қуллуғида болиду; Мән униңға һәтта даладики һайванларниму тәқдим қилғанмән».
15Андин Йәрәмия пәйғәмбәр Һанания пәйғәмбәргә: «Қулақ сал, Һанания! Пәрвәрдигар сени әвәткән әмәс! Сән бу хәлиқни ялғанчилиққа ишәндүргәнсән!
16Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мана, Мән сени йәр йүзидин әвәтиветимән! Сән дәл мошу жилда өлисән, чүнки сән адәмләрни Пәрвәрдигарға асийлиқ қилишқа дәвәт қилғансән».
17Һанания пәйғәмбәр дәл шу жили йәттинчи айда өлди.