1Төвәндикиләр өз қошунлири бойичә, Муса билән Һарунниң йетәкчилиги астида Мисир зиминидин чиққан Исраилларниң маңған йоллиридур;
2Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, өзлириниң сәпәр қилған йоллирини пүтүп қойди, уларниң сәпәр қилған йоллири мундақ: —
3Биринчи айниң он бәшинчи күни Исраиллар Рамсәс шәһиридин сәпәргә чиқти; өтүп кетиш һейтиниң әтиси улар барлиқ Мисирлиқларниң көз алдида мәртанилик билән йолға чиқти.
4Бу чағда Мисирлиқлар уларниң арисидики Пәрвәрдигар тәрипидин өлтүрүлгәнләрни, йәни барлиқ тунҗа оғуллирини дәпнә қиливатқан еди; Пәрвәрдигар Мисирлиқларниң мәбудлириниң үстидин һөкүм чүшүрди.
5Исраиллар Рамсәстин йолға чиқип Суккотқа берип чедир тикти.
6Улар Суккоттин йолға чиқип чөл-баяванниң айиғидики Етамға берип чедир тикти.
7Етамдин йолға чиқип, айлинип Баал-Зефонниң удулидики Пи-Хахиротқа берип Мигдолниң алдида чедир тикти.
8Пи-хахироттин йолға чиқип, деңизниң оттурисидин өтүп, Етам чөлидә үч күн йол жүрүп Мараһда чедир тикти.
9Мараһдин йолға чиқип Елимгә кәлди; Елимдә он икки булақ билән йәтмиш хорма дәриғи бар еди; улар шу йәрдә чедир тикти.
10Елимдин йолға чиқип Қизил Деңиз бойида чедир тикти.
11Қизил Деңиздин йолға чиқип Син чөлидә чедир тикти.
12Син чөлидин йолға чиқип Дофқаһқа келип чедир тикти.
13Дофқаһдин йолға чиқип Алушқа берип чедир тикти.
14Андин кейин Алуштин йолға чиқип Рифидимға келип чедир тикти, у йәрдә хәлиққә ичидиған су тепилмай қалди.
15Рифидимдин йолға чиқип, Синай чөлигә берип чедир тикти.
16Синай чөлидин йолға чиқип Қиброт-Һаттаваһқа келип чедир тикти.
17Қиброт-һаттаваһдин йолға чиқип Һазиротта чедир тикти.
18Һазироттин йолға чиқип Ритмаһда чедир тикти.
19Ритмаһдин йолға чиқип Риммон-Пәрәздә чедир тикти.
20Риммон-Пәрәздин йолға чиқип Либнаһда чедир тикти.
21Либнаһдин йолға чиқип Риссаһда чедир тикти.
22Риссаһдин йолға чиқип Кәһәлатаһда чедир тикти.
23Кәһәлатаһдин йолға чиқип Шафир теғида чедир тикти.
24Шафир теғидин йолға чиқип Һарадаһта чедир тикти.
25Һарадаһдин йолға чиқип Макһилотта чедир тикти.
26Макһилоттин йолға чиқип Таһатта чедир тикти.
27Таһаттин йолға чиқип Тәраһда чедир тикти.
28Тәраһдин йолға чиқип Митқаһда чедир тикти.
29Митқаһдин йолға чиқип Һашмонаһта чедир тикти.
30Һашмонаһтин йолға чиқип Мошәротта чедир тикти.
31Мошәроттин йолға чиқип Бәнә-Яаканда чедир тикти.
32Бәнә-Яакандин йолға чиқип Хор-Һагидгадқа берип чедир тикти.
33Хор-Һагидгадтин йолға чиқип Йотбатаһқа келип чедир тикти.
34Йотбатаһтин йолға чиқип Абронаһқа келип чедир тикти.
35Абронаһтин йолға чиқип Әзион-Гәбәргә келип чедир тикти.
36Әзион-Гәбәрдин йолға чиқип Зин чөлидә, йәни Қадәштә чедир тикти.
37Қадәштин йолға чиқип Едом зимининиң чегарисидики Һор теғида чедир тикти.
38Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейинки қириқинчи жили бәшинчи айниң биринчи күни, каһин Һарун Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Һор теғиға чиқип шу йәрдә өлди.
39Һарун Һор теғида өлгән чеғида бир йүз жигирмә үч яшта еди.
40У чағда, Қанаан зимининиң җәнубида турушлуқ Ⱪананийларниң падишаһи Арад Исраиллар келиветипту дәп аңлиған еди.
41Исраиллар Һор теғидин йолға чиқип Залмонаһда чедир тикти.
42Залмонаһдин йолға чиқип Пунонға келип чедир тикти.
43Пунондин йолға чиқип Оботқа келип чедир тикти.
44Оботтин йолға чиқип Моабниң чегарисидики Ийә-Абаримға келип чедир тикти.
45Ийимдин йолға чиқип Дибон-Гадқа келип чедир тикти.
46Дибон-Гадтин йолға чиқип Алмон-Диблатайимға келип чедир тикти.
47Алмон-Диблатайимдин йолға чиқип Небониң алдидики Абарим тағлиғиға келип чедир тикти.
48Абарим тағлиғидин йолға чиқип Йерихониң удулида Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә чедир тикти.
49Моаб түзләңликлиридә Иордан дәриясини бойлап тиккән чедирлири Бәйт-Йәшимоттин тартип Абәл-Шиттимғичә барди.
50Пәрвәрдигар Моаб түзләңликлиридики Иордан дәрияси бойида Йерихониң удулида Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
51Сән Исраилларға сөз қилип мундақ буйруғин: — «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға кәлгән чеғиңларда,
52зиминдики барлиқ туруватқанларни алдиңлардин һайдиветиңлар, уларниң барлиқ ойма, қуйма бутлирини чеқип ташлаңлар һәм барлиқ «жуқури җай»лирини вәйран қилип ташлаңлар.
53Силәр шу зиминни егиләп маканлишиңлар, чүнки Мән у зиминни силәргә мирас қилип бәргәнмән.
54Силәр җәмәт бойичә чәк ташлап, зиминни өзүңләргә мирас қилип елиңлар; адими көпрәкләргә көпрәк мирас бөлүп бериңлар; адими азрақларға азрақ мирас бөлүп бериңлар; чәк ташланғанда кимләргә қәйәр чиққан болса, шу йәр униң мираси болсун; силәр мирасқа ата қәбилә-җәмәт бойичә варислиқ қилиңлар.
55Һалбуки, әгәр у зиминда туруватқанларни алдиңлардин һайдивәтмисәңлар, улардин қелип қалғанлар чоқум көзүңләргә тикән, биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, турған зиминиңларда силәрни паракәндә қилиду;
56вә шундақ болидуки, Мән әслидә уларға қандақ муамилә қилмақчи болған болсам, силәргә шундақ муамилдә болимән».