Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәттинчи айниң биринчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк. Бу силәр үчүн канайлар челинидиған күни болиду.  
2Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, йәттә бир яшлиқ беҗирим әркәк қозини сунуңлар.
3Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
4шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
5шуниңдәк силәрниң гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
6Шуларни айниң биринчи күнидики көйдүрмә қурбанлиқ вә униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси вә буларға қошулидиған шарап һәдийәлириниң сиртида сунуңлар; буларниң һәммиси һәр бири бәлгүлимә бойичә Пәрвәрдигарға атап отта хушбуй кәлтүрсун дәп сунулсун.
7Йәттинчи айниң онинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. У күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.  
8Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун).
9Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
10шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бирини,
11шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; уларниң һәммиси кафарәт күнидики гуна қурбанлиғи, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә буларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун.
12Йәттинчи айниң он бәшинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду. Пәрвәрдигарға атап йәттә күн һейт қилиңлар;
13силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин он үчни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун).
14Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, он үч топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, икки қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
15он төрт қоза бешиға әфаһниң ондин бирини,
16шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
17Иккинчи күни яш топақтин он иккини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
18вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар.

19Шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шуларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун.
20Үчинчи күни бир яш топақтин он бирни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
21вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
22шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
23Төртинчи күни яш топақтин онни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
24вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
25шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
26Бәшинчи күни яш топақтин тоққузни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
27вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
28шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
29Алтинчи күни яш топақтин сәккизни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
30вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
31шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
32Йәттинчи күни яш топақтин йәттини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
33вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
34шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
35Сәккизинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
36Силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир топақ, бир қочқар вә бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни (шулар һәммиси беҗирим болсун)

37һәмдә топақ, қочқар вә әркәк қозиларниң саниға қарап, бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
38шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидиму бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
39Бәлгүләнгән һейтлириңларда Пәрвәрдигарға атап сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр әнә шулардур; силәрниң қәсәмгә бағлиқ яки ихтиярән сунидиғанлириңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңлар, ашлиқ һәдийәлириңлар, шарап һәдийәлириңлар вә енақлиқ қурбанлиқлириңлар болса, уларниң сиртидидур.