Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2Сән Лавийлар ичидин ата җәмәти бойичә Коһат әвлатлириниң умумий санини тизимлиғин,
3оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида иш-хизмәт қилишқа келәләйдиғанларниң һәммисини тизимлап чиқ.
4Коһат әвлатлириниң җамаәт чедири ичидики вәзиписи әң муқәддәс буюмларни башқуруш болиду.
5Баргаһ көчүрүлидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип «әң муқәддәс җай»дики «айрима пәрдә-йопуқ»ни чүшүрүп, униң билән һөкүм-гувалиқ сандуғини йөгисун;
6андин униң үстини делфинниң терисидин етилгән йопуқ билән орап, үстигә көк бир рәхтни йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзсун.
7Тәқдим нан тизилған ширәгә көк бир рәхт селинип, үстигә легән, тәхсә, пиялә вә шарап һәдийәлирини чачидиған қәдәһләр тизип қоюлсун; ширәдиму «дайимий нан» тизилип туривәрсун;  
8бу нәрсиләрниң үсти қизил рәхт билән, униң үсти йәнә делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепилип, андин көтиридиған балдақлар өткүзүп қоюлсун.
9Улар көк рәхт елип, униң билән чирақдан билән үстидики чирақларни, пилик қисқучларни, күлданларни вә чирақданға ишлитидиған, барлиқ май қачилайдиған қачиларни йепип қойсун.
10Улар йәнә чирақдан билән чирақданға ишлитидиған һәммә қача-қуча әсвапларни делфин терисидин етилгән йопуқ билән йөгәп, андин әпкәшкә селип қойсун.
11Алтун хушбуйгаһқа көк бир рәхт селип, йәнә делфин терисидә етилгән йопуқ билән йепип, андин көтәргүчкә қош балдақларни өткүзүп қойсун.
12Муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған барлиқ қача-қучиларни көк бир рәхт билән йөгәп, андин үстигә делфин терисидә етилгән йопуқни йепип, андин бир әпкәшкә селип қойсун.
13Улар қурбангаһни күлидин тазилап, үстигә сөсүн рәңлик бир рәхтни йейип қойсун.
14Андин йәнә қурбангаһта ишлитилидиған әсваплар — күлдан, илмәк, бәлгүҗәк, чиниләр, шундақла барлиқ әсвапларни қурбангаһ үстигә тизип, андин делфин терисидә етилгән бир йопуқ билән йепип, андин көтиридиған балдақларни өткүзүп қойсун.
15Пүтүн баргаһтикиләр йолға чиқидиған чағда, Һарун билән униң оғуллири муқәддәс җай вә муқәддәс җайдики барлиқ қача-қуча әсвапларни йепип болғандин кейин, Коһатниң әвлатлири келип көтәрсун; лекин өлүп кәтмәслик үчүн муқәддәс буюмларға қол тәккүзмисун. Җамаәт чедири ичидики нәрсиләрдин шуларни Коһатниң әвлатлири көтириши керәк.
16Һарунниң оғли Әлиазарниң вәзиписи чирақ мейи, хушбуй әтир, дайимий тәқдим қилинидиған ашлиқ һәдийә билән мәсиһләш мейиға қараш, шундақла пүткүл ибадәт чедири билән униң ичидики барлиқ нәрсиләр, муқәддәс җай һәм муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға қараштин ибарәт.
17Андин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
18Силәр Коһат җәмәтидикиләрни Лавийлар арисидин қәтъий йоқитип қоймаңлар;

19бәлки уларниң өлмәй, һаят қелиши үчүн улар «әң муқәддәс» буюмларға йеқинлашқан чағда, Һарун билән униң оғуллири кирип уларниң һәр биригә қилидиған вә көтиридиған ишларни көрситип қойсун;
20улар пәқәт муқәддәс җайға киргәндә муқәддәс буюмларға бир дәқиқиму қаримисун, ундақ қилип қойса өлүп кетиду.
21Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
22Гәршон әвлатлири ичидә ата җәмәти вә аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.
24Гәршон аилилириниң қилидиған хизмити вә улар көтиридиған нәрсиләр төвәндикичә:
25— улар җамаәт чедириниң өзини, йәни астидики ички пәрдилири вә сиртқи пәрдилирини, униң япқучини, шундақла үстигә япқан делфин терисидә етилгән йопуқни вә җамаәт чедириниң кириш ишигиниң пәрдисини,
26ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп тартилған һойлидики пәрдиләр билән кириш дәрвазисиниң пәрдисини, шуларға хас танилирини вә ишлитидиған барлиқ қача-қуча әсвапларни көтәрсун; бу әсвап-үскүниләргә мунасивәтлик керәк болған ишларни қилсун.
27Гәршон әвлатлириниң пүтүн вәзиписи, йәни улар көтиридиған вә беҗиридиған барлиқ ишлар Һарун вә униң оғуллириниң көрсәтмилири бойичә болсун; уларниң немә көтиридиғанлиғини силәр бәлгүләп бериңлар.
28Гәршон әвлатлириниң җәмәтлириниң җамаәт чедириниң ичидә қилидиған хизмити шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
29Мәрариниң әвлатлириниму, уларни ата җәмәти, аилилири бойичә, санақтин өткүз;
30оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедири ичидә хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммисини санақтин өткүзүп умумий санини ал.
31Уларниң җамаәт чедири ичидики барлиқ хизмити, йәни көтириш вәзиписи мундақ: — Улар җамаәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилири вә уларниң тәгликлири,
32һойлиниң төрт әтрапидики хадилар, уларниң тәгликлири, қозуқлири, таналири, барлиқ әсвап-үскүнә һәм шуларға керәклик болған барлиқ нәрсиләрни көтириш болсун; улар көтиридиған әсвап-үскүниләрни намини атап бир-бирләп һәр адәмгә көрситип бериңлар.
33Мәрари җәмәт-аилилириниң җамаәт чедири ичидә қилидиған барлиқ ишлири әнә шулар; улар каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астида туруп ишлисун.
34Муса билән Һарун вә җамаәтниң әмирлири Коһатниң әвлатлириниң оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиғанларниң һәммисини ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзди.
36Улардин җәмәти бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң йәттә йүз әллик киши болуп чиқти.
37Мошулар Коһат җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
38Гәршонларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди;

40ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий икки миң алтә йүз оттуз киши болуп чиқти.
41Мошулар Гәршон җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
42Мәрариларниң ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш сепигә кирәләйдиған һәммиси санақтин өткүзүлди;
44ата җәмәти, аилилири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий үч миң икки йүз киши болуп чиқти.
45Мошулар Мәрари җәмәтидин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җамаәт чедирида иш қилидиған һәр бири, йәни Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә Муса билән Һарун санақтин өткүзгәнләр еди.
46Санақтин өткүзүлгән Лавийлар мана шулар еди; Муса билән Һарун һәм Исраилларниң әмирлири улардин ата җәмәти, аилилири бойичә, оттуз яштин әллик яшқичә болған, җамаәт чедирида хизмәт қилиш вә жүк күтүрүш вәзиписигә кирәләйдиғанларни санақтин өткүзгән.
48Уларниң сани җәмий сәккиз миң бәш йүз сәксән адәм болуп чиқти.
49Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, улар Муса тәрипидин санақтин өткүзүлди; һәр ким өзи қилидиған Иши вә көтиридиған жүкигә асасән санақтин өткүзүлди. Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк болди.