Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Рубәнниң әвлатлири билән Гадниң әвлатлириниң кала падилири толиму көпәйгән еди; уларниң Яазәрниң зимини билән Гилеадниң зиминиға көзи чүшти; вә мана, шу зимин чарва беқишқа мас келидиған йәр еди.
2Шуңа улар Муса, каһин Әлиазар вә җамаәтниң әмирлириниң алдиға келип уларға: —
3Атарот, Дибон, Яазәр, Нимраһ, Һәшбон, Әләаләһ, Сәбам, Небо, Бәон дегән йәрләр,
4йәни Исраил җамаити алдида Пәрвәрдигар мәғлуп қилип бәргән йәрләр болуп, чарва беқишқа бап йәрләр екән, қуллириниңму чарва мели бар, — деди
5вә йәнә: — Әгәр силиниң алдилирида илтипатлириға еришкән болсақ, бизни Иордан дәриясидин өт демәй, бу йәрни бизгә мирас қилип бәрсилә, — деди.
6Муса Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлириға: — Қериндашлириңлар җәңгә чиққан вақтида силәр мошу йәрдә турамтиңлар?
7Силәр немә үчүн Исраилларниң дәриядин өтүп Пәрвәрдигар уларға ата қилип бәргән зиминға киришигә көңуллирини совутисиләр?
8Илгири мән Қадәш-Барнеадин ата-бовилириңларни шу зиминни чарлап келишкә әвәткинимдә уларму шундақ қилишқан еди.
9Улар Әшкол җилғисиға чиқип, у зиминни көрүп, Исраилларниң көңлини Пәрвәрдигар ата қилип бәргән зиминға кириштин совутқан.
10Шу чағда Пәрвәрдигарниң аччиғи келип қәсәм қилип:
11«Мисирдин чиққан жигирмә яштин жуқурилар чин көңлидин Маңа әгәшмигәчкә, улар Мән Ибраһим, Исһақ, Яқупларға «Силәргә ата қилимән» дәп қәсәм қилған зиминни көрсә, Мән Пәрвәрдигар болмай кетәй!
12Пәқәт кәниззийләрдин болған Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала Маңа чин көңлидин әгәшкән болғачқа, зиминни көрәләйду», дегән еди.
13Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалғачқа, Пәрвәрдигарниң алдида рәзил болғанни қилған әшу бир әвлат өлүп түгигичә, у уларни чөл-баяванда қириқ жил сәргәрданлиқта жүргүзди.
14Әнди мана, гунакарларниң әвлатлири болған силәрму ата-боваңларниң изини бесип Пәрвәрдигарниң Исраилларға болған қаттиқ ғәзивини техиму қозғимақчи бопсиләр-дә!
15Әгәр силәр униңға әгишиштин бурулуп кәтсәңлар, ундақта У Исраилларни йәнә чөл-баяванға ташливетиду, бу һалда силәр бу барлиқ хәлиқни харап қилған болисиләр, — деди.
16Икки қәбилиниң адәмлири Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз бу йәрдә маллиримизға қотан, балилиримизға қәлә-шәһәр салайли.
17Биз болсақ қураллинип, Исраилларни өзигә тәвә җайлириға башлап барғичә сәпниң алдида маңимиз; бу зиминдики ят хәлиқләр сәвәплик, бизниң кичик балилиримиз мустәһкәм шәһәрләрдә туруши керәк.
18Исраиллар өз мираслириға егә болмиғичә биз өйимизгә һәргиз қайтмаймиз.

19Чүнки биз улар билән Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики зиминға яки униңдинму жирақтики зиминға тәң егидар болмаймиз, чүнки мирасимиз Иордан дәриясиниң бу тәрипидә, йәни күн чиқиштидур, — деди.
20Муса уларға: — Әгәр шундақ қилсаңлар, йәни Пәрвәрдигарниң алдида қураллинип җәңгә чиқип,
21силәрдин қуралланғанларниң һәммиси Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлирини уларниң зиминидин қоғлап чиқирип болғанда,
22шу зимин Пәрвәрдигар алдида бойсундурулуп болғанда андин қайтсаңлар, силәр Пәрвәрдигар вә Исраиллар алдида гунасиз һесаплинисиләр; бу зиминму Пәрвәрдигар алдида силәргә мирас қилип берилиду.
23Лекин бундақ қилмисаңлар, мана, Пәрвәрдигар алдида гунакар болисиләр; шуни убдан билишиңлар керәкки, гунайиңлар өзүңларни қоғлап бешиңларға чүшиду.
24Әнди силәр ағзиңлардин чиққан гепиңлар бойичә иш тутуңлар, балилириңлар үчүн шәһәр, қой падилириңлар үчүн қотан селиңлар, — деди.
25Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири Мусаға: — Қуллири ғоҗам ейтқинидәк қилиду.
26Хотун-бала чақилиримиз, калилар вә барлиқ чарпайлиримиз Гилеадниң һәр қайси шәһәрлиридә қалиду;
27Лекин қуллири, җәңгә тәйярлинип қуралланғанларниң һәр бири ғоҗам ейтқандәк дәриядин өтүп Пәрвәрдигарниң алдида җәң қилиду, — деди.
28Шуниң билән Муса улар тоғрилиқ каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуаға вә Исраилниң барлиқ қәбилә башлиқлириға тапилап,
29уларға: — Әгәр Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида җәңгә чиқишқа силәр билән бирликтә Иордан дәриясидин өтсә, у зимин силәрниң алдиңларда бой сундурулса, ундақта силәр Гилеад зиминини уларға мирас қилип бериңлар.
30Әгәр улар қураллинип силәр билән биллә өтмәймиз десә, ундақта уларниң мираси араңларда, йәни Қанаан зиминида болсун, — деди.
31Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири: — Пәрвәрдигар қуллириға қандақ буйруған болса, биз шундақ қилимиз.
32Биз қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида дәриядин өтүп Қанаан зиминиға киримиз, андин Иордан дәриясиниң бу йеқидики зимин бизгә мирас қилип берилидиған болиду, — дейишти.
33Шуниң билән Муса аморийларниң падишаһи Сиһонниң падишаһлиғи билән Башанниң падишаһи Огниң падишаһлиғини, зимин вә тәвәсидики шәһәрләрни, әтрапидики шәһәрләр билән қошуп, һәммисини Гадниң әвлатлириға, Рубәнниң әвлатлириға вә Йүсүпниң оғли Манассәһниң йерим қәбилисигә бәрди.
34Гадниң әвлатлири Дибон, Атарот, Ароәр,
35Атрот-Шофан, Яазәр, Йогбихаһ,
36Бәйт-Нимраһ, Бәйт-Һаран қатарлиқ мустәһкәм шәһәрләрни салди вә шундақла қотанларни салди.

37Рубәнниң әвлатлири йеңидин Һәшбон, Әләаләһ, Кириатайим,
38Небо, Баал-меон (жуқуриқи исимлар өзгиртилгән) вә Сибмаһни салди; һәм улар салған шәһәрләргә йеңидин нам бәрди.
39Манассәһниң оғли Макирниң әвлатлири Гилеадқа жүрүш қилип, у йәрни елип, шу йәрдә турушлуқ Аморийларни қоғливәтти.
40Шуниң билән Муса Гилеадни Манассәһниң оғли Макирға беривиди, у шу йәрдә туруп қалди.
41Манассәһниң оғли Яир Аморийларниң йеза-қишлақлирини һуҗум қилип елип, бу йеза-қишлақларни Һавот-Яир дәп атиди.
42Нобаһ Кинат вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларни һуҗум қилип елип Кинатни өз исми билән Нобаһ дәп атиди.