Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 7

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Муса ибадәт чедирини тиклигән күни, у чедирни мәсиһ қилип майлап муқәддәс қилди, шундақла униң ичидики барлиқ әсвап-җабдуқлар, қурбангаһ вә униң барлиқ қача-қуча әсваплирини мәсиһ қилип майлап муқәддәс қилди; шү күни шундақ болдики, Исраилниң әмирлири, йәни уларниң ата җәмәтиниң башлиқлири болған, қәбилә әмирлири келип һәдийәләрни сунди; шу қәбилиләрниң әмирлири санақтин өткүзүш ишиға назарәт қилғучилар еди.  
3Улар өзлириниң һәдийәлирини Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир қилишти, кәлтүрүлгән бу һәдийәләр җәмий болуп алтә һарву, он икки өкүздин ибарәт еди; һәр икки әмир бирлишип бирдин сайивәнлик һарву, һәр бир әмир бирдин өкүз елип кәлди; улар бу һәдийәләрни чедириниң алдиға әкилишти.
4Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
5Җамаәт чедириниң ишлириға ишлитиш үчүн сән бу нәрсиләрни қобул қилип, Лавийларниң һәр бириниң беҗиридиған ишлири бойичә уларниң ишлитишигә бәргин, — деди.
6Шуниң билән Муса һарву билән өкүзләрни қобул қилип Лавийларға тапшуруп бәрди.
7У Гәршон әвлатлириниң қилидиған ишлириға асасән, уларға икки һарву билән төрт өкүз бәрди.
8Мәрари әвлатлириниң қилидиған ишлириға асасән, уларға төрт һарву билән сәккиз өкүз бәрди; уларниң һәммиси каһин Һарунниң оғли Итамарға қарайтти;
9лекин у Коһатниң әвлатлириға һеч немә бәрмиди; чүнки улар муқәддәс нәрсиләрни көтиришкә мәсул еди; демәк, улар мәсул болған нәрсиләрни өз мүрисидә көтирәтти.
10Қурбангаһ майлинип мәсиһләнгән күни, уни Худаға беғишлаш йолида әмирләр сунидиған һәдийәлирини елип келип, қурбангаһ алдиға қоюшти.
11Пәрвәрдигар Мусаға: — Улар қурбангаһни беғишлаш йолида һәдийәлирини сунсун; һәр бир әмир өз күнидә сунсун, — деди.
12Биринчи күни һәдийә сунғучи Йәһуда қәбилисидин Амминадабниң оғли Наһшон болди.
13У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
14он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
15көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир әркәк топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
16гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
17енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Амминадабниң оғли Наһшон сунған һәдийәләр еди.
18Иккинчи күни һәдийә сунғучи Иссакарниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болди.
19У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;

20он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
21көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
22гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
23енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зуарниң оғли Нәтанәл сунған һәдийәләр еди.
24Үчинчи күни һәдийә сунғучи Зәбулун әвлатлириниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болди.
25У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
26он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
27көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
28гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
29енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Һелонниң оғли Елиаб сунған һәдийәләр еди.
30Төртинчи күни һәдийә сунғучи Рубән әвлатлириниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болди.
31У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
32он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
33көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
34гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
35енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Шидөрниң оғли Әлизур сунған һәдийәләр еди.
36Бәшинчи күни һәдийә сунғучи Шимеон әвлатлириниң әмри Зуришаддайниң оғли Шелумийәл болди.
37У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;

38он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
39көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
40гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
41енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зуришаддайниң оғли Шелумийәл сунған һәдийәләр еди.
42Алтинчи күни һәдийә сунғучи Гад әвлатлириниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болди.
43У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
44он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
45көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
46гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
47енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Деуәлниң оғли Әлиасаф сунған һәдийәләр еди.
48Йәттинчи күни һәдийә сунғучи Әфраим әвлатлириниң әмри Аммиһудниң оғли Әлишама болди.
49У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
50он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
51көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
52гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
53енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Аммиһудниң оғли Әлишама сунған һәдийәләр еди.
54Сәккизинчи күни һәдийә сунғучи Манассәһ әвлатлириниң әмри Пидаһзурниң оғли Гамалийәл болди.
55У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;

56он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
57көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
58гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
59енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Пидаһзурниң оғли Гамалийәл сунған һәдийәләр еди.
60Тоққузинчи күни һәдийә сунғучи Бенямин әвлатлириниң әмри Гидеониниң оғли Абидан болди.
61У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
62он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
63көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
64гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
65енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Гидеониниң оғли Абидан сунған һәдийәләр еди.
66Онинчи күни һәдийә сунғучи Дан әвлатлириниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болди.
67У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
68он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
69көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
70гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
71енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр сунған һәдийәләр еди.
72Он биринчи күни һәдийә сунғучи Ашир әвлатлириниң әмри Окранниң оғли Пагийәл болди.
73У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;

74он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
75көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
76гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
77енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Окранниң оғли Пагийәл сунған һәдийәләр еди.
78Он иккинчи күни һәдийә сунғучи Нафтали әвлатлириниң әмри Енанниң оғли Аһира болди.
79У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
80он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
81көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
82гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
83енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Енанниң оғли Аһира сунған һәдийәләр еди.
84Қурбангаһ майлинип мәсиһләнгән күнидә, Исраил әмирлири қурбангаһқа сунған һәдийәләр: — җәмий он икки күмүч легән, он икки күмүч дас, он икки алтун пиялә болди,
85һәр бир күмүч легәнниң еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл, һәр бир күмүч дасниң еғирлиғи йәтмиш шәкәл еди; мошу қача-қучиға кәткән күмүч муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнгәндә, җәмий икки миң төрт йүз шәкәл чиқти;
86хушбуй билән толдурулған алтун пиялә он икки болуп, муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнгәндә, һәр бир алтун пиялиниң еғирлиғи он шәкәл чиқти; бу алтун пиялиләрниң алтуни җәмий бир йүз жигирмә шәкәл чиқти;
87көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн болған маллар: — җәмий он икки топақ, он икки қочқар, он икки бир яшлиқ әркәк қоза еди, һәр бири тегишлик ашлиқ һәдийәләр билән биллә сунулди; он икки текә гуна қурбанлиғи үчүн сунулди;
88енақлиқ қурбанлиқлири үчүн сунулғини җәмий жигирмә төрт буқа, атмиш қочқар, атмиш текә, бир яшлиқ атмиш әркәк қоза еди. Қурбангаһ майлинип мәсиһлинип, уни Худаға беғишлаш йолида сунулған һәдийәләр мана мушулар.
89Муса Пәрвәрдигар билән сөзләшкили җамаәт чедириға киргән чеғида, у «һөкүм-гувалиқ сандуғи»ниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң икки тәрипидики керубниң оттурисидин униң өзигә гәп қилған авазини аңлап турди; Пәрвәрдигар шу йолда униңға сөз қилатти.