1Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр маканлишишиңлар үчүн силәргә тәқдим қилип беридиған зиминға киргән чеғиңларда,
3әгәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, униңға хушбуй болсун дәп бирәр һәдийә-қурбанлиқ қилмақчи болсаңлар, қурбанлиқ кала яки қой-өшкә падисидин болсун. У көйдүрмә қурбанлиқ болсун, қәсәмни ада қилиш қурбанлиғи болсун, ихтиярий қурбанлиқ яки силәргә бекитилгән һейтлардики зөрүр қурбанлиқ болсун,
4қурбанлиқ сунғучи киши Пәрвәрдигарға атиғиниға бир ашлиқ һәдийәсини қошуп кәлтүрсун. Көйдүрмә қурбанлиқ яки башқа қурбанлиқ қоза болса, ундақта ашлиқ һәдийәси зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири болсун; униңға йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун.
6Қурбанлиғиң қочқар болса, сән униңға ашлиқ һәдийәси сүпитидә үчтин бир һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси болсун
7вә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун; булар Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп сунулсун.
8Әгәр сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ, яки қәсәм ада қилиш қурбанлиғи яки енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә топақ атиған болсаң,
9ундақта топаққа ашлиқ һәдийә сүпитидә йерим һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчини,
10шарап һәдийә сүпитидә йерим һин шарапни қошуп сунғин; булар Пәрвәрдигарға атилип отта сунулуп, хушбуй чиқарсун дәп кәлтүрүлсун.
11Һәр бир сунулған топақ, қочқар, қоза яки оғлаққа нисбәтән мушундақ қилинсун.
12Силәр сунидиғиниңларниң сани бойичә, һәр хил қурбанлиқниң саниға қарап шундақ қилисиләр.
13Шу зиминда туғулғанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса әнә шундақ қилсун.
14Шуниңдәк силәр билән биллә туруватқан мусапир яки әвлатму-әвлат силәр билән биллә туруватқанлар болса, хушбуй чиқарсун дәп отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса, силәр қандақ қилған болсаңлар, уларму шундақ қилсун.
15Пүткүл җамаәткә, мәйли силәр болуңлар яки силәр билән биллә туруватқан мусапир болсун, һәммиңлар үчүн охшаш бир бәлгүлимә болиду; силәр үчүн дәвирму-дәвир әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигар алдида силәр қандақ болсаңлар, мусапирларму шундақтур.
16Силәргиму, араңларда туруватқан мусапирларғиму охшаш бир қанун-бәлгүлимә, охшаш бир һөкүм болсун.
17Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
18Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Силәр Мән силәрни әкиридиған зиминға йетип барғанда,
19шу йәрдин чиққан ашлиқни йәйдиған чеғиңларда, Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» тәқдим қилиңлар.
20Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан нанлардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар; силәр уни тәқдим қилғанда худди хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун.
21Дәвирдин-дәвиргә силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нанни «көтәрмә һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарға сунуңлар.
22Әгәр силәр өзүңлар билмәй езип гуна қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруған бу барлиқ әмирлиригә әмәл қилмиған болсаңлар,
23йәни Пәрвәрдигар буйруған күндин етиварән барлиқ әвлатлириңларғичә Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән силәргә буйруған барлиқ ишлириға әмәл қилмиған болсаңлар,
24җамаәт шундақ бирәр гунаниң билмәй өткүзүлгәнлигидин хәвәрсиз болса, ундақта пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп яш бир топақни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунсун һәмдә қаидә-низам бойичә униңға мунасивәтлик ашлиқ һәдийә билән шарап һәдийәни қошуп сунсун, вә униң үстигә бир текини гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
25Шу йол билән каһин пүткүл Исраил җамаити үчүн кафарәт кәлтүрүп, бу гуна улардин кәчүрүм қилиниду; чүнки бу билмәй өткүзүп қойған гуна вә улар өзлириниң билмәй өткүзүп қойған гунайи үчүн қурбанлиқ, йәни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғини бирликтә Пәрвәрдигар алдиға сунған.
26Бу гуна пүткүл Исраил җамаити билән уларниң арисида туруватқан мусапирларниң һәммисидин кәчүрүм қилиниду, чүнки бу пүткүл хәлиқ билмәй туруп өткүзүп қойған гунадур.
27Әгәр бир киши билмәстин гуна қилип қойған болса, у бир яшлиқ бир чиши оғлақни гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.
28Каһин шу йол билән билмәй гуна қилип қойған адәм үчүн кафарәт кәлтүриду; униң үчүн кафарәт кәлтүрсә униң Пәрвәрдигар алдида билмәй өткүзгән гунайи униңдин кәчүрүм қилиниду.
29Билмәй бирәр сәһвәнлик өткүзүп қойған барлиқ кишиләргә, мәйли шу зиминда туғулған Исраиллар болсун яки уларниң арисида туруватқан мусапирларға болсун, — силәрниң һәммиңларға охшаш бир қанун-бәлгүлимә тәтбиқлиниду.
30Лекин жүригини қаптәк қилип иш көргән киши, мәйли у зиминда туғулған болсун яки мусапир болсун, Пәрвәрдигарға һақарәт кәлтүргән болиду; у һаман өз хәлқидин үзүп ташлиниду.
31У Пәрвәрдигарниң сөзини мәнситмигән екән, Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилған екән; шуниң үчүн у чоқум үзүп ташлиниду; гунайи өзиниң бешиға чүшиду.
32Исраиллар чөл-җәзиридики вақитлирида, бир кишиниң шабат күнидә отун тәргәнлиги байқалди.
33Отун териватқанлиғини байқап қалғанлар уни Муса, Һарун вә пүткүл җамаәтниң алдиға елип кәлди.
34Уни қандақ бир тәрәп қилиш керәклиги техи көрситилмигәчкә, улар уни қамап қойди.
35Пәрвәрдигар Мусаға: — У адәм өлтүрүлмисә болмайду; пүтүн җамаәт уни баргаһниң тешиға әпчиқип чалма-кесәк қилип өлтүрсун, — деди.
36Андин пүтүн җамаәт у адәмни баргаһ сиртиға әпчиқип, худди Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, чалма-кесәк қилип өлтүрди.
37Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
38Сән Исраилларға мундақ дегин, улар әвлатму-әвлат кийим-кечәклириниң чөрисигә чучиларни тутсун һәм бүҗигидики чучилириниң һәр биригә көк шойна тикип қойсун;
39бу хил чучилар силәрниң уни тикип турушуңлар үчүн болиду; уни көргәндә Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини есиңларда тутуп, уларға әмәл қилишиңлар үчүн бу силәргә бир әсләтмә болиду; шуниңдәк силәрниң һазирқидәк өзүңларниң көңлүңлар вә көзүңларниң кәйнигә кирип, қатирап бузуқлуқ қилип кәтмәслигиңлар,
40Мениң барлиқ әмирлиримни әстә тутушуңлар һәм униңға әмәл қилип, Худайиңларға атап пак-муқәддәс болушуңлар үчүн болсун.
41Мән Худайиңлар болуш үчүн силәрни Мисир зиминидин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән; Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән.