Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2Сән Исраилларға буйруп: — «Маңа сунулған һәдийә-қурбанлиқларни, йәни Маңа озуқ болидиған, хушбуй кәлтүридиған отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқларни болса, силәр һәр бирини бекитилгән қәрәлидә сунушқа көңүл қоюңлар» — дегин.
3Сән уларға йәнә: «Силәрниң Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған көйдүрмә қурбанлиғиңлар мундақ болиду: — һәр күни беҗирим бир яшлиқ әркәк қозидин иккини дайимий көйдүрмә қурбанлиқ қилиңлар.
4Әтигини бирни, гугумда бирни сунуңлар;
5йәнә төрттин бир һиндин соқуп чиқирилған зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин ондин бир әфаһни ашлиқ һәдийә сүпитидә сунуңлар.  
6Синай теғида бәлгүләнгән, Пәрвәрдигарға атап хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған дайимий көйдүрмә қурбанлиқ мана шудур.
7Һәр бир қоза үчүн униңға қошулидиған шарап һәдийәси төрттин бир һин шарап болиду; ечитма ичимлик болған шарап һәдийәси муқәддәс җайда Пәрвәрдигарға сунуп төкүлсун.
8Сән иккинчи бир қозини гугумда сунғин; уни әтигәнкидәк ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси билән қошуп сунғин; у хушбуй кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
9— Шабат күни беҗирим бир яшлиқ икки әркәк қоза сунулсун; униңға қошуп зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун вә шарап һәдийәси сунулсун;
10бу һәр бир шабат күнидә сунулидиған шабат күнидики қурбанлиқтур; униң билән дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә сунулидиған шарап һәдийәси биллә сунулсун.
11— Һәр айниң биринчи күни Пәрвәрдигарға атилидиған көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; йәни икки яш топақ, бир қочқар, бир яшлиқ беҗирим йәттә әркәк қозини сунуңлар.
12Һәр топақ бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчи ашлиқ һәдийә сүпитидә, қошқарға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә,
13һәр бир қоза бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун; бу Пәрвәрдигарға отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған бир көйдүрмә қурбанлиқтур.
14Уларниң шарап һәдийәлири болса: — һәр бир топақ бешиға шараптин йерим һин, қошқар бешиға һинниң үчтин бири, һәр бир қоза бешиға һинниң төрттин бири сунулсун. Бу һәр айда сунулидиған айлиқ көйдүрмә қурбанлиқ болуп, жилниң һәр ейида шундақ қилинсун.
15Буларниң үстигә Пәрвәрдигарға атилидиған гуна қурбанлиқ сүпитидә бир текә сунулсун; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә шарап һәдийәси билән биллә сунулсун.
16Биринчи айниң он төртинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» қозиси сунулсун.  
17Шу айниң он бәшинчи күни һейт башлиниду; йәттә күн петир нан йейилсун.
18Биринчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүлсун, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк,

19шу күни отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, бир қочқар вә йәттә бир яшлиқ әркәк қоза сунуңлар; улар алдиңларда беҗирим көрүнсун;
20шуларға қошулидиған ашлиқ һәдийәлири зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
21шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
22шуниңдәк гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
23Буларниң һәммисини әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ, йәни дайимий көйдүрмә қурбанлиқтин айрим сунуңлар.
24Силәр бу тәриқидә уда йәттә күн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй кәлтүридиған ашундақ һәдийә-қурбанлиқларни сунуңлар; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошуп сунулидиған шарап һәдийәсиниң сиртида сунулиду.
25Йәттинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар, шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.
26«Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда силәр йеңи ашлиқ һәдийәни Пәрвәрдигарға сунған чағда муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
27Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, қочқардин бирни, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар.
28Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
29шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
30шуниңдәк силәрниң гунайиңлар үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
31Шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә униң ашлиқ һәдийәсигә қошуп (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун), шарап һәдийәлири билән биллә сунулсун.