Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мисир зиминидин чиққандин кейинки иккинчи жили биринчи айда, Пәрвәрдигар Синай чөлидә Мусаға буйруп: —
2Исраиллар бекитилгән вақитта өтүп кетиш һейтини өткүзсун;
3йәни мошу айниң он төртинчи күни гугумда, бекитилгән вақитта, барлиқ бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә һейтни өткүзүңлар, — деди.
4Шуниң билән Муса Исраилларға сөз қилип өтүп кетиш һейтини өткүзүшни буйруди.
5Улар биринчи айниң он төртинчи күни гугумда, Синай чөлидә өтүп кетиш һейтини өткүзди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилди.
6Бир нәччәйлән бир өлүккә тегип кетип напак болуп қалғанлиғи үчүн, улар шу күни өтүп кетиш һейтини өткүзәлмиди-дә, улар шу күни Муса билән Һарунниң алдиға келип Мусаға: —
7Биз өлүп қалған адәмгә тегип кетип напак болуп қалған болсақму, лекин немишкә Исраилларниң қатарида, бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунушқа керәк болғинини елип келиштин рәт қилинимиз? — дейишти.
8— Тохтап туруңлар, мән берип Пәрвәрдигар силәр тоғраңларда немә буйруйдикин, аңлап бақай, — деди Муса уларға.
9Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр вә силәрниң әвлатлириңлар ичидә бәзиләр өлүкләргә тегип кетип напак болуп қалған болса яки узақ сәпәр үстидә болса, улар йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә болиду.
11Ундақ кишиләр иккинчи айниң он төртинчи күни гугумда һейтни өткүзсун; һейт таамини петир нан вә аччиқ көктатлар билән биллә йесун;
12улардин әтигә азрақму қалдурмисун вә қозисиниң устиханлиридин бирәрсиниму сундурғучи болмисун; улар һейтни өтүп кетиш һейтиниң барлиқ бәлгүлимилири бойичә өткүзсун.  
13Һалбуки, пак болған, сәпәр үстидиму болмиған амма өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә етивар бәрмигән киши болса өз хәлқидин үзүп ташлиниду; чүнки бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунуш керәк болғинини сунмиғанлиғи үчүн, у өз гунайини өз үстигә алиду.
14Әгәр араңларда туруватқан ят әллик бир мусапир Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшни халиса, у өтүп кетиш һейти тоғрисидики бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә өткүзсун; ят әллик мусапирлар үчүн вә зиминда туғулғанлар үчүнму араңларда шу бирла низам болсун.
15Ибадәт чедири тикләнгән күни, булут ибадәт чедирини, йәни һөкүм-гувалиқ чедирини қаплап турди; кәчтин таки әтигәнгичә, булут худди оттәк ибадәт чедириниң үстидә турди.  
16Дайим шундақ болатти; күндүзи булут ибадәт чедирини қаплап туратти, кечиси у отқа охшайтти.
17Қачаники булут җамаәт чедириниң үстидин көтирилсә, Исраиллар йолға чиқатти; булут қәйәрдә тохтиса, Исраиллар шу йәрдә баргаһ тикәтти.
18Исраиллар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә маңатти, Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә баргаһ тикәтти; булут ибадәт чедириниң үстидә қанчә узақ тохтиса, улар баргаһта шунчә узақ туратти.

19Булут ибадәт чедириниң үстидә хелә күнләргичә тохтап турса, Исраилларму Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутуп сәпәргә чиқмайтти;
20мабада булут ибадәт чедириниң үстидә пәқәт бир нәччә күнла тохтиса, улар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә шу вақитта баргаһ қуруп ятатти, андин йәнә Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә сәпәргә атлинатти.
21Вә мабада булут пәқәтла кәчтин әтигәнгичә тохтап, әттигәндә булут йәнә көтирилсә, улар йәнә йолға чиқатти; мәйли күндүзи яки кечиси булут көтирилсила, улар сәпәргә чиқатти.
22Булут ибадәт чедириниң үстидә узунрақ турса, мәйли икки күн, бир ай, бир жил турсиму, Исраиллар йолға чиқмай баргаһта туруверәтти; лекин булут көтирилип маңсила улар сәпирини давамлаштуратти.
23Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар баргаһ қуратти, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар сәпәрни давамлаштуратти; улар Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән әмри бойичә, Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутатти.