Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр

Чөл-баявандики сәпәр 35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2Сән Исраилларға мундақ әмир қил, улар мирас қилип еришкән зиминдики бәзи шәһәрләрни Лавийларниң олтиришиға бәрсун; у шәһәрләрниң өп-чөрисидики яйлақларниму Лавийларға бәрсун.
3Шундақ қилип уларниң туридиған шәһәрлири болиду вә шу шәһәрләргә тәвә яйлақларға уларниң чарпайлири, башқа мал-мүлүклири һәмдә барлиқ һайванлири орунлаштурулиду.
4Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләрдики яйлақлар сепилидин башлап һесаплиғанда миң гәз болсун.
5Силәр йәнә шәһәр сиртидин күн чиқиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, җәнуп тәрәпкә қарап икки миң гәз, күн петиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, шимал тәрәпкә қарап икки миң гәз өлчәңлар, шәһәр оттурида болсун; шәһәрләр әтрапидики мошу йәрләр улар үчүн яйлақлар болсун.
6Силәр Лавийларға бәргән шәһәрләр ичидә алтә шәһәр «панаһлиқ шәһири» болсун; силәр шуларни адәм өлтүрүп қойған кишиләрниң шу шәһәрләргә қечип беривелишиға бикитиңлар; булардин башқа уларға йәнә қириқ икки шәһәр бериңлар.  
7Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз болуп, шу шәһәрләр билән уларға тәвә яйлақлар уларға берилсун.
8Силәр уларға беридиған шу шәһәрләр Исраиллар мирас қилған тәвәликләрдин болсун; адими көпрәк болғанлардин көпрәк, адими азрақ болғанлардин азрақ елиңлар; һәр бир қәбилә өзигә тәқсим қилинған мирасқа асасән шәһәрләрдин бәзилирини елип Лавийларға тәқсим қилип бәрсун.
9Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға киргиниңларда,
11тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойғанларниң панаһлиниши үчүн қечип беривелишиға бир нәччә шәһәр таллап бекитиңлар.
12Шундақ қилғанда бу шәһәрләр адәм өлтүргүчи таки җамаәт алдида сораққа тартилғичә, қисаскарниң өлтүрүп қоюшидин панаһлинидиған шәһәрләр болиду.
13Силәр бекиткән бу шәһәрләр силәргә панаһлинидиған алтә шәһәр болиду.
14Панаһлиқ шәһири үчүн Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидә үч шәһәр, Қанаан зиминидиму үч шәһәрни айрип қоюңлар.
15Бу алтә шәһәр Исраиллар, ят әлдикиләр вә уларниң арисида арилишип олтарған мусапирлар үчүн панаһлиқ шәһәрлири болсун; тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған һәр бир киши шу йәрләргә қечишқа болиду.
16— Әгәр бирәв төмүр әсвап билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
17Әгәр бирәв қол көтирип адәм өлтүргидәк таш билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.
18Әгәр бирәв адәм өлтүргидәк калтәк билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк.

19Қан қисас алғучи киши шу қатилни өлтүрсун; у қатилни учратқан йеридә өлтүрсун.
20Әгәр бирәв өчмәнлик билән бирисини иштирип жиқитиветип яки мөкүп туруп бирәр нәрсә етип өлтүрүп қойған болса,
21яки өчәкишип мушт билән уруп өлтүрүп қойған болса, адәм урғучи җәзмән өлтүрүлүши керәк, чүнки у қатил болиду; қан қисас алғучи киши қатилни учриған йәрдә өлтүрүвәтсун.
22Лекин у адәмниң өчи йоқ, тәсадипий иштириветиш яки мәхсәтсизла бирәр нәрсә етип,
23яки адәм өлтүргидәк һәр қандақ бир ташни адәмни көрмәй етип селип, адәм өлтүрүп қойған болса, униң әслидә униңға һеч қандақ өчи болмиса, униңға зиянкәшлик қилиш нийитиму болмиса;
24бундақ әһвалда, җамаәт шу қанун-һөкүмләргә асасән адәм өлтүргүчи билән қан қисас алғучи оттурисида кесим қилсун.
25Җамаәт тәсадипий адәм өлтүрүп қойғучини қан қисас алғучи кишиниң қолидин җәзмән қутқузувалсун; улар уни қечип беривалған панаһлиқ шәһиригә аман-есән қайтуруп бәрсун; андин муқәддәс май билән мәсиһләнгән баш каһин өлүп кәткичә у шу шәһәрдә турсун.
26Лекин тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әгәр қечип беривалған панаһлиқ шәһириниң тәвәсидин чиқип кәткән болса,
27шундақла қан қисас алғучи киши уни панаһлиқ шәһириниң пасиллириниң сиртида учритип қелип өлтүрүвәткән болса, ундақта қан қисас алғучи қан төкүш гунайини тартмайду;
28чүнки тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әслидә баш каһин өлүп кәткичә панаһлиқ шәһиридә туруши керәк еди; баш каһин өлүп кәткәндин кейин өз тәвәлиги болған зиминға қайтип барса болиду.
29— Булар силәр турушлуқ һәммә йәрдә әвлатму-әвлат қанун-бәлгүлимиләр болсун.
30Башқа бирисини өлтүргән қатилни болса, бир нәччә гувачиниң гувалиғидин кейин андин өлтүрүшкә болиду; лекин пәқәт бирла гувачиниң гувалиғи болса, у уни өлтүрүшниң сәвәви болмайду.
31Өлүмгә лайиқ гуна өткүзгәнләргә, йәни қәстән адәм өлтүргәнләр үчүн силәр һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар; ундақ киши җәзмән өлтүрүлүши керәк.
32Шуниңдәк панаһлиқ шәһәргә қечип беривалған киши үчүн баш каһин өлүп кетиштин илгири өз йеригә қайтип келивелишиға һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар.
33Шундақ қилсаңлар, өзүңлар турған зиминни булғиған болмайсиләр, чүнки қан зиминни булғайду; зиминда төкүлгән қанға дәл шу қанни төккән кишиниң өз қенидин башқа һеч қандақ кафарәт кәлтүрүшкә болмайду.
34Өзүңлар олтарған зиминни, йәни Мән Өзүм макан қилған зиминни булғимаңлар; чүнки Мән Пәрвәрдигар Исраиллар арисида макан тутқучидурмән.