1Давутниң Һебронда туғулған оғуллири: тунҗа оғли Амнон болуп, Йизрәәллик Ахиноамдин болған; иккинчи оғли Даниял Кармәллик Абигаилдин болған;
2үчинчи оғли Абшалом Гәшурниң падишаһи Талмайниң қизи Маакаһдин болған; төртинчи оғли Адония болуп, Һаггиттин болған еди;
3бәшинчи оғли Шәфатия болуп, Абиталдин болған еди; алтинчи оғли Итриям болуп, униң аяли Әглаһдин болған еди.
4Бу алтә оғул Давуттин Һебронда төрәлгән; у Һебронда йәттә жил алтә ай, Йерусалимда болса оттуз үч жил сәлтәнәт қилған.
5Йерусалимда униңға Аммийәлниң қизи Бат-Шуадин бу төртәйлән төрәлгән: улар Шимия, Шобаб, Натан вә Сулайман еди.
6Йәнә Ибһар, Әлишама, Әлифәләт,
7Ногаһ, Нәфәг, Яфия,
8Әлишама, Әлияда, Әлифәләт қатарлиқ тоққуз оғул болған.
9Буларниң һәммиси Давутниң оғуллири еди; униңдин башқа тоқаллиридин болған оғуллар бар еди; Тамар уларниң сиңлиси еди.
10Сулайманниң оғли Рәһобоам, Рәһобоамниң оғли Абия, Абияниң оғли Аса, Асаниң оғли Йәһошафат,
11Йәһошафатниң оғли Йорам, Йорамниң оғли Аһазия, Аһазияниң оғли Йоаш,
12Йоашниң оғли Амазия, Амазияниң оғли Азария, Азарияниң оғли Йотам,
13Йотамниң оғли Аһаз, Аһазниң оғли Һәзәкия, Һәзәкияниң оғли Манассәһ,
14Манассәһниң оғли Амон, Амонниң оғли Йосия еди.
15Йосияниң оғуллири: тунҗа оғли Йоһанан, иккинчи оғли Йәһоаким, үчинчи оғли Зәдәкия, төртинчи оғли Шаллум еди.
16Йәһоакимниң оғуллири: оғли Йәконияһ билән оғли Зәдәкия.
17Сүргүн қилинған Йәконияһниң оғуллири: — Шеалтиәл униң оғли еди;
18йәнә Малқирам, Пәдаяһ, Шәназзар, Йәкамия, Һошама вә Нәбадия еди.
19Пәдаяһниң оғуллири Зәруббабәл билән Шимәй еди; Зәруббабәлниң пәрсәндлири: — Мәшуллам билән Һанания вә уларниң сиңлиси Шеломит еди;
20Униң йәнә Һашубаһ, Оһәл, Бәрәкия, Һасадия, Юшаб-Һәсәд қатарлиқ бәш оғли бар еди.
21Һананияниң оғуллири Пилатия вә Йәшая еди; униң әвлатлири йәнә Рефаяниң оғуллири, Арнанниң оғуллири, Обадияниң оғуллири вә Шеканияниң оғуллири еди.
22Шеканияниң әвлатлири мунулар: униң оғли Шемая; Шемаяниң оғуллири Һаттуш, Йигеал, Бария, Неария, Шафат болуп җәмий алтә еди.
23Неарияниң оғуллири Әлйойинай, Һәзәкия, Азрикам болуп җәмий үч еди.
24Әлйойинайниң оғуллири Ходавия, Әлияшиб, Пәлая, Аккуб, Йоһанан, Делая, Анани болуп җәмий йәттә еди.