Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 1

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Адәмата, Шет, Енош,
2Кенан, Маһалалел, Ярәд,
3Һанох, Мәтушәлаһ, Ләмәх,
4Нуһ. Нуһтин Шәм, Һам, Яфәтләр төрәлгән.
5Яфәтниң оғуллири Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.
6Гомәрниң оғуллири Ашкиназ, Дифат вә Тогармаһ еди.
7Яванниң оғуллири Елишаһ, Таршиш еди, Киттийлар билән Роданийлар униң әвлатлири еди.
8Һамниң оғуллири куш, Мисир, Пут вә Қанаан еди.
9Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Рааманиң оғли Шеба вә Дедан еди.
10Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити зәбәрдәс бир адәм болуп чиқти.
11Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар,
12Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди.
13Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән.
14Униң әвлатлири йәнә Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар,
15Һивийлар, Аркийлар, Синийлар,
16Арвадийлар, Зәмарийлар вә Хаматийлар еди.
17Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам; Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Мәшәк еди.
18Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди.
19Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзи бөлүнүп кәткән еди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди.
20Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ,
21Һадорам, Узал, Диклаһ,
22Ебал, Абимаәл, Шеба,
23Офир, Һавилаһ, Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди.
24Шәм, Арфахшат, Шелаһ,
25Ебәр, Пәләг, Рәу,
26Серуг, Наһор, Тәраһ,
27андин Абрам дунияға кәлди (Абрам болса Ибраһимниң өзи).
28Ибраһимниң оғуллири Исһақ билән Исмаил еди.
29Төвәндикиләр уларниң әвлатлири: Исмаилниң тунҗа оғли Небайот болуп, қалғанлири Кедар, Адбәәл, Мибсам,
30Мишма, Думаһ, Масса, Һадад, Тема,
31Йәтур, Нафиш, Қәдәмаһ; буларниң һәммиси Исмаилниң оғуллири еди.
32Ибраһимниң тоқили Кәтураһдин төрәлгән оғуллар Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһ еди. Йоқшанниң оғуллири Шеба билән Дедан еди.
33Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида, Әлдааһ еди. Буларниң һәммиси Кәтураһниң әвлатлири.
34Ибраһимдин Исһақ төрәлди. Исһақниң оғуллири Әсав билән Исраил еди.   
35Әсавниң оғуллири Елифаз, Реуәл, Йәуш, Яалам вә Кораһ еди.
36Елифазниң оғуллири Теман, Омар, Зәфи, Гатам, Кеназ, Тимна вә Амаләк еди.
37Реуәлниң оғуллири Наһат, Зәраһ, Шаммаһ билән Миззаһ еди.
38Сеирниң оғуллири Лотан, Шобал, Зибион, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди.
39Һори билән Һомам Лотанниң оғуллири еди (Тимна Лотанниң сиңлиси еди).
40Шобалниң оғуллири Алян, Манаһат, Әбал, Шәфи билән Онам еди. Зибионниң оғуллири Аяһ билән Анаһ еди.
41Анаһниң оғли Дишон еди. Дишонниң оғуллири Һамран, Әшбан, Итран билән Керан еди.
42Езәрниң оғуллири Билһан, Зааван, Яакан еди. Дишанниң оғуллири уз билән Арран еди.
43Исраилларға һөкүмранлиқ қилидиған падишаһ болмиған заманларда, Едом зиминиға падишаһ болғанлар муну кишиләр: Беорниң оғли Бела; униң пайтәхти Динһабаһ дәп атилатти.
44Бела өлгәндин кейин Бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орниға падишаһ болди.
45Йобаб өлгәндин кейин Тәманларниң жутидин болған Һушам униң орниға падишаһ болди.
46Һушам өлгәндин кейин Бедадниң оғли Һадад униң орниға падишаһ болди; Һадад дегән бу адәм Моаб даласида Мидиянларни тар мар қилған, униң пайтәхтиниң исми Авит еди.
47Һадад өлгәндин кейин Масрәкаһлиқ Самлаһ униң орниға падишаһ болди.
48Самлаһ өлгәндин кейин дәрия бойидики Рәһоботтин кәлгән Саул униң орниға падишаһ болди.
49Саул өлгәндин кейин Акборниң оғли Баал-Һанан униң орниға падишаһ болди.
50Баал-Һанан өлгәндин кейин Һадад униң орниға падишаһ болди. Униң пайтәхтиниң исми Пай еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, Мәй-Заһабниң нәвриси, Матрәдниң қизи еди.
51Андин Һадад өлди.
52Едомлуқларниң қәбилә башлиқлири: Қәбилә башлиғи Тимна, қәбилә башлиғи Алия, қәбилә башлиғи Йәтәт, қәбилә башлиғи Оһолибамаһ, қәбилә башлиғи Әлаһ, қәбилә башлиғи Пинон,
53Қәбилә башлиғи Кеназ, қәбилә башлиғи Теман, қәбилә башлиғи Мибзар,
54Қәбилә башлиғи Магдийәл, қәбилә башлиғи Ирам; буларниң һәммиси Едомдики қәбилә башлиқлиридур.