Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут миң беши, йүз беши вә барлиқ йолбашчилар билән мәслиһәтләшти;
2андин пүтүн Исраил аммисиға: «Әгәр силәр мақул көрсәңлар, шундақла бу ишни Худайимиз Пәрвәрдигардин дәп билсәңлар, биз Исраилниң зиминлириниң һәр қайси җайлириға шу йәрдә қалған қериндашлиримизға һәмдә улар билән биллә шәһәрләрдә вә етизлиқлирида туруватқан каһин һәм Лавийларға мошу йәргә жиғилиш тоғрилиқ адәм әвәтәйли.
3Биз Худайимизниң әһдә сандуғини мәшәгә йөткәп келәйли; чүнки Саулниң күнлиридә һеч қайсимиз әһдә сандуғи алдида Худадин йол сорап бақмидуқ» деди.
4Бу ишни пүтүн амма тоғра тапқачқа, һәммәйлән мақул болушти.
5Шуңа Давут Мисирниң Шиһор дәриясидин тартип Хамат еғизиғичә болған пүткүл Исраил хәлқини чақиртип келип, Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеаримдин йөткәп кәлмәкчи болди.
6Андин Давут билән пүткүл Исраил Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Баалаһқа, йәни Йәһудаға тәвә болған Кириат-Йеаримға кәлди; икки керубниң оттурисида олтарғучи Пәрвәрдигар бу әһдә сандуғи үстигә Өз намини қойған еди.
7Улар Худаниң әһдә сандуғини Абинадабниң өйидин елинған йеңи бир һарвуға қойди; Уззаһ билән Ахийо һарвуни һайдиди.
8Давут билән барлиқ Исраил җамаити Худаниң алдида һә дәп нәғмә-нава қилип, чилтар, тәмбур, дап, чаңлар вә канай-сүнайлар чалатти.
9Лекин улар Кидон хаминиға кәлгәндә калилар алдиға мүдүрәп кетип жиқилғанда Уззаһ әһдә сандуғини йөливалай дәп қолини униңға созди.
10Уззаһниң әһдә сандуғиға қоли тәккәнлиги үчүн, Худа униңға ғәзәплинип уни уруп өлтүрди. Шуниң билән Уззаһ шу йәрдә Худаниң алдида өлди.
11Лекин Давут Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр таки һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә.
12Шу күни Давут Худадин қорқуп: «Мән зади қандақ қилип Худаниң әһдә сандуғини бу йәргә йөткәп келәләймән?» деди.
13Шуңа Давут әһдә сандуғини өзи туруватқан «Давут шәһири»гә йөткәп кәлмәй, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйигә апирип қойди.
14Худаниң әһдә сандуғи Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едомниң аилисини вә униң барлиқ тәәллуқатлирини бәрикәтлиди.