1Пүткүл Исраиллар нәсәб бойичә тизимға елинған еди. Мана, улар «Исраил падишаһлириниң хатириси» дегән китапға пүтүлгәндур.
2Йәһудалар болса асийлиқ қилғанлиғидин Бабилға сүргүн қилинған. Һәммидин авал қайтип келип өз зимини вә өз шәһәрлиригә маканлашқанлар болса бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар вә ибадәтхана хизмәткарлири еди.
3Йерусалимға маканлашқанлар болса Йәһуда қәбилиси, Бинямин қәбилиси, Әфраим қәбилиси вә Манассәһ қәбилисидин бир қисимлири еди.
4Уларниң ичидә Йәһуданиң оғли Пәрәзниң әвлатлиридин Утай бар еди; Утай Аммиһудниң оғли, Аммиһуд Омриниң оғли, Омри Имриниң оғли, Имри Баниниң оғли еди.
5Шилоһниң әвлатлири ичидә униң тунҗа оғли Асая вә униң оғуллири бар еди.
6Зәраһниң әвлатлиридин Йәуел вә уларниң уруқ-туққанлири болуп җәмий алтә йүз тохсән адәм бар еди.
7Биняминниң әвлатлири ичидә Һассинуаһниң әвриси, Һодавияниң нәвриси, Мәшулламниң оғли Саллу бар еди;
8йәнә Йәроһамниң оғли Йибния, Микриниң нәвриси, Уззиниң оғли Елаһ вә Ибинияниң әвриси, Реуәлниң нәвриси, Шәфатияниң оғли Мәшуллам
9һәмдә уларниң уруқ-туққанлири бар еди; улар нәсәбнамиси бойичә тизимланғанда җәмий тоққуз йүз әллик алтә адәм еди. Жуқирида тилға елинғанлар өз җәмәтигә җәмәт беши еди.
10Каһинлар ичидә Йәдая, Йәһояриб, Яқин вә
11Азария бар еди. Азария Худаниң өйини башқурғучи болуп, Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди.
12Йәнә Малкияниң әвриси, Пашхурниң нәвриси, Йәроһамниң оғли Адая һәмдә Адийәлниң оғли Маасай бар еди; Адийәл Яһзәраһниң оғли, Яһзәраһ Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Мәшиллемитниң оғли, Мәшиллемит Иммәрниң оғли еди.
13Уларниң қериндашлири һәммиси җәмәт башлири болуп, җәмий бир миң йәттә йүз атмиш адәм еди; уларниң һәммиси Худаниң өйидики хизмәтләрни қилишқа бекитилгән иқтидарлиқ кишиләр еди.
14Лавий қәбилисидин Мәрариниң әвлатлири ичидә Һашабияниң әвриси, Азрикамниң нәвриси, Һашшубниң оғли Шемая бар еди;
15Йәнә Бақбаққар, Һәрәш, Галал вә Асафниң әвриси, Зикриниң нәвриси, Миканиң оғли Маттания;
16йәнә Йәдутунниң әвриси, Галалниң нәвриси, Шемаяниң оғли Обадия һәмдә Әлканаһниң нәвриси, Асаниң оғли Бәрәкия бар еди; буларниң һәммиси Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиригә маканлашқан еди.
17Дәрвазивәнләр Шаллум, Аққуб, Талмон, Ахиман вә уларниң қериндашлири еди; Шаллум уларниң беши еди.
18Улар таки һазирғичә шәриқ тәрәптики «падишаһниң дәрвазиси»да дәрвазивәнлик қилип кәлмәктә; улар илгири Лавийларниң чедиргаһида дәрвазивәнлик қилған еди.
19Корәниң әвриси, Ебиасафниң нәвриси, Кораһниң оғли Шаллум һәмдә униң атисиниң җәмәтидики қериндашлири болған Кораһийлар Худаниң өйиниң хизмитини башқуратти, чедирниң ишиклирини бақатти; уларниң ата-бовилири әслидә Пәрвәрдигарниң чедиргаһини башқурушқа қоюлған, ибадәт чедириниң ишигини баққан еди.
20Илгири Әлиазарниң оғли Финиһас уларниң йолбашчиси болған; Пәрвәрдигар униң билән биллә болған.
21Мәшәләмияниң оғли Зәкәрия болса җамаәт чедириниң дәрвазивәни болған еди.
22Дәрвазивәнликкә талланған бу кишиләр җәмий икки йүз он икки киши еди; улар өз йеза-кәнтлиридә, нәсәблири бойичә тизимланған (әслидә Давут вә алдин көргүчи Самуил уларни аманәт қилинған вәзипилиригә бекиткән еди.
23Улар вә уларниң әвлатлири Пәрвәрдигарниң өйи, йәни муқәддәс чедирниң ишик-дәрвазилирини беқишқа бекитилгән еди).
24Шәрқий, ғәрбий, шималий вә җәнубий ишик-дәрвазилирида дәрвазивәнләр бекитилгән еди.
25Уларниң йеза-кәнтләрдә олтиришлиқ қериндашлири болса һәр йәттә күндә нөвәт бойичә келип улар билән биргә хизмәттә болатти.
26Төрт дәрвазивән беги Лавийлардин еди; уларға тапшурулғини Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләрни беқиш еди.
27Беқиш мәсулийити уларниң үстидә болғачқа, улар кечидә Пәрвәрдигарниң өйиниң әтрапидики орунлирида туратти һәмдә һәр күни әтигәндә ишик-дәрвазиларни ечишқа мәсул еди.
28Улардин бир қисми ибадәтхана хизмитидә ишлитилидиған әсвап-үскүниләргә мәсул еди; улар санап әпчиқип, санап әпкирип қоятти.
29Уларниң йәнә бир қисми тапшурулғини бойичә қача-қучилар вә муқәддәс җайдики барлиқ әсвап-үскүниләр, шундақла ақ ун, шарап, зәйтун мейи, мәстики вә хушбуй буюмларға мәсул еди.
30Каһинларниң оғуллиридин бәзиләр хушбуй буюмлардин әтир ясайтти.
31Лавийлардин Маттитияһ, йәни Кораһийлардин Шаллумниң тунҗа оғлиниң вәзиписи қазан нени етишкә мәсул еди.
32Уларниң қериндашлири, Коһатниң әвлатлири ичидә «тәқдим нан»ға мәсул болуп, һәр шабат күни тизидиғанға нанларни тәйярлайтти.
33Лавийларниң җәмәт башлири болған нәғмичиләр ибадәтханидики өйләрдә туруп, башқа хизмәтләрни қилмай, кечә-күндүз өз ишлири биләнла болатти.
34Жуқиридики кишиләрниң һәммиси Лавийлар ичидики йолбашчилар болуп, һәммиси өз нәсәби бойичә җәмәт беши еди; буларниң һәммиси Йерусалимда туратти.
35Гибеонниң атиси Җәийәл Гибеонға маканлашқан еди. Униң аялиниң исми Маакаһ еди.
36Униң тунҗа оғли Абдон, қалған оғуллири Зур, Киш, Баал, Нәр, Надаб,
37Гедор, Ахийо, Зәкәрия вә Миклот еди.
38Миклоттин Шимеям төрәлгән. Буларму өзлириниң қериндашлириниң йенида Йерусалимда хошна олтиришатти.
39Нәрдин Киш төрәлгән, Киштин Саул төрәлгән, Саулдин Йонатан, Малкишуя, Абинадаб вә Еш-Баал төрәлгән.
40Мериб-Баал Йонатанниң оғли еди; Мериб-Баалдин Микаһ төрәлгән.
41Микаһниң оғуллири Питон, Мәләк, Таһрия вә Аһаз еди.
42Аһаздин Яраһ төрәлди; Яраһдин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлгән. Зимридин Моза төрәлгән;
43Мозадин Бинеа төрәлгән; Бинеаниң оғли Рефая, Рефаяниң оғли Елиасаһ, Елиасаһниң оғли Азәл еди.
44Азәлниң алтә оғли бар еди, уларниң исми Азрикам, Бокеру, Ишмаил, Шеария, Обадия вә Һанан еди; буларниң һәммиси Азәлниң оғуллири.