1Шуңа Давут: «Мана бу Пәрвәрдигар Худаниң өйи болидиған җай, мана бу Исраил үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунидиған қурбангаһ болиду» — деди.
2Давут Пәрвәрдигарниң өйини салдуруш үчүн Исраил зиминидики ят әлдикиләрни жиғишни буйруди һәм ташларни оюшқа ташчиларни тайинлиди.
3Ишик-дәрвазиларға ишлитишкә миқ вә гирә-балдақ ясаш үчүн нурғун төмүр тәйярлиди; йәнә нурғун мис тәйярлидики, униң еғирлиғини таразилап болмайтти;
4у йәнә сан-санақсиз кедир яғичи тәйярлиди, чүнки Зидонлуқлар билән Турлуқлар Давутқа нурғун кедир яғичи йәткүзүп бәргән еди.
5Давут көңлидә: «Оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт халас, Пәрвәрдигарға селинидиған өй наһайити бәһәйвәт вә катта болуши, шан-шөһрити барлиқ жутларға йейилиши керәк; шуниң билән бу өйгә кетидиған материялларни һазирлап қоюшум керәк» дәп ойлиди. Шуңа Давут өлүштин илгири нурғун материял һазирлап қойди.
6Давут оғли Сулайманни қичқирип униңға Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй селишни тапилиди.
7Давут Сулайманға мундақ деди: «И оғлум, мән әслидә Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй селишни ойлиған,
8лекин Пәрвәрдигарниң маңа: «Сән нурғун адәмниң қенини төктүң, нурғун чоң җәңләрни қилдиң; сениң Мениң намимға атап өй селишиңға болмайду, чүнки сән Мениң алдимда нурғун адәмниң қенини йәргә төктүң.
9Қара, сениңдин бир оғул төрүлиду; у арам-течлиқ адими болиду, Мән уни һәр тәрәптики дүшмәнлиридин арам тапқузимән; униң исми дәрвәқә Сулайман атилиду, у тәхттики күнлиридә Мән Исраилға арам-течлиқ вә асайишлиқ ата қилимән.
10У Мениң намимға атап өй салиду; у Маңа оғул болиду, Мән униңға ата болимән; Мән униң Исраил үстидики падишаһлиқ тәхтини мәңгү мәзмут қилимән» дегән сөз-калами маңа йәтти.
11И оғлум, әнди Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай! Шуниң билән йолуң раван болуп, Униң сениң тоғрилиқ бәргән вәдиси бойичә Пәрвәрдигар Худайиңниң өйини салисән.
12Пәрвәрдигар саңа пәм вә әқил бәргәй вә Исраилни идарә қилишқа көрсәтмә бәргәй, сени Пәрвәрдигар Худайиңниң муқәддәс қануниға әмәл қилидиған қилғай.
13Шу вақитта, Пәрвәрдигар Исраиллар үчүн Мусаға тапшурған бәлгүлимә-һөкүмләргә әмәл қилсаң, йолуң раван болиду. Қәйсәр, батур бол! Қорқма, һодуқупму кәтмә.
14Қара, мән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн җапа-мүшәққәтлирим арқилиқ йүз миң талант алтун, миң миң талант күмүч вә интайин көп, сан-санақсиз мис, төмүр тәйярлидим; йәнә яғач вә таш тәйярлидим; буниңға йәнә сән қошсаң болиду.
15Буниңдин башқа сениңдә йәнә таш кәскүчи, тамчи, яғаччи һәм һәр хил хизмәтләрни қилалайдиған нурғун устилар бар;
16алтун-күмүч, мис, төмүр болса сан-санақсиз; сән ишқа тутушушқа орнуңдин тур, Пәрвәрдигарим сениң билән биллә болғай!»
17Давут йәнә Исраилдики әмәлдарларға оғли Сулайманға ярдәм беришни тапилап:
18«Худайиңлар болған Пәрвәрдигар силәр билән биллә әмәсму? Һәр әтрапиңларда силәргә тинич-арамлиқ бәргән әмәсму? Чүнки У бу зиминдики аһалини қолумға тапшурди; зимин Пәрвәрдигарниң алдида вә хәлқиниң алдида тизгинләнди.
19Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини вә Худаниң муқәддәсханисидики қача-әсваплирини Униң намиға атап селинған өйигә апирип қоюш үчүн, Пәрвәрдигар Худаниң муқәддәсханисини селишқа орнуңлардин қопуңлар!» деди.