Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут қерип күнлири тошай дәп қалғанда, оғли Сулайманни Исраил үстигә падишаһ қилип тиклиди.
2Давут Исраилдики әмәлдарларни, каһинларни вә Лавийларни жиғди.
3Лавийлардин оттуз яштин ашқанларниң һәммиси санақтин өткүзүлди; тизимланғини бойичә, улардин әрләр җәмий оттуз сәккиз миң киши еди.
4Давут: «Буларниң ичидә жигирмә төрт миң киши Пәрвәрдигарниң өйини башқуруш хизмитигә, алтә миң киши әмәлдар вә сотчилиққа,
5төрт миң киши дәрвазивәнликкә вә йәнә төрт миң киши мән ясиған сазлар билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуш ишиға қоюлсун» — деди.
6Давут уларни Лавийниң оғли Гәршон, Коһат вә Мәрари җәмәтлири бойичә гуруппиларға бөлди: —
7Гәршонийлардин Ладан билән Шимәй бар еди;
8Ладанниң оғли: тунҗа оғли Йәһийәл, йәнә Зитам билән Йоелдин ибарәт үч киши еди;
9Шимәйниң оғлидин Шеломит, Һазийәл вә Һарандин ибарәт үч киши еди; жуқуриқилар Ладанниң җәмәт башлиқлири еди.
10Шимәйниң оғуллири Җаһат, Зина, Йәуш вә Берияһ, бу төртәйләнниң һәммиси Шимәйниң оғли еди.
11Җаһат тунҗа оғул, Зиза иккинчи оғул еди; Йәуш билән Берияһниң әвлатлири көп болмиғачқа, бир җәмәт гурупписи дәп һесапланған.
12Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззийәлдин ибарәт төрт киши еди.
13Амрамниң оғли Һарун билән Муса еди. Һарун билән униң әвлатлири әң муқәддәс буюмларни паклаш, Пәрвәрдигарниң алдида мәңгүгә қурбанлиқларни сунуш, униң хизмитини қилиш, мәңгү униң намидин бәхит тиләп дуа беришкә айрилған еди.
14Худаниң адими Мусаға кәлсәк, униң әвлатлири Лавий қәбилисидин дәп һесаплинип пүтүлгән.
15Мусаниң оғли Гәршом билән Әлиезәр еди.
16Гәршомниң оғуллиридин Шәбуйәл чоң оғли еди.
17Әлиезәрниң оғли Рәһабия еди; Әлиезәрниң башқа оғли болмиған, лекин Рәһабияниң оғуллири наһайити көп еди.
18Изһарниң тунҗа оғли Шеломит еди.

19Һебронниң оғуллири: тунҗа оғли Йерия, иккинчи оғли Амария, үчинчи оғли Яһазийәл, төртинчи оғли Җәкамиям еди.
20Уззийәлниң оғуллири: тунҗа оғли Микаһ, иккинчи оғли Йишия еди.
21Мәрариниң оғли Маһли билән Муши еди; Маһлиниң оғли Әлиазар билән Киш еди.
22Әлиазар өлгәндә оғли йоқ, қизлирила бар еди; уларниң туққанлири, йәни Кишниң оғуллири у қизларни әмригә алди.
23Мушиниң Маһли, Едәр вә Йәрәмот дегән үчла оғли бар еди.
24Жуқириқиларниң һәммиси Лавийниң әвлатлири болуп, җәмәтлири бойичә, йәни җәмәт башлири бойичә жигирмә яштин ашқан әркәкләр ройхәткә елинған; улар Пәрвәрдигарниң өйидики вәзипиләрни өтәшкә исмилири бойичә тизимланған еди.
25Чүнки Давут: «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Өз хәлқигә арам берип, Өзи мәңгү Йерусалимда макан қилиду;
26шуниң билән Лавийларниң муқәддәс чедирни вә униң ичидики һәр қайси қача-әсвапларни көтирип жүрүшниң һаҗити йоқ» дегән еди.
27Шуңа Давутниң җан үзүш алдидики вәсийити бойичә, Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилириниң һәммиси санақтин өткүзүлгән еди.
28Уларниң вәзиписи болса Һарунниң әвлатлириниң йенида туруп, Пәрвәрдигарниң өйиниң ишлирини қилиш еди; улар һойла-арамларни башқуруш, барлиқ муқәддәс буюмларни пакиз тутуш, қисқиси, Пәрвәрдигарниң өйиниң хизмәт вәзипилирини беҗиришкә мәсул еди;
29йәнә «тизилған тәқдим нан», аш һәдийә унлири, петир қотурмачлар, қазан нанлири вә майлиқ нанларға, шундақла һәр хил өлчәш әсваплириға мәсул еди;
30улар йәнә һәркүни әтигәндә өрә туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип һәмдусана оқуйтти, һәркүни кәчлигиму шундақ қилатти.
31Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсул еди. Өзлиригә қаритилған бәлгүлимә бойичә, улар дайим Пәрвәрдигарниң алдиға бекитилигән сани вә нөвити билән хизмәттә туратти.
32Улар җамаәт чедирини һәм муқәддәс җайни бақатти, шундақла өзлириниң Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәттә болуватқан қериндашлири, йәни Һарунниң әвлатлириға қарайтти.