Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Давут билән қошунниң сәрдарлири Асаф, Һеман вә Йәдутунларниң оғуллириғиму вәзипә жүкләп, уларни чилтар, тәмбур вә җаң-җаңлар челип, бешарәт бериш хизмитигә қойди. Улардин вәзипигә қоюлғанларниң сани төвәндикичә:
2Асафниң оғуллиридин Заккур, Йүсүп, Нитания вә Ашарилаһ бар еди; Асафниң оғуллириниң һәммиси Асафниң көрсәтмисигә қарайтти; Асаф падишаһниң көрсәтмиси бойичә бешарәт берип сөзләйтти.
3Йәдутунға кәлгәндә, униң Гәдалия, Зери, Йәшая, Шимәй, Һашабия вә Маттитияһ дегән алтә оғли болуп, атиси Йәдутунниң көрсәтмисигә қарайтти. Йәдутун Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип мәдһийә оқуш үчүн чилтар челип бешарәт берәтти.
4Һеманниң болса, униң Буккия, Маттания, Уззийәл, Шәбуйәл, Йәримот, Һанания, Һанани, Әлията, Гиддалти вә Ромамти-Езәр, Йошбикаша, Маллоти, Һотир вә Махазиот дегән оғуллири бар еди.
5Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаға болған мәдһийисини яңритиш үчүн қоюлған (Һеман болса падишаһқа Худаниң сөз-каламини йәткүзидиған алдин көргүчи еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди.
6Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп, Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмә-нава қилиш үчүн, җаң-җаң, тәмбур вә чилтар челип Худаниң өйидики вәзиписини өтәйтти. Асаф, Йәдутун вә Һеман бу ишларда падишаһниң көрсәтмисигә қарайтти.
7Улар вә уларниң қериндашлириниң сани җәмий икки йүз сәксән сәккиз еди (улар һәммиси Пәрвәрдигарни мәдһийиләш нәғмә-навалиғида алаһидә тәрбийә көргән, күй ейтишқа уста еди).
8Булар чоң-кичигигә, устаз-шагиртлиғиға қаримай һәммиси бирдәк чәк тартип гуруппиларға бөлүнгән еди.
9Биринчи чәк Асафниң оғли Йүсүпкә, иккинчи чәк Гәдалияға чиқти; у, униң инилири вә оғуллири болуп җәмий он икки киши еди;
10үчинчи чәк Заккурға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
11төртинчи чәк Изриға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
12бәшинчи чәк Нәтанияға чиқти; у униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
13алтинчи чәк Буккияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп он икки киши еди;
14йәттинчи чәк Йәшарилаһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
15сәккизинчи чәк Йәшаяға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
16тоққузинчи чәк Маттанияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
17онинчи чәк Шимәйгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
18он биринчи чәк Азарәлгә чиқти; у вә униң оғуллири, инилири болуп җәмий он икки киши еди;

19он иккинчи чәк Һасабияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
20он үчинчи чәк Шубайәлгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
21он төртинчи чәк Маттитияһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
22он бәшинчи чәк Йәримотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
23он алтинчи чәк Һананияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
24он йәттинчи чәк Йошбикашаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
25он сәккизинчи чәк Һананиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
26он тоққузинчи чәк Маллотиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
27жигирминчи чәк Әлиятаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
28жигирмә биринчи чәк Һотирға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
29жигирмә иккинчи чәк Гиддалтиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
30жигирмә үчинчи чәк Махазиотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
31жигирмә төртинчи чәк Ромамти-Езәргә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди.