Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Филистийләр Исраилларға һуҗум қиливиди, Исраиллар Филистийләрниң алдидин қачти, улар Гилбоа теғида қирип йоқитилди.
2Филистийләр Саул билән униң оғуллирини тап бесип қоғлиди; улар ахири Саулниң оғуллиридин Йонатан, Абинадаб, малки-шуаларни уруп өлтүрди.
3Саулға қарши җәң интайин шиддәтлик болди; оқячилар Саулға йетишип оқя етип уни яриландурди.
4Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди.
5Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди.
6Шуниң билән Саул, үч оғли һәм пүтүн аилисидикиләр шу күндә бирақла өлди.
7Әнди вадида турған Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, улар шәһәрлирини ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти.
8Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди-дә,
9кийимлирини салдуруп, каллисини вә савут-ярақлирини елип кәтти һәмдә буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип, өз бутлириға вә хәлиққә хуш хәвәр йәткүзди.
10Улар Саулниң савут-ярақлирини уларниң бутханисида қоюп, каллисини Дагон бутханисиға есип қойди.
11Әнди Ябәш-Гилеадда олтарғучилар Филистийләрниң Саулға барлиқ қилғанлирини аңлиғанда
12уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип, Саул билән оғуллириниң җәсәтлирини елип, уларни Ябәшкә қайтуруп келип, Ябәштики дуб дәриғиниң түвигә дәпнә қилди вә йәттә күн роза тутти.
13Шуниң билән Саул Пәрвәрдигарға қилған вапасизлиғи үчүн өлди; у Пәрвәрдигарниң сөз-каламиға кирмәй вә һәтта Пәрвәрдигардин йол соримай, бәлки палчи җинкәшниң йениға берип униңдин йол сориған еди. Шуңа Пәрвәрдигар уни өлтүрүп, падишаһлиғини Йәссәниң оғли Давутқа өткүзүп бәрди.