Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Лавийниң оғуллири Гәршон, Коһат вә Мәрари.
2Коһатниң оғли Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
3Амрамниң пәрсәндлири Һарун, Муса вә Мәрйәм еди. Һарунниң оғли Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар еди.
4Әлиазардин Финиһас, Финиһастин Абишуа,
5Абишуадин Букки, Буккидин Уззи,
6Уззидин Зәраһия, Зәраһиядин Мерайот,
7Мерайоттин Амария, Амариядин Ахитуб,
8Ахитубтин Задок, Задоктин Ахимааз,
9Ахимааздин Азария, Азариядин Йоһанан,
10Йоһанандин Азария (бу Азария Йерусалимда Сулайман салғузған муқәддәс өйдә каһинлиқ хизмитидә болған),
11Азариядин Амария, Амариядин Ахитуб,
12Ахитубтин Задок, Задоктин Шаллум,
13Шаллумдин Һилқия, Һилқиядин Азария,
14Азариядин Серая, Сераядин Йәһозадак төрәлди;
15Пәрвәрдигар Небоқаднәсарниң вастиси билән Йәһудадикиләр билән Йерусалимдикиләрни сүргүн қилидиған чағда, бу Йәһозадакму сүргүн қилинған.
16Лавийниң оғли Гәршом, Коһат вә Мәрари.
17Гәршомниң оғуллириниң исми Либни вә Шимәй еди.
18Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.

19Мәрариниң оғуллири Маһли вә Муши еди. Булар Лавийларға мәнсуп һәр қайси җәмәтләр ичидики аилиләр еди.
20Гәршомниң әвлатлири төвәндикичә: Гәршомниң оғли Либни, Либниниң оғли Җаһат, Җаһатниң оғли Зиммаһ,
21Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Иддо, Иддониң оғли Зәраһ, Зәраһниң оғли Йиятирай еди.
22Гоһатниң әвлатлири төвәндикичә: Гоһатниң оғли Амминадаб, Амминадабниң оғли Кораһ, Кораһниң оғли Ассир,
23Ассирниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Ебиасаф, Ебиасафниң оғли Ассир,
24Ассирниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Уриәл, Уриәлниң оғли Уззия, Уззияниң оғли Шаул еди.
25Әлканаһниң оғуллири Амасай вә Ахимот,
26Ахимотниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Зофай, Зофайниң оғли Наһат,
27Наһатниң оғли Елиаб, Елиабниң оғли Йәроһам, Йәроһамниң оғли Әлканаһ еди.
28Самуилниң оғуллири төвәндикичә: тунҗа оғли Йоел, иккинчи оғли Абия еди.
29Мәрариниң әвлатлири төвәндикичә: Мәрариниң оғли Маһли, Маһлиниң оғли Либни, Либниниң оғли Шимәй, Шимәйниң оғли Узза,
30Уззаниң оғли Шимия, Шимияниң оғли Һаггия, Һаггияниң оғли Асая еди.
31Давут әһдә сандуғи убдан орунлаштурулғандин кейин Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмичилик ишлириға мәсул болушқа төвәндики кишиләрни қойди.
32Улар таки Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигарниң өйини ясатқанға қәдәр, «җамаәт чедири»ниң алдида күй ейтиш хизмитини өтәп кәлди. Улар вәзиписини бәлгүләнгән тәртиви билән өтигән еди.
33Төвәндикиләр вәзипә өтигән адәмләр вә уларниң әвлатлири: — Коһатниң әвлатлири ичидә: — нәғмичи Һеман бар еди. Һеман Йоелниң оғли, Йоел Самуилниң оғли еди.
34Самуил Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йәроһамниң оғли, Йәроһам Әлийәлниң оғли, Әлийәл Тоаһниң оғли,
35Тоаһ Зуфниң оғли, Зуф Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Маһатниң оғли, Маһат Амасайниң оғли,
36Амасай Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йоелниң оғли, Йоел Азарияниң оғли, Азария Зәфанияниң оғли,

37Зәфания Таһатниң оғли, Таһат Ассирниң оғли, Ассир Ебиасафниң оғли, Ебиасаф Кораһниң оғли,
38Кораһ Изһарниң оғли, Изһар Коһатниң оғли, Коһат Лавийниң оғли, Лавий Исраилниң оғли еди.
39Һеманниң оң тәрипидә хизмәттә турған қериндиши Асаф еди. Асаф болса Бәрәкияниң оғли, Бәрәкия Шимияниң оғли,
40Шимия Микаилниң оғли, Микаил Баасияниң оғли, Баасия Малкияниң оғли,
41Малкия Етниниң оғли, Етни Зәраһниң оғли, Зәраһ Адаяниң оғли,
42Адая Етанниң оғли, Етан Зиммаһниң оғли, Зиммаһ Шимәйниң оғли,
43Шимәй Җаһатниң оғли, Җаһат Гәршомниң оғли, Гәршом Лавийниң оғли еди.
44Һеман билән Асафниң сол тәрипидә хизмәттә турған қериндашлири Мәрариниң әвлатлиридин Етанлар еди. Етан болса Кишиниң оғли еди, Киши Абдиниң оғли, Абди Маллуқниң оғли,
45Маллуқ Һашабияниң оғли, Һашабия Амазияниң оғли, Амазия Һилқияниң оғли,
46Һилқия Амзиниң оғли, Амзи Баниниң оғли, Бани Шемәрниң оғли,
47Шемәр Маһлиниң оғли, Маһли Мушиниң оғли, Муши Мәрариниң оғли, Мәрари Лавийниң оғли еди.
48Уларниң қалған Лавий қериндашлири болса һәммиси Худаниң өйи, йәни ибадәт чедиридики башқа хизмәтләрни беҗиришкә аталған еди.
49Һарун вә униң әвлатлири болса Худаниң хизмәткари Мусаниң тапилиғинидәк көйдүрмә қурбанлиқ сунулидиған қурбангаһта қурбанлиқлар сунуп, хушбуйгаһда хушбуй йеқип, муқәддәсгаһдики барлиқ хизмәтләрни ада қилатти, шундақла Исраиллар үчүн кәчүрүм-кафарәт ишлирини қилатти.
50Һарунниң әвлатлири төвәндикичә: Һарунниң оғли Әлиазар, Әлиазарниң оғли Финиһас, Финиһасниң оғли Абишуя,
51Абишуяниң оғли Букки, Буккиниң оғли Уззи, Уззиниң оғли Зәраһия,
52Зәраһияниң оғли Мерайот, Мерайотниң оғли Амария, Амарияниң оғли Ахитуб,
53Ахитубниң оғли Задок, Задокниң оғли Ахимааз еди.
54Төвәндикиләр Һарунниң әвлатлириниң өз зимини ичидә макан тутуп олтарған йәрлири: — Коһат җәмәтиниң йәрлири болса (мошу йәрләр чәк ташлаш арқилиқ уларға тәқсим қилинған): —

55Йәһуда зиминидики Һеброн вә Һебронниң төрт әтрапидики етизлиқлири уларға тәқсим қилинған
56(лекин бу шәһәрниң әтрапидики отлуқлар вә шәһәргә қарашлиқ йеза-кәнтләр болса Йәфуннәһниң оғли Каләбкә берилди).
57Һарунниң әвлатлириға «панаһлиқ шәһири» Һеброн берилди; буниңдин башқа Либнаһ билән униңға тәвә етизлиқлар, Яттир, Ештемоа вә униңға тәвә етизлиқлар,
58Һилән вә униңға тәвә етизлиқлар, Дәбир вә униңға тәвә етизлиқлар,
59Ашан вә униңға тәвә етизлиқлар, Бәйт-Шәмәш вә униңға тәвә етизлиқларму тәқсим қилинған;
60Йәнә Бинямин қәбилисидики зиминдин Геба вә униңға тәвә етизлиқлар, Алләмәт вә униңға тәвә етизлиқлар, Анатот вә униңға тәвә етизлиқлар бөлүп берилгән. Улар җәмәтлири бойичә еришкән шәһәр җәмий он үч болди.
61Коһатниң башқа әвлатлириға болса ташланған чәккә чиққини бойичә, Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он шәһәр бөлүп берилди.
62Гәршомниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, Иссакар қәбилиси, Ашир қәбилиси, Нафтали қәбилиси вә Башан жутидики Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бөлүп берилди.
63Мәрариниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, ташланған чәккә чиққини бойичә, Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Зәбулун қәбилисидин он икки шәһәр бөлүп берилди.
64Исраиллар шундақ қилип бу шәһәрләрни вә уларға тәвә етизлиқларниң һәммисини Лавийларға бөлүп бәрди.
65Улар ташланған чәккә чиққини бойичә, йәнә жуқурида нами аталған шәһәрләрни Йәһуда қәбилисидин, Шимеон қәбилисидин вә Бинямин қәбилисидин елип уларға бәрди.
66Коһатниң әвлатлиридин болған бәзи җәмәтләргә Әфраим қәбилисиниң зимини тәвәсидики шәһәрләрдин бөлүп берилгәнлириму болди.
67Исраиллар уларға йәнә икки «панаһлиқ шәһири», йәни Әфраим тағлиғиға җайлашқан Шәкәм вә униңға тәвә етизлиқларни вә Гәзәр вә униңға тәвә етизлиқларни бәрди;
68Йәнә Йокмиям вә униңға тәвә етизлиқларни, Бәйт-Һорон вә униңға тәвә етизлиқларни,
69Айҗалон вә униңға тәвә етизлиқларни, Гат-Риммон вә униңға тәвә етизлиқларни уларға бәрди.
70Исраиллар йәнә Манассәһ йерим қәбилисидин Анер вә униңға тәвә етизлиқларни, Билеам вә униңға тәвә етизлиқларни Коһатниң қалған җәмәтлиригә бәрди.
71Гәршомниң әвлатлириға Манассәһ йерим қәбилисидики җәмәтләрниң зиминидин Башандики Голан вә Голанға тәвә етизлиқлар, Аштарот вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
72Иссакар қәбилисидин Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Дабират вә униңға тәвә етизлиқлар,

73Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Анәм вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
74Ашир қәбилисидин уларға Машал вә униңға тәвә етизлиқлар, Абдон вә униңға тәвә етизлиқлар,
75Хукок вә униңға тәвә етизлиқлар, Рәһоб вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
76Нафтали қәбилисидин Галилийәдики Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Һаммон вә униңға тәвә етизлиқлар, Кириатайим вә униңға тәвә етизлиқларму берилди.
77Мәрариниң қалған әвлатлириға болса Зәбулун қәбилисидин Риммоно вә униңға тәвә етизлиқлар, Табор вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
78Йәнә Рубән қәбилисиниңкидин, Иордан дәриясиниң у тәрипидин, Йерихониң шәрқий удулидики, йәни Иордан дәриясиниң күнчиқиш бойидики йәрләрдин чөлдики Бәзәр вә униңға тәвә етизлиқлар, Яһзаһ вә униңға тәвә етизлиқлар,
79Кәдәмот вә униңға тәвә етизлиқлар, Мефаат вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
80Гад қәбилисидинму болса уларға Гилеадтики Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Маһанаим вә униңға тәвә етизлиқлар,
81Һәшбон вә униңға тәвә етизлиқлар, Яазәр вә униңға тәвә етизлиқлар берилди.