1Давут пүткүл җамаәткә сөз қилип мундақ деди: — Худа Өзи таллиған оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт, халас, бу қурулуш болса толиму чоң; чүнки бу муқәддәс орда инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худа үчүн ясилиду.
2Мән Худайимниң өйи үчүн пүтүн күчүмни чиқирип, алтун билән ясилидиғанлириға алтун, күмүч билән ясилидиғанлириға күмүч, мис билән ясилидиғанлириға мис, төмүр билән ясилидиғанлириға төмүр, яғач билән ясилидиғанлириға яғач тәйярлап қойдум; йәнә ақ һеқиқ, көзлүк яқут, рәңлик таш вә һәр хил есил ташларни, йәнә наһайити көп мәрмәрни жиғип қойдум.
3Мән Худайимниң өйидин сөйүнидиғанлиғим үчүн Худайимниң өйини селишқа тәйярлиған барлиқ нәрсиләрдин башқа, өзүмниң тәәллуқатидин алтун-күмүчләрни Худайимниң өйигә атидим;
4йәни өйниң тамлирини қаплаш үчүн Офир алтунидин үч миң талант, сап күмүчтин йәттә миң талант тәқдим қилдим;
5алтундин ясилидиғанлириға алтун, күмүчтин ясилидиғанлириға күмүч вә һүнәрвәнләрниң қоли билән һәр хил ясилидиғанлириға керәк болғинини тәқдим қилдим. Бүгүн йәнә кимләрниң Пәрвәрдигарға бир немә атиғуси бар?».
6Шуниң билән Исраил қәбилилиридики һәр қайси җәмәт башлири, қәбилә башлиқлири, миң беши, йүз беши вә падишаһниң ишлириға мәсул болған ғоҗидарларму беғишлашқа киришти.
7Улар Худаниң өйидики ибадәт хизмәтлири үчүн бәш миң талант алтун вә он миң дарик алтун, он миң талант күмүч, он сәккиз миң талант мис вә бирйүз миң талант төмүр тәқдим қилди.
8Яқути барлар яқутни Пәрвәрдигарниң өйиниң ғәзнисигә, йәни Гәршоний Йәһийәлниң қолиға тапшурди.
9Халайиқ кишиләрниң мундақ өз ихтиярлиғи билән тәқдим қилғанлиқлиридин хошал болуп кетишти; чүнки улар чин қәлбидин Пәрвәрдигарға тәқдим қилишқан еди. Давутму аламәт хуш болди.
10Шуңа Давут пүткүл җамаәт алдида Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә ейтип мундақ деди: — «Аһ Пәрвәрдигар, бовимиз Исраилниң Худаси, Сән әбәдил-әбәтгичә һәмдусанаға лайиқсән.
11И Пәрвәрдигар, улуқлуқ, күч-қудрәт, шан-шәрәп, шану-шәвкәт вә һәйвәт Саңа мәнсуптур; асмандики вә йәрдики бар-йоқи Сениңкидур; и Пәрвәрдигар, падишаһлиқ Сениңкидур, һәммидин үстүн болған идарә қилғучисән.
12Дөләт билән иззәт Сениңдинла келиду, Сән һәммигә һөкүмдарсән. Күч билән қудрәт Сениң қолуңда; һәр кимни улуқ вә қудрәтлик қилиш пәқәт қолуңдиндур.
13Әнди, аһ Худайимиз, биз Саңа тәшәккүр оқуймиз, шан-шәрәплик намиңға мәдһийә оқуймиз!
14Мана мушундақ өзлүгүмиздин тәқдим қилалайдиған болған мән ким едим, хәлқим немә еди? Чүнки барлиқ нәрсә Сәндин келиду, биз пәқәт Өз қолуңдин кәлгинидин Өзүңгә қайтурдуқ, халас!
15Биз Сениң алдиңда яқа жутлуқлар, барлиқ ата-бовилиримизға охшаш мусапирмиз, халас; йәр йүзидики күнлиримиз гоя бир сайә, үмүтсиз өткүзүлиду.
16И Худайимиз Пәрвәрдигар, биз Сениң намиңға атап өй селишқа тәйярлап жиққан бу байлиқ-дунияниң һәммиси Сениң қолуңдин кәлгән, әсли Сениңкидур.
17И Худайим, шуни билимәнки, Сән инсанниң қәлбини синап, дуруслуқтин хурсән болисән; мән болсам дурус қәлбимдин буларни ихтиярән тәқдим қилдим; вә бу йәрдә һазир турған хәлқиңниңму Саңа тәқдим қилғинини хошал-хурамлиқ билән көрдүм.
18И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримиз болған Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өз хәлқиңниң көңлидики бундақ ой-нийәтни мәңгү мустәһкәм қилғайсән, көңлини Өзүңгә тартқузғайсән!
19Оғлум Сулайманға Сениң әмирлириң, агаһ-гувалиқлириң вә бәлгүлимилириңни тутуп, һәммини ада қилип, мән һазирлап қойғанлиримни ишлитип ордини ясашқа дурус бир қәлб бәргәйсән».
20Давут пүтүн җамаәткә: «Силәр Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-һәмдусана оқуп мәдһийиләңлар!» девиди, пүтүн җамаәт ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуп сәҗдә қилди; улар Пәрвәрдигар һәм падишаһ алдида баш урди.
21Әтиси улар Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқлар вә көйдүрмә қурбанлиқларни кәлтүрди; шу күни улар миң буқа, миң қочқар, миң қозини шарап һәдийәлири билән қошуп тәқдим қилди, шундақла йәнә пүтүн Исраил үчүн нурғун қурбанлиқларни тәқдим қилди.
22Улар шу күни Пәрвәрдигарниң алдида аламәт хошал болуп ғизаланди. Улар Давутниң оғли Сулайманни иккинчи қетим падишаһ тикләш мурасими өткүзди; уни Пәрвәрдигарниң алдида шаһ болушқа, Задокни каһин болушқа мәсиһ қилди.
23Шуниңдин кейин Сулайман Пәрвәрдигарға тәвә тәхткә олтирип, атиси Давутниң орниға падишаһ болди вә интайин раваҗ тапти; пүткүл Исраил хәлқи униңға итаәт қилди.
24Барлиқ әмәлдарлар, палванлар вә шундақла падишаһ Давутниң оғуллириниң һәммиси Сулайманға беқинип бойсунди.
25Пәрвәрдигар Сулайманни Исраил хәлқи алдида наһайити улуқ қилди; У униңға ата қилған шаһанә һәйвәт шундақ жуқурики, униңдин илгири өткән һәр қандақ Исраил падишаһлирида һеч болуп баққан әмәс.
26Йәссәниң оғли Давут пүтүн Исраилға шундақ падишаһ болған еди.
27Униң Исраилға һөкүмранлиқ қилған вақти җәмий қириқ жил болди; у Һебронда йәттә йил, Йерусалимда оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.
28У узун өмүр, дөләт-байлиқ вә иззәт-һөрмәт көрүп, хелә көп яшап, аләмдин өтти; орниға униң оғли Сулайман падишаһ болди.
29Падишаһ Давутниң барлиқ ишлири, баштин ахириғичә мана алдин көргүчи Самуилниң хатирилири, Натан пәйғәмбәрниң хатирилири вә алдин көргүчи Гадниң хатирилиридә пүтүлгәндур.
30Униң сәлтәнити, көрсәткән күч-қуввити, шундақла униң, Исраил вә һәр қайси дөләт-мәмликәтләрниң бешидин өткән вақиәләрму шу хатириләрдә пүтүлгәндур.