Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Тарих-тәзкирә «1»

Тарих-тәзкирә «1» 4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһуданиң оғуллири Пәрәз, Һәзрон, Карми, Хур вә Шобал еди.
2Шобалниң оғли Реаядин Җаһат төрәлди; Җаһаттин Ахумай билән Лахад төрәлди. Булар Зоратий җәмәтидин еди.
3Етамниң оғуллири Йизрәәл, Ишма, Идбаш еди; уларниң сиңлисиниң исми Һазилилпони еди.
4Гәдорниң атиси Пәнуәл; Хушаһниң атиси Езәр еди; буларниң һәммиси Бәйт-Ләһәмниң атиси болған Әфратаһниң тунҗа оғли Хурдин төрәлгән.
5Тәкоаниң атиси Ашхурниң Һелаһ вә Наараһ дегән икки аяли бар еди.
6Наараһ Ашхурға Ахуззам, Һәфәр, Тәмәни, Хааштарини туғуп бәрди; буларниң һәммиси Наараһниң оғуллири.
7Һелаһниң оғуллири Зәрәт, Зоһар билән Әтнан вә
8Коз еди; Коздин Аноб, Һаззибиба билән Харумниң оғли Ахарһәлниң җәмәтлири төрәлди.
9Ябәз өз қериндашлири ичидә һәммидин бәк һөрмәтлик еди, аниси: «Туғути үстидә бәк азапландим» дәп униңға Ябәз дегән исимни қойған.
10Ябәз Исраилниң Худасиға нида қилип: «Мени наһайити көп бәрикәтлигән болсаң, зиминимни кеңәйтсәң, қолуң билән мени йөләп, бала-қазадин сақлап, маңа азап-оқубәтни көрсәтмигәйсән!» — дәп тилиди. Худа униң тилигини иҗабәт әйлиди.
11Шухаһниң иниси Келубтин Мехир төрәлгән; Мехир Ештонниң атиси еди.
12Ештондин Бәйт-Рафа, Пасеаһ вә Ир-Наһашниң атиси Техиннаһ төрәлди; буларниң һәммиси Рикаһлиқлар еди.
13Кеназниң оғли Отнийәл билән Серая еди; Отнийәлниң оғли Хатат билән Меонотай еди.
14Меонотайдин Офраһ төрәлди. Сераядин «Һүнәрвәнләр җилғиси»дикиләрниң әҗдати болған Йоаб төрәлди (улар әслидә һүнәрвәнләр еди).
15Йәфуннәһниң оғли Каләбниң оғуллири Иру, Елаһ билән Наам еди; Елаһниң оғли Кеназ еди.
16Йәһаллиләлниң оғуллири Зиф билән Зифаһ, Тирия билән Асарийәл еди.
17Әзраниң оғуллири: — Йәтәр, Мерәд, Ефәр вә Ялонлар; Мерәд Пирәвнниң қизи Битияни алди; у һамилдар болуп Мәрийәм, Шаммай билән Ештемоаниң атиси Ишбаһни туғди. Булар Битиядин болған оғуллар. Мерәдниң Йәһудалардин болған аяли болса Гәдорниң атиси Йәрәдни, Сокоһниң атиси Һәбәр билән Заноаһниң атиси Йәкутийәлни туғди.
19Наһамниң сиңлиси Ходияниң аялидин Гармилиқ Кеилаһниң атиси билән Маакат җәмәтидин болған Ештемоаниң атиси төрәлгән.

20Шимонниң оғуллири Амнон вә Риннаһ, Бән-Һанан билән Тилон еди. Йишиниң оғуллири Зоһәт билән Бин-Зоһәт еди.
21Шелаһ Йәһуданиң оғли еди; униңдин төрәлгән Лекаһниң атиси Ер, Марәшаһниң атиси Лаадаһ вә Бәйт-Ашбияда олтирақлашқан чәкмән тоқуғучиларниң җәмәтлири
22вә йәнә Йоким, Козибалиқлар, Йоаш билән Сараф (булар иккиси Моаб жутиға һөкүмранлиқ қилған) вә Яшуби-Ләһәмләрму бар еди (буларниң һәммиси қедимки хатириләрдур).
23Булар Нетайим вә Гәдәраһда олтирақлашқан болуп, кулалчилар еди; улар шу йәрдә туруп падишаһниң хизмитидә болатти.
24Нәмуәл вә Ямин, Яриб, Зәраһ билән Саул Шимеонниң оғуллири еди.
25Шаллом Саулниң оғли; Мибсам Шалломниң оғли, Мишма Мибсамниң оғли еди.
26Мишманиң әвлатлири төвәндикиләр: — Мишманиң оғли Хаммуил; Хаммуилниң оғли Заккур; Заккурниң оғли Шимәй еди.
27Шимәйниң он алтә оғли, алтә қизи бар еди; униң ака-инилириниң пәрсәнди көп болмиғачқа, уларниң һәр қайсисиниң җәмәтиниң пәрсәндлири Йәһуда җәмәтиниңкидәк ундақ көп болмиған.
28Улар Бәәр-шеба, Моладаһ, Һазар-Шуал,
29Билхаһ, Езәм, Толад,
30Бетуәл, Хормаһ, Зиклаг,
31Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусим, Бәйт-Бири вә Шаараимға маканлашқан еди. Таки Давут падишаһниң дәвригичә буларниң һәммиси уларниң шәһәрлири еди.
32Улар олтирақлашқан җайлар Етам, Айин, Риммон, Токән вә Ашан қатарлиқ бәш шәһәрниму өз ичигә алған.
33Вә бу шәһәрләрниң өпчүрисидики барлиқ йеза-кәнтләр таки Баалға қәдәр шуларға қарайтти. Болар болса улар маканлашқан җайлар болуп, уларниң өз нәсәбнамилириму бар еди.
34Уларниң җәмәт башлири Мешобаб, Ямләк, Амазияниң оғли Йошаһ,
35Йоел, Йосибияниң оғли Йәһу (Йосибия Сераяниң оғли, Серая Асиәлниң оғли еди),
36Әлйойинай, Яакобаһ, Йәшоһая, Асая, Адиәл, Йәсимиәл, Беная
37вә Шифиниң оғли Зизалар еди (Шифи Аллонниң оғли, Аллон Йәдаяниң оғли, Йәдая Шимриниң оғли, Шимри Шемаяниң оғли еди).

38Жуқирида хатириләп өтүлгән исимларниң һәммиси һәр қайси җәмәт башлири еди; буларниң җәмәтлириниң һәммиси наһайити гүлләнгән еди.
39Улар қой падилириға отлақ изләп таки Гәдор еғизиғичә, йәни җилғиниң күн чиқиш тәрипигичә барған еди.
40Улар шу йәрдә япйешил, наһайити мунбәт бир отлақ тапқан; у йәр толиму кәң, һәм таза һәм тинич еди. Илгири шу йәрдә олтирақлашқанлар Һамдикиләрдин екән.
41Жуқирида тилға елип өтүлгән кишиләр Йәһуданиң падишаһи Һәзәкияниң заманида шу Һамдикиләрниң чедирлириға вә у йәрләрдә олтиришлиқ Мионлуқларға һуҗум қилип уларни тамамән йоқатқан еди, таки бүгүнгә қәдәр; улар шуларниң йәрлиригә маканлашти, чүнки у йәрләрдә падилирини баққидәк отлақ бар еди.
42Шу чағларда Шимеонлардин йәнә бәш йүз киши Сеир теғиға қарап маңди, уларниң йолбашчилири Йишиниң оғуллири Пилатия, Неария, Рефая билән Узриәл еди;
43улар қечип тирик қалған Амаләкләрниму өлтүрүп, бүгүнгә қәдәр шу йәрдә маканлишип өтүватиду.