1Лавий каһинлар вә шуниңдәк барлиқ Лавийлар қәбилисиниң Исраилда һеч қандақ несивиси яки мираси болмайду; улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин вә Пәрвәрдигарниң мирасидин йейишкә болиду,
2Бирақ уларниң қериндашлири арисида һеч қандақ мираси болмайду; Пәрвәрдигар ейтқандәк, У Өзи уларниң мирасидур.
3Каһинларниң қурбанлиқ қилидиған хәлиқтин алидиған үлүши мундақ: — (мәйли кала яки қой болсун) қол, еңәк гөши вә үчәй-қерини каһинларға берилиду.
4Силәрниң ашлиғиңлардин, йеңи шарабиңлардин вә зәйтун мейиңлардин дәсләпки пишқан һосулни вә қойлириңлардин дәсләпки қирқилған жуңни униңға берисиләр;
5чүнки Пәрвәрдигар Худайиң уни вә униң әвлатлирини Өз намида хизмитидә дайим турушқа барлиқ қәбилилириңлар ичидин талливалған.
6Әгәр Лавий болған бир адәм пүткүл Исраилдики һәр қандақ шәһәр-йезидин, йәни өзи маканлашқан җайдин чиқип, Пәрвәрдигар таллайдиған җайға кәлсә
7вә шу йәрдә Пәрвәрдигар алдида турғучи барлиқ қериндашлириға охшаш Пәрвәрдигар Худасиниң намида хизмәттә турған болса,
8ундақта (мәйли у атисидин қалған мирасини сетивәткән яки сетивәтмигән болсун) униң йәйдиған үлүши қериндашлириниңкидәк болуши керәк.
9Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминға киргән чағда, сән шу йәрдики әлләрниң жиркиничлик адәтлирини үгәнмәслигиң керәк.
10Араңларда өз оғли яки қизини оттин өткүзидиған, палчилиқ, рәмчилик, әпсанийлик, җадугәрлик
11яки дәмидичилик қилғучи яки җинкәш, сеһиргәр яки өлгәнләрдин йол сориғучи һеч қандақ киши болмисун;
12чүнки бундақ ишларни қилидиған һәр қандақ киши Пәрвәрдигарға нәпрәтлик болиду; бу жиркиничлик ишлар түпәйлидин Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңлардин һайдап чиқириду.
13Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әйипсиз мукәммәл болушуң керәк;
14чүнки сән зиминдин һайдайдиған бу әлләр рәмчиләр вә палчиларға қулақ салиду; бирақ Пәрвәрдигар Худайиң сени ундақ қилишқа йол қоймайду.
15Пәрвәрдигар Худайиң силәр үчүн араңлардин, қериндашлириңлар арисидин маңа охшайдиған бир пәйғәмбәр турғузиду; силәр униңға қулақ селиңлар.
16Бу силәр Һорәб теғида жиғилған күндә Пәрвәрдигар Худайиңлардин: «Пәрвәрдигар Худайимниң авазини йәнә аңлимайли, бу дәһшәтлик отни көрмәйли, болмиса өлүп кетимиз» дәп тәләп қилғиниңларға пүтүнләй мас келиду.
17Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Уларниң маңа дегән сөзи яхши болди.
18Мән уларға қериндашлири арисидин саңа охшайдиған бир пәйғәмбәрни турғузимән, Мән Өз сөзлиримни униң ағзиға салимән вә у Мән униңға барлиқ тапилиғинимни уларға сөзләйду.
19Вә шундақ болидуки, у Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, Мән униңдин һесап алимән.
20Амма Мениң намимда башбаштақлиқ қилип Мән униңға тапилимиған бирәр сөзни сөзлисә яки башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәр өлтүрүлсун.
21Әгәр сән көңлүңдә: «Пәрвәрдигар қилмиған сөзни қандақ пәриқ етимиз» десәң,
22бир пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң намида сөз қилған болса вә у бешарәт қилған иш тоғра чиқмиса яки әмәлгә ашурулмиса, ундақта бу сөз Пәрвәрдигардин чиқмиған; шу пәйғәмбәр башбаштақлиқ билән сөзлигән дәп, униңдин қорқма.