Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Кимки соқулуш яки кесилиш түпәйлидин ахта қиливетилгән болса, Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
2Кимки һарамдин туғулған болса Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирәлмәс; онинчи әвладиғичә мундақлардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
3Һеч бир Аммоний вә я һеч бир Моабий Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун; онинчи әвладиғичә улардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә һәргиз кирмисун.
4Сәвәп шуки, силәр Мисирдин чиққиниңларда улар алдиңларға йемәклик, су елип чиқмиди вә силәргә зиянкәшлик қилишқа силәрни қарғисун дәп, Арам-Наһараимдики Петорлуқ Беорниң оғли Балаамни яллиди.   
5Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар болса Балаамниң сөзини аңлимай, бәлки силәр үчүн қарғишни бәрикәткә айландурувәтти; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә муһәббәт бағлиған.
6Силәр һәммә күнлириңләрдә Аммонийлар вә Моабийларниң аман-есәнлиги вә бәхитини һәргиз истимәңлар.
7Лекин Едомийлар қериндишиңлар болғач, уларға нәпрәт билән қаримаңлар. Мисирлиқларғиму нәпрәт билән қаримаңлар, чүнки силәр уларниң зиминида мусапир болуп турған едиңлар.
8Буларниң үчинчи әвладидин туғулған балилар Пәрвәрдигарниң ибадәт җамаитигә кирсә болиду.
9Дүшмәнлириңгә қарши җәңгә чиқип чедир тиксәң, һәр хил напаклиқтин еһтият қилғин.
10Әгәр араңларда кечиси бириси чүшидә Шәйтан атлап напак болған болса, у чедиргаһдин чиқип кәтсун; чедиргаһқа удулла кирмисун;
11кәчқурун киргәндә у суға чүшүп, күн патқанда чедиргаһға йенип кирсун.
12Һаҗитиңлар үчүн чедиргаһниң сиртида бир җайиңлар болсун; тәрәткә шу йәргә бериңлар.
13Сайманлириң ичидә бир гүҗәк болсун; сән сиртта тәрәткә олтарсаң, униң билән өрәк колап тәритиңни көмүвәт.
14Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени қутқузушқа, дүшмәнлириңни алдиңларға тапшурушқа чедиргаһиң оттурисида жүриду; шуңа сениң чедиргаһиң пак болсун. Болмиса У сениңкидә бирәр паскинилиқ көрсә сәндин айрилип кетиши мүмкин.
15Өз ғоҗисидин қечип йениңға кәлгән қулни өз ғоҗисиға тутуп бәрмигин.
16У араңларда силәр билән биллә туруп, қайси шәһәрниң дәрвазиси ичидә қайси йәрни таллиса, шу йәрдә турсун. Силәр униңға зулум қилмаңлар.
17Исраилниң қизлириниң арисида һеч бир паһишә болмисун, Исраилниң оғуллириниң арисида һеч бир паһишә һәзиләк болмисун.
18Бир қәсәмни беҗа кәлтүрмәк үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә паһишиниң пулини яки һәзиләкниң пулини кәлтүрмигин; чүнки бу иккиси Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничликтур.

19Силәр өз қериндишиңлардин өсүм алмаңлар; пулниң өсүми болсун, ашлиқниң өсүми болсун яки һәр қандақ өсүм алғидәк башқа нәрсиниң өсүмини алсаңлар болмайду.
20Амма чәтәлликтин өсүм алсаңлар болиду, лекин қериндишиңлардин һеч өсүм алмаңлар. Шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр уни егиләшкә киридиған зиминда, қоллириңларниң барлиқ әмгигидә силәргә бәрикәт бериду.
21Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида бир нәрсини аташқа қәсәм қилған болсаң, униңға әмәл қилишқа һаял қилма. Болмиса, Пәрвәрдигар Худайиң уни сәндин тәләп қилғинида гунакар болисән.
22Лекин әгәр сән бир нәрсини аташқа қәсәм қилмисаң, у саңа һеч гуна болмайду.
23Ағзиңдин чиққанға әмәл қилғин; Пәрвәрдигар Худайиңға қәсәм қилип атиғиниңни, йәни ағзиңниң сөзи бойичә ихтиярий һәдийәңни сунушуң керәк.
24Сән хошнаңниң таллиғиға кирсәң халиқиниңчә йәп тоюн, амма қача-қучаңға елип маңмиғин.
25Хошнаңниң пишқан зираәтлигигә кирсәң, қолуң билән зираәтниң бешини үзүп алсаң болиду; амма хошнаңниң зираәтлиригә оғақ салғучи болма.