Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 34

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин Муса Моабниң түзләңликлиридин чиқип Небо теғиниң үстигә, йәни Йерихониң уттурисидики Писгаһ теғиниң чоққисиға чиқти. Шу йәрдә Пәрвәрдигар униңға пүткүл зиминни көрсәтти; Гилеадтин Данғичә,
2пүткүл Нафтали билән Әфраим вә Манассәһниң зиминини, Йәһуданиң пүткүл зимини билән қошуп мәғрибтики деңизғичә,
3җәнуптики Нәгәв зиминини, «Хорма шәһири» дәп аталған Йерихо вадисидики түзләңликни Зоар шәһиригә қәдәр, һәммини униңға көрсәтти.
4Андин Пәрвәрдигар униңға сөз қилип: «Мән қәсәм қилип: «Бу зиминни сениң нәслиңгә беримән» дәп Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зимин мана мушудур. Әнди саңа уни өз көзүң билән көрүшкә несип қилдим, лекин сән шу йәргә өтүп кирәлмәйсән» деди.
5Андин Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Пәрвәрдигарниң қули Муса шу йәрдә, йәни Моабниң зиминида вапат болди.
6У уни Моабниң зиминидики тағ җилғисида, Бәйт-Пеорниң уттурисида дәпнә қилди; униң қәбриниң қәйәрдә екәнлигини бүгүнгичә һеч ким билмәйду.
7Муса вапат болған вақитта бир йүз жигирмә яшқа киргән еди, лекин көзлири һеч торлашмиған вә мағдуридин һеч кәтмигән еди.
8Исраиллар Муса үчүн Моабдики түзләңликтә оттуз күнгичә матәм тутти. Шуниң билән Муса үчүн матәм тутуп жиғлайдиған күнләр түгигән еди.
9Муса қоллирини униң үстигә қойғачқа, Нунниң оғли Йәшуа даналиқ бәргүчи Роһ билән толған еди. Шуниң билән Исраиллар униңға итаәт қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилди.
10Мусадин кейин униңдәк Пәрвәрдигар билән йүз туранә сөзләшкән иккинчи бир пәйғәмбәр Исраил ичидә чиқмиди;
11Пәрвәрдигарниң уни Мисир зиминиға әвәтиши билән у шу йәрдә Пирәвнгә, униң хизмәткарлири вә пүткүл зиминидикиләр алдида көрсәткән һәммә мөҗизилик аламәт вә карамәтләргә,
12аян қилинған шу барлиқ улуқ қудрәткә вә Мусаниң пүткүл Исраилниң көз алдида көрсәткән барлиқ дәһшәтлик һәйвисигә тәң турғидәк һеч қандақ адәм чиқмиди.