Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ата-бовилириңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар силәрниң егилишиңларға беридиған зиминда турғанда, йәр йүзидики барлиқ күнлириңләрдә көңүл қоюп тутушуңлар керәк болған бәлгүлимиләр һәм һөкүмләр мана мунулардур: —
2Силәр һайдап чиқарған әлләрниң егиз тағлар, дөңләр вә һәр бир йешил дәрәқ астидики өз илаһлириниң қуллуғида болған ибадәтгаһлирини тәлтөкүс йоқитишиңлар керәк;
3Уларниң қурбангаһлирини бузуңлар, бут түврүклирини чеқиңлар вә ашәраһлирини от билән көйдүрүветиңлар; илаһлириниң ойма мәбудлирини кесип ташлаңлар; уларниң исим-намлириниму шу йәрдин йоқитишиңлар керәк.
4Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң хизмитидә улардәк қилмаңлар,
5бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини тикләш үчүн барлиқ қәбилилириңларниң зиминлири арисидин таллиған, Өз туралғуси болған җайни издәңлар, шу йәргә келиңлар;
6шу йәргә силәр көйдүрмә вә енақлиқ қатарлиқ қурбанлиғиңларни, мәһсулатлириңлардин ондин бири болған өшриләрни, қолуңлардики көтәрмә һәдийәләрни, қәсәмгә бағлиқ һәдийәләрни, ихтиярий һәдийәләрни вә қой-кала падилириңларниң тунҗа балилирини әкилисиләр;
7Силәр аиләңдикиләр билән қошулуп шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңларниң алдида зияпәт қилиңлар, силәр Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни бәрикәтлигән қол әмгигиңларниң мевисидин шатлинисиләр.
8Силәр биз бүгүн қилғинимиздәк, йәни һәр бириңлар өз билгиниңларчә қилғиниңлардәк қилмаслиғиңлар керәк;
9Чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған арамлиқ һәм мирасқа техи йетип кәлмидиңлар.
10Бирақ силәр Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип беридиған зиминға олтирақлашқандин кейин, шундақла у силәрни әтрапиңлардики барлиқ дүшмәнлириңлардин қутқузуп арам бәргәндин кейин, силәр теч-аман турғанда,
11шу чағда Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини қойидиған бир җай болиду; силәр шу йәргә көйдүрмә вә енақлиқ қатарлиқ қурбанлиғиңларни, мәһсулатлириңлардин ондин бири болған өшриләрни, қолуңлардики көтәрмә һәдийәләрни вә Пәрвәрдигарға атап қәсәм қилған есил һәдийәләрни әкилисиләр;
12вә Пәрвәрдигар Худайиңлар алдида шатлинисиләр, йәни силәр, оғул-қизлириңлар, қул-дедәклириңлар вә силәр билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар (чүнки уларниң араңларда һеч қандақ несивиси яки мираси йоқтур) һәммиңлар шатлинисиләр.  
13Сән көйдүрмә қурбанлиқлириңни удул кәлгән җайларда қилмаслиқ үчүн көңүл қойғин;
14Пәқәт Пәрвәрдигар һәммә қәбилилириңниң зиминлири арисидин таллиған җайда көйдүрмә қурбанлиқлириңни қил вә шу җайда мениң саңа барлиқ тапилиғинимға әмәл қил.
15Һалбуки, сән көңлүң тартқиничә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигини бойичә шәһәр-йезилириңда һалал һайванларни союп (худди җәрән яки кейик гөшидин йегәнгә охшаш), гөш йесәң болиду; мәйли пак, мәйли напак кишиләр болсун уларниң гөшини йесә болиду.
16Силәр пәқәт уни қени билән қошуп йемәслигиңлар керәк; силәр қенини су төккәндәк йәргә төкүветишиңлар керәк.
17Сән ашлиқтин, йеңи шараптин, зәйтун мейидин ондин бири болған өшрилириңни яки кала-қой падилириңниң тунҗа балилирини, яки қәсәмгә бағлиқ һәдийәлириңни, ихтиярий һәдийәлириңни яки қолуңдики көтәрмә һәдийәлириңни шәһәр-йезилириңда йемәслигиң керәк;
18бәлки буларни Пәрвәрдигар Худайиң алдида, Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайда йейишиң керәк, йәни сән, оғлуң, қизиң, қул-дедигиң вә сән билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар биргә йесәң болиду; вә сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әмгигиңниң барлиқ мевисидин шатлинисән.

19Өзүңгә һези болғинки, сән зиминда турған барлиқ күнлириңдә Лавийлардин ваз кәчмәслигиң керәк.
20Пәрвәрдигар Худайиң саңа вәдә қилғандәк чегаралириңни кеңәйткәндә, сән көңлүң тартип: «гөш йәймән» десәң, сән көңлүңниң тартқиничә гөш йесәң болиду.
21Әгәр Пәрвәрдигар Худайиңлар Өз намини қоюшқа таллайдиған җай сәндин бәк жирақ болса, сән Пәрвәрдигар саңа тәқдим қилған кала-қойлардин елип сойисән; мән саңа тапилиғандәк уларни сойисән вә шәһәр-йезилириң ичидә көңлүң тартқиничә боғузлап йәйсән.
22Җәрән яки кейик йегәндәк уларни йәйсән; мәйли пак мәйли напак кишиләр болсун униң гөшидин йесә болиду.
23Пәқәт шуниңдин һези болғинки, уларниң қенини йемә; чүнки җан дегән қандидур; сән гөшни җан билән қошуп йемәслигиң керәк.
24Сән қанни йемәслигиң керәк; бәлки уни суни йәргә төккәндәк йәргә төкүвәт.
25Сән уни йемәслигиң керәк; шундақ қилсаң һалиң вә сәндин кейинки балилириңниң һали яхши болиду; чүнки сән Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилған болисән.
26Бирақ сәндики Пәрвәрдигарға атиған вә қәсәмгә бағлиқ нәрсиләрни болса, сән уларни елип Пәрвәрдигар таллайдиған җайға апирисән;
27сән шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһи үстидә көйдүрмә қурбанлиқлириңни, гөш билән қенини сунғин; башқа қурбанлиқлириңниң қениниму Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһи үстидә қуйғин вә гөшини йегин.
28Мән саңа тапилиған бу барлиқ сөзләргә қулақ селип көңүл бөлгин. Шундақ қилсаң, Пәрвәрдигар Худайиңларниң нәзиридә яхши вә дурус болғанни қилған болисән вә өз һалиң вә сәндин кейинки әвлатлириңниң һали яхши болиду.
29Пәрвәрдигар Худайиң сән баридиған йәрдики әлләрниң зиминини егилишиң үчүн уларни сениң алдиңда йоқитиду. Шу чағда, сән уларниң зиминини егиләп шу йәрдә турғиниңда,
30Шу әлләр алдиңда йоқитилғандин кейин, уларниң изидин меңишқа езиқтурулмаслиғиң үчүн өзүңгә һези бол вә: — «Бу әлләр өз илаһлириниң ибадитини қандақ тутқан болғийди? Мәнму шундақ қилип бақайчу!» дәп уларниң илаһлирини һеч издимә.
31Сән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болғиниңда қәтъий уларниң йоли бойичә иш тутмаслиғиң керәк; чүнки немә иш Пәрвәрдигарға жиркиничлик болса, немә иш Униңға нәпрәтлик болса, улар өз илаһлири үчүн шу ишларни қилған; улар һәтта өз оғуллирини вә қизлириниму илаһлириға атап отта көйдүрүп кәлгән.
32Мән силәргә тапилиғанлиги әмәлләргә әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар; униңға һеч немә қошмаңлар, униңдин һеч нәрсини чиқиривәтмәңлар.