1Пәрвәрдигар Худайиңға һәр қандақ нуқсани яки башқа кәмчилиги болған кала яки қойни қурбанлиқ сүпитидә сунмаслиғиң керәк; чүнки ундақ қилиш Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.
2Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезаң ичидә әр болсун, аял болсун, бирисиниң Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида бирәр рәзил ишни қилғанлиғи — Униң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи, башқа илаһларға (мәсилән, мән саңа ибадәт қилишқа мәнъий қилған қуяш, ай яки пүткүл самави қошун болған юлтузларға), ибадәт қилип уларға баш урғанлиғи байқалса,
4— шундақ бир иштин хәвәр тапқан яки уни аңлиған болсаң, ундақта сән әстайидиллиқ билән сүрүштүргин; бу иш испатлинип раст чиқса, дәрвәқә Исраилда шундақ жиркиничлик иш қилинған болса,
5сән шу рәзил ишни қилған әр яки аялни дәрвазилириңға елип чиқип, шу әр яки аялни өлүмгә мәһкүм қилип чалма-кесәк қилишиң керәк.
6Бирисини өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн икки-үч гувачиниң сөзлири болуши керәк. Бирисини бирла гувачиниң сөзи билән өлтүрүшкә болмайду.
7Өлтүрүлидиғанда авал гувачилар қол салсун, андин барлиқ хәлиқ қол салсун; шундақ қилсаңлар силәр рәзилликни араңлардин һайдиветисиләр.
8Шәһәр-йезаңларда һөкүм чиқиришқа саңа тәс келидиған бир иш чиқса, мәйли хун дәваси, һәқ-тәләп дәваси яки зораванлиқ дәвасида, һәр қандақ талаш-тартиш болса орнуңлардин туруп Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайға бериңлар.
9Силәр Лавий каһинларниң вә шу чағда болидиған сорақчи бәгниң йениға барисиләр вә улардин һөкүм сорайсиләр; улар силәр үчүн һөкүм чиқириду.
10Силәр Пәрвәрдигар таллайдиған әшу йәрдә турғанларниң силәргә тапшуридиған һөкүм сөзи бойичә иҗра қилисиләр; уларниң силәргә көрсәткининиң һәммисигә әмәл қилип көңүл бөлүшүңлар керәк.
11Силәр уларниң силәргә көрсәткән қанун һөкүми бойичә, чиқиридиған қарари бойичә қилисиләр; улар силәргә тапшуридиған сөздин оң я солға чәтнәп кәтмәңлар.
12Вә башбаштақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмити үчүн шу йәрдә туридиған каһинға яки сорақчи бәккә қулақ салмиған киши болса, шу адәм өлүмгә мәһкүм болиду; шуниң билән силәр рәзилликни Исраилдин һайдап чиқирисиләр.
13Шундақла, барлиқ хәлиқ буларни аңлап қорқиду вә йәнә башбаштақлиқ қилмайду.
14Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминға кирип уни егилигәндә, шундақла униңда турғанда: «Мән әтрапимдики әлләрниңкидәк өзүмгә бир падишаһ тиклимәкчимән» десәң,
15шу чағда сән өзүңгә пәқәт Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиғинини тикләйсән; үстүңгә қериндаш болмиған чәтәлликни бекитмәслигиң керәк.
16Падишаһ болса өзи үчүн атларни көпәйтмәслиги яки атларни көпәйтимән дәп хәлиқни Мисирға қайтурмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар силәргә: «Силәр шу йол билән һәргиз қайтмаслиғиңлар керәк» дегән еди.
17Падишаһ көп аялларни өз әмригә алмаслиғи керәк; болмиса униң көңли езип кетиши мүмкин. У өзи үчүн алтун-күмүчни көпәйтмәслиги керәк.
18Падишаһлиқ тәхтигә олтарғинида у өзи үчүн Лавий каһинларниң алдида мошу қанунни бир дәптәргә көчүрүп пүтүши керәк.
19Шу дәптәр униң йенида дайим болуши вә уни өмриниң барлиқ күнлиридә оқуши керәк; шундақ қилса у Пәрвәрдигар Худасидин қорқуп, мошу қанунниң сөзлири вә бәлгүлимилирини тутуп уларға әмәл қилишни үгиниду.
20Шундақла униң көңли қериндашлири алдида һакавурлишип кәтмәйду, бу әмирләрдин оң я солға чәтнәп кәтмәйду вә шуниңдәк Исраил арисида униң вә оғуллириниң падишаһлиқ күнлири көп болиду.