Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминға кирип уни өзүңниң қилип егиләп олтирақлашқанда,
2Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминниң һосулини алғанда, сән йәрниң дәсләпки пишқан мевисини елип, севәткә селип Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини қоюшқа таллайдиған җайға елип беришиң керәк;
3андин шу вақиттики каһинниң қешиға кәлтүрүп, униңға: «Пәрвәрдигар Өзи бизгә беришкә ата-бовилиримизға қәсәм қилған зиминға кирдим, бүгүн мән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида шундақ болғиниға гувамән», дәп ейтисән.
4Каһин севәтни қолуңдин елип уни Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң алдида қойиду;
5андин сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип мундақ дәйсән: — «Мениң атам әсли ғериб бир арамий еди; Мисирға чүшүп олтирақлашти; улар шу йәрдә сани аз мусапир болсиму, барғансери көпийип улуқ, күчлүк, чоң бир хәлиқ болди.   
6Лекин Мисирлиқлар бизгә қаттиқ қоллуқ қилип, зулум селип бизни еғир әмгәккә салди.
7Амма биз ата-бовилиримизниң Худаси Пәрвәрдигарға пәряд қиливидуқ, Пәрвәрдигар авазимизни аңлап биз тартиватқан харлиқ, җапа вә зулумға нәзирини салди.
8Шуниң билән Пәрвәрдигар күчлүк қол вә узартқан биләк, дәһшәтләр вә мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр билән бизни Мисирдин чиқирип
9бизни бу йәргә елип келип бу зиминға, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға егә қилди!
10Әнди мана, әй Пәрвәрдигар, сән Маңа бәргән бу зиминниң мевисиниң дәсләпки пишқинини сениң қешиңға әкәлдим», дәйсән. Шуларни дәп, севәтни Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида қоюп, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сәҗдә қилисән;
11шундақ қилип сән вә өйүңдикиләр Пәрвәрдигар Худайиңниң силәргә ата қилған һәммә немәтлиридин хуш болуңлар; өзүң, Лавийлар вә араңларда туридиған мусапирлар қошулуп шатлиниңлар.
12Сән һәр үчинчи жилида, йәни ондин бири болған өшрә жилида һәммә һосулуңниң ондин бирини өшрә айрип болғандин кейин, сән Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға дәрвазилириңниң ичидә шулардин йәп тоюнсун дәп берисән;
13вә сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип шундақ дәйсән: «Мән өйүмдин Худаға муқәддәс қилинған нәрсиләрни айрип елип чиқип, сән Маңа тапилиған әмир бойичә буларни Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға бәрдим; мән Сениң әмирлириңниң һеч бирини нә бузмидим, нә һеч қачан унутмидим;
14матәм тутқанлиримда шулардин һеч немини йемидим, напак һаләттә туруп буниңдин бир немини алмидим; өлгән кишигә атап буниңдин һеч немә бәрмидим, бәлки Пәрвәрдигар Худайимниң авазини аңлап һәр ишта сән Маңа әмир қилғиниң бойичә қилдим.
15Әнди Сән муқәддәс маканиң болған асманлардин нәзәр селип Өз хәлқиң Исраилни, шундақла ата-бовилиримизға қәсәм билән қилған вәдәң бойичә, һәсәл билән сүт ақидиған, бизгә бәргән бу зиминни бәрикәтлигәйсән».
16Бүгүн Пәрвәрдигар Худайиң бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә әмәл қилишқа әмир қилди; пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән уларни тутуп уларға әмәл қил.
17Сән бүгүн Пәрвәрдигарни өзүңниң Худайиң болушқа, шундақла Униң йоллирида меңишқа, Униң бәлгүлимилиригә, Униң әмирлиригә, Униң һөкүмлиригә әмәл қилип Униң авазиға қулақ селишқа қобул қилдиң;
18вә Пәрвәрдигар болса бүгүн силәрни Өзиниң хас хәлқи болушқа, униң барлиқ әмирлирини тутушқа (у силәргә вәдә қилғандәк) силәрни қобул қилди.

19Шундақ болса, У силәргә иззәт, нам-шөһрәт вә шан-шәрәп берип, Өзи яратқан барлиқ әлләрдин силәрни үстүн қилиду. Буниң билән силәр униң ейтқинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн муқәддәс бир хәлиқ болисиләр.