Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Муса вә Исраилниң ақсақаллири хәлиққә буйруп мундақ деди: — «Мән бүгүн силәргә тапилиған бу барлиқ әмирни тутуңлар.
2Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминға киргән күндә, силәр чоң-чоң ташларни тикләп уларни һак билән ақартиңлар;
3андин ата-бовилириңларниң Худаси Пәрвәрдигар силәргә вәдә қилғинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған, сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға киришиңлар үчүн дәриядин өткиниңләрдә, бу қанунниң һәммә сөзлирини шу ташларға пүтүп қоюңлар.
4Силәр Иордан дәриясидин өтүп, мениң бүгүнки әмрим бойичә шу ташларни Ебал теғида тикләп, уларни һак билән ақартиңлар.
5Силәр шу йәрдә Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн төмүр әсвап тәгмигән ташлардин қурбангаһ ясаңлар;
6Пәрвәрдигар Худайиңларниң бу қурбангаһи ойулмиған, пүтүн ташлардин ясалсун; униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқларни Худайиңлар Пәрвәрдигарға атап сунуңлар,
7вә шу йәрдә енақлиқ қурбанлиқлириниму сунуңлар, улардин йәп Пәрвәрдигар Худайиңларниң һозурида шатлиниңлар.
8Силәр шу ташлар үстигә бу қанунниң һәммә сөзлирини ениқ пүтүп қоюңлар».
9Андин Муса билән Лавий каһинлар пүткүл Исраилға сөз қилип: «Әй Исраил, шүк туруп аңлаңлар! Силәр бүгүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң хәлқи болдуңлар.
10Әнди Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ селип, мән бүгүн силәргә тапилиған униң әмирлири вә бәлгүлимилиригә әмәл қилиңлар» — дейишти.
11Шу күни Муса хәлиққә әмир қилип мундақ деди: —
12Силәр Иордан дәриясидин өткәндин кейин, булар, йәни Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Йүсүп билән Биняминлар Гәризим теғиниң үстидә туруп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилисун.
13Булар, йәни Рубән, Гад, Ашир, Зәбулун, Дан билән Нафтали Ебал теғиниң үстидә ләнәт оқушқа турсун.
14У вақитта Лавийлар Исраилларниң һәммисигә жуқури аваз билән: —
15«Кимки һүнәрвәнниң қоли билән бирәр ойма яки қуйма мәбудни ясап чиқса (Пәрвәрдигар алдида жиркиничлик иштур!), уни йошурунчә тикләп қойса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.
16«Кимки ата-анисини көзгә илмиса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.
17«Кимки хошнисиниң пасил тешини йөткисә ләнәткә қалсун», дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.
18«Кимки бир корни йолдин аздурса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.

19«Кимки мусапир, житим-йесир вә тул хотун тоғрисидики һөкүмни бурмилиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.
20«Кимки атисиниң хотуни билән ятса, атисиниң йотқинини ачқан болғачқа ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: Амин! — десун.
21«Кимки һайван билән мунасивәт қилса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: Амин! — десун.
22«Кимки атисиниң қизи яки анисиниң қизи болған өз һәмшириси билән ятса ләнәткә қалсун» — дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: Амин! — десун.
23«Кимки қейинаниси билән ятса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: Амин! — десун.
24«Кимки хошнисини пайлап туруп йошурун өлтүрсә ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.
25«Кимки гунасиз адәмни өлтүрүп униң қени үчүн һәқ алса ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.
26«Кимки бу қанунниң сөзлиригә көңүл бөлмәй, униңға әмәл қилишта чиң турмиса, ләнәткә қалсун» дәп җакалисун. Андин хәлиқниң һәммиси җавапән: — Амин! десун.