1Сән қериндишиңниң калиси я қойи езип кәткинини көрсәң, чатиқиң болмай жүрмә; қандақла болмисун, уни қериндишиңниң қешиға йәткүзүп бәр.
2Әгәрдә қериндишиң саңа йеқин олтармиса вә яки егисини тонумисаң, шу һайванни өз өйүңгә елип келип, қериндишиң уни издәп кәлгичә өзүң сақлап андин униңға тапшуруп бәргин.
3Сән охшашла униң жүткән ешиги яки кийимлириниму шундақ қил; шундақла қериндишиңниң һәр қандақ жүткән нәрсисини тепивалсаң, униму шундақ қилғин; сән өзүңни бу иштин қачурмиғин.
4Әгәр қериндишиңниң ешиги яки калисиниң йолда жиқилип чүшкинини көрсәң, сән бу әһвалдин өзүңни қачурмиғин; қериндишиңға ярдәмлишип улиғини тартип турғузғин.
5Аял киши болса әрләрниң кийимини киймисун; шуниңға охшашла әр киши аял кишиниң кийимини киймисун; чүнки кимки шундақ қилса, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничлик болиду.
6Әгәр сән йолда кетиветип, бир дәрәқтә яки йәрдә балилири яки тухумлири болған қушниң угисиға учрисаң, аниси тухум яки балилирини бесип ятқан болса, ана-балилирини бирақла алмиғин;
7һеч болмиғанда сән анисини қоюветип, балилиринила алсаң болиду; шундақ қилсаң саңа яхши болуп узун өмүр көрисән.
8Йеңи бир өй салсаң, өгүзүңгә бир тосма там ясиғин; болмиса бириси униңдин жиқилип чүшсә, өзүңгә қан төкүлүш гунайини кәлтүрүшүң мүмкин.
9Өз үзүмзарлиғиңға икки хил уруқ чачмиғин; болмиса териғиниңниң һәммиси вә үзүмзарлиқниң мәһсулатлири булғанған һесаплиниду.
10Сән кала билән ешәкни биргә қошуп йәр һайдимиғин.
11Жуң вә канаптин ибарәт икки хил жиптин тоқолған кийимни киймигин.
12Сән йепинған тонуңниң төрт бүҗигигә пөпүк қойғин.
13Әгәр бири хотун елип униңға йеқинчилиқ қилғандин кейин униңға өч болуп,
14Униң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплап, әрз қилип: «Мән бу хотунни алдим, лекин униңға йеқинчилиқ қилсам униң қиз әмәслигини билдим» десә,
15ундақта қизниң ата-аниси қизниң паклиқ испатини елип шәһәр дәрвазисида олтарған шәһәрниң ақсақаллириға кәлтүрсун,
16андин қизниң атиси ақсақалларға сөз қилип: «Мән қизимни бу кишигә хотунлуққа бәрдим, лекин у униңға өч болуп қалди;
17вә мана, у униң яман гепини қилип, бәтнам чаплап әрз қилип: «Қизиңниң қиз әмәслигини билдим» дәйду. Бирақ мана қизимниң паклиқ испати!» дәп, испат рәхтни ақсақалларниң алдида йейип қойсун.
18У вақитта шәһәрниң ақсақаллири ерини тутуп униңға таяқ-тәрбийә берип,
19Исраилдики бир пак қизниң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплидиң дәп, йүз шәкәл күмүч төләтсун; андин улар пулни қизниң атисиға бәрсун дәп бекитсун. Амма қиз болса шу кишиниң хотуни болуп туривериши керәк; әр пүтүн өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
20Лекин бу сөз раст чиқип, қизниң паклиқ испати болмиса,
21қизни атисиниң өйиниң дәрвазиси алдиға апарсун вә атисиниң өйидә бузуқлуқ қилип Исраилниң ичидә шәрмәндилик қилғанлиғи үчүн униң шәһириниң адәмлири шу йәрдә уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Шундақ қилғиниңларда силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
22Әгәр бириси ери бар хотун билән зина қилип тутулуп қалса, зина қилишқан әр-хотун иккилиси өлтүрүлсун. Шундақ қилғанда Исраилниң ичидин рәзилликни чиқириветисиләр.
23Әгәр бириси шәһәрдә бирәв билән вәдилишип қойған бир қизни учритип, униң билән биллә болса,
24иккилисини шәһәрниң дәрвазисиға елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар; қиз болса шәһәрдә туруп вақиримиғини үчүн, әр болса башқисиниң вәдиләшкән қизи билән ятқини үчүн өлтүрүлсун. Шундақ қилип, силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
25Әгәр әр киши башқиси билән вәдиләшкән қизни далада учритип, уни тутувелип униң билән ятса, пәқәт қиз билән ятқан әр киши өлтүрүлсун.
26Қизға болса, һеч немә қилмаңлар, чүнки қизниң өзидә өлүмгә лайиқ һеч гуна йоқ. Бу иш болса бириси хошнисиға һуҗум қилип уни өлтүрвәткәнгә охшаш иштур.
27Чүнки у башқисиға вәдиләшкән қизни далада тутувалғанда, қиз товлиған болсиму уни қутқузғидәк киши тепилмиған.
28Әгәр бириси бирәр әр билән вәдиләшмигән қизни тутувелип, униң билән йетип һәр иккиси тутулса,
29қиз билән ятқан адәм қизға йеқинчилиқ қилип хар қилғини үчүн қизниң атисиға әллик шәкәл күмүч бериши керәк; андин қизни өзигә хотун қилип елиши керәк; у пүткүл өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
30Һеч ким атисиниң хотунини алмаслиғи керәк, атисиниң йотқинини ачмаслиғи керәк.