Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң пәрсәндлиридурсиләр; өлгәнләр үчүн бәдиниңларни һеч кәсмәслигиңлар керәк вә яки маңлай чечиңларни қирип тақир қилмаслиғиңлар керәк;   
2чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән; Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр арисидин Өзиниң алаһидә гөһири болған бир хәлиқ болуши үчүн сени таллиғандур.
3Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини йемәслигиң керәк.
4Төвәндикиләр силәр йейишкә болидиған һайванлар: — кала, қой, өчкә;
5кейик, җәрән, буға, явайи өчкә, аһу, бөкән, явайи қой,
6шундақла һайванлар ичидә туяқлири пүтүнләй ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) һәм көшигүчи һайванларниң һәр хилини йесәңлар болиду.
7Лекин, көшигүчи яки ачимақ туяқлиқ һайванлардин төвәндикиләрни йемәслигиңлар керәк: Төгә, тошқан вә суғур (чүнки улар көшигүчи болғини билән туйиғи ачимақ әмәстур. Шуңа улар силәргә һарам болиду).
8Чошқа болса туяқлири ачимақ болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду. Шундақ һайванларниң гөшини йемәслигиңлар керәк вә һәм өлүклиригә тәгмәслигиңлар керәк.
9Суда яшайдиған җаниварлардин төвәндикиләрни йейишкә болиду: — судики җаниварлардин қанити вә қасирақлири болғанларни йейишкә болиду,
10лекин қанити вә қасирақлири болмиғанларни йемәслигиңлар керәк; улар силәргә нисбәтән һарам болиду.
11Барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду;
12бирақ төвәндики учар-қанатларни йемәслигиңлар керәк: йәни бүркүт, тапқуш-ғечирлар, деңиз бүркүти,
13қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин, қорултаз-тапқушлар вә уларниң хиллири,
14һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
15мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
16һувқуш, ибис, ақ қу,
17сақийқуш, белиқалғуч, қарна,
18ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп билән шәпәрәң дегәнләр силәргә һарам саналсун.

19Һәр бир қанатлиқ өмүлигүчи һашарәтләр болса силәргә нисбәтән һарам болиду; уларни йемәслигиңлар керәк.
20Силәр барлиқ һалал қушларни йесәңлар болиду.
21Силәр һеч қандақ өлүк җанварни йемәслигиңлар керәк; силәр ундақ нәрсини шәһәр-йезаңлар ичидә туруватқан мусапирларға бериңлар; улар униңдин йесә болиду яки уни ят әлликләркә сетивәтсиму болиду; чүнки сән Пәрвәрдигар Худайиңға аталған муқәддәс бир хәлиқтурсән. Сән оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарсаң болмайду.  
22Сән җәзмән һәр жили етиздики һәммә териқчилиқ мәһсулатлириңниң ондин бирини айришиң керәк;
23сән шуларни, йәни ашлиғиң, йеңи шарабиң, зәйтун мейиңниң ондин бирини Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида, йәни У Өз намини қалдурушқа таллайдиған җайда йә, шундақла кала-қой падилиридин айрилған тунҗа балилирини шу йәрдә йә; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиңдин дайим қорқушни үгинисән.
24Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигәндә, У Өз намини қалдурушқа таллиған шу җай сәндин интайин жирақ болуп, мәһсулатлириңни шу йәргә апиралмиғидәк болсаң,
25сән шу чағда уни пулға сетип, пулни қолуңға теңип, Пәрвәрдигар Худайиң таллиған җайға барғин вә
26вә көңлүң немә тартса, мәйли кала, қой, мәй-шарап, мусәлләс болсун, яки шуниңдәк көңлүң тартқан һәр қандақ нәрсини шу пулға алсаң болиду; андин сән вә өйүңдикиләр шу йәрдә униңдин йәп-ичип, Пәрвәрдигар Худайиң алдида шат-хурам болисиләр.
27Шәһәр-йезилириңда туруватқан Лавийларни унтумаслиғиң керәк, чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ.   
28Һәр үч жилниң ахирида сән шу жилдики мәһсулатлириңдин ондин бирини өшрә қилип чиқар; сән уни шәһәр-йезилириң ичидә топла;
29шуниң билән Лавийлар (чүнки араңларда униң һеч қандақ несивиси яки мираси йоқ), мусапир, житим-йесирләр вә тул хотунлар келип униңдин йәп тоюнсун; шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң қолуңдики барлиқ мевини бәрикәтләйду.