Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 8

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Мән силәргә бүгүн тапилиған бу барлиқ әмирләргә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар; шундақ қилғанда силәр һаят болисиләр, көпийисиләр вә Пәрвәрдигар ата-бовилириңларға қәсәм қилип вәдә қилған зиминға кирип уни егиләйсиләр.
2Пәрвәрдигар Худайиң сени төвән қилип, көңлүңдә немә барлиғини, униң әмирлирини тутидиған-тутмайдиғанлиғиңни биләй дәп сени синаш үчүн бу қириқ жил чөл-баяванда йетәклигән йолни әслигин.
3Дәрвәқә у сени төвән қилип, сени ач қоюп, сән әслидә билмәйдиған, шундақла ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған; У саңа инсан пәқәт йемәклик биләнла әмәс, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң ағзидин чиққан барлиқ сөзлири биләнму яшайдиғанлиғини билдүрүш үчүн шундақ қилди.   
4Бу қириқ жилда кийим-кечигиң кониримиди, путуң ишшип кәтмиди.
5Сән шуни билип қойғинки, адәм өз оғлини тәрбийилигәндәк, Пәрвәрдигар Худайиң сени тәрбийиләйду;
6Шуңа сән униң йоллирида меңип вә униңдин қорқуп, Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлирини тутқин.
7Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени яхши бир зиминға — ериқ-еқинлири, булақлири вә җилға-дөңләрдә урғуп чиқидиған улуқ сулири бар бир зиминға —
8буғдай вә арпа, үзүм таллири, әнҗир дәрәқлири вә анарлири бар бир зиминға, зәйтун дәрәқлири вә һәсәл бар бир зиминға,
9— сән һечнимидин кәмлик тартмай озуқлуқ йәйдиған бир зиминға — ташлири төмүр, тағлиридин мис колайдиған бир зиминға йетәкләп кириду;
10сән шу йәрдә йәп тоюнисән вә Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилған шу яхши зимин үчүн униңға тәшәккүр-мәдһийә ейтисән.
11Мән саңа бүгүн тапилиған Пәрвәрдигар Худайиңниң әмирлири, бәлгүлимилири һәм һөкүмлирини тутмаслиқтин, уни унтуп қелиштин һези бол;
12болмиса, сән йәп тоюнғандин кейин, есил өйләрни қуруп уларда олтирақлашқандин кейин,
13кала-қой падилириң көпийип, алтун-күмүчүң, шундақла сениң барлиғиң көпәйгәндин кейин,
14көңлүң мәғрурлинип сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқирип қутқузған Пәрвәрдигар Худайиңни унтуйсән;
15(у сени бипаян вә дәһшәтлик чөл-баявандин, йәни зәһәрлик иланлар вә чаянлар қаплап кәткән, сусирап қағҗирап кәткән бир чөл-баявандин йетәкләп чиққан, шу йәрдә саңа чақмақ тешидин су чиқирип бәргән,   
16сени өзини төвән тутсун дәп синап, саңа ахир раһәт-бәрикәт көрситиш үчүн чөл-баяванда ата-бовилириң көрүп бақмиған «манна» билән озуқландурған)
17— әгәр уни унтусаң, көңлүңдә: «Өз күчүм, өз қолумниң қудрити мени мошу дөләткә ериштүргән» дейишиң мүмкин.
18Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңниң Өзи сени дөләткә ериштүргүчи қудрәтни бәргүчи екәнлигини әсләп, Уни есиңдә тут; шуниң билән у ата-бовилириңға қәсәм қилип вәдә қилған әһдини бүгүнки күндикидәк мәһкәм қилиду.

19Әгәр сән Пәрвәрдигар Худайиңни қачаники унтусаң, башқа илаһларға әгәшсәң, уларниң қуллуғида болуп уларға баш урсаң, мән силәргә бүгүн шу агаһни берәйки, шундақ болидуки, силәр тәлтөкүс һалак болисиләр.
20Пәрвәрдигар көз алдиңларда йоқитиватқан әлләрдәк силәрму йоқитилисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмиғансиләр.