Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Қанун шәрһи

Қанун шәрһи 16

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Абиб ейини алаһидә есиңдә тут вә өтүп кетиш һейтини Пәрвәрдигар Худайиңға атап тәбриклигин; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени Абиб ейида Мисирдин кечидә чиқарған.   
2Сән «өтүп кетиш һейти»ниң мелини (мәйли қой яки кала падисидин болсун) Пәрвәрдигар Худайиң таллап бекитидиған җайда униңға атап қурбанлиқ қилғин;
3шундақла сән һеч қандақ болдурулған нанни йемәслигиң керәк; сән униң билән йәттә күн петир нан, йәни «күлпәт нени»ни йейишиң керәк; чүнки сән Мисир зиминидин алдирашлиқта чиқтиң; шуниң билән сән өмрүңниң барлиқ күнлиридә Мисир зиминидин чиққан шу күнни ядиңда тутқайсән.
4Йәттә күн чегаралириң ичидә, өйүңдә һеч қандақ ечитқу тепилмисун; сән биринчи күни кәчтә қилған қурбанлиқ гөшләрни әтигәнгә қалдурмаслиғиң керәк.
5Сән өтүп кетиш һейти қурбанлиғини Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезилириңниң һәрқандиқида қилсаң болмайду;
6бәлки өтүп кетиш һейти қурбанлиғини сән Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини турғузуш үчүн таллайдиған җайдила қил; уни кәчқурун, күн петиш вақтида, йәни Мисирдин чиққандики вақитқа охшаш вақитта қилисән.
7Уни Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайда пиширип йегин; андин әтигәндә чедирлириңға қайтсаң болиду.
8Сән алтә күн петир нан йәйсән; йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиң алдида тәнтәнилик сорун күни болиду; сән һеч қандақ иш-әмгәк қилмайсән.
9Андин йәттә һәптини санайсән; ашлиққа оғақ салғандин башлап йәттә һәптини санашқа башлайсән;   
10андин сән «һәптиләр һейти»ни Пәрвәрдигар Худайиң алдида қолуңдики ихтиярий һәдийә билән өткүзисән; Пәрвәрдигар Худайиң саңа бәрикәтлигинигә қарап уни ихтиярән сунисән.
11Шуниң билән сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида, У Өз намини турғузушқа таллайдиған җайда шатлинисән; сән өзүң, оғлуң, қизиң, қулуң, дедигиң, сән билән бир йәрдә туруватқан Лавийлар, араңлардики мусапирлар, житим-йесирләр вә тул хотунлар шатлинисиләр.
12Сән шуниң билән әслидә Мисирда қул болғанлиғиңни есиңгә кәлтүрүп, бу барлиқ бәлгүлимиләрни тутуп әмәл қилғин.
13Сән «кәпиләр һейти»ни йәттә күн өткүзисән; сән хаман вә шарап көлчигиңни жиққан чеғиңда, оғлуң, қизиң, қулуң, дедигиң, шәһәр дәрвазиси ичидә туридиған Лавийлар, мусапирлар, житим-йесирләр вә тул хотунлар шу һейтта шатлинисиләр.
15Пәрвәрдигар таллайдиған җайда сән йәттә күн Пәрвәрдигар Худайиң алдида һейт өткүзисән; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң барлиқ мәһсулатлириңда, қолуң қилған ишларда сени бәрикәтләйду вә сән дәрвәқә пүтүнләй шатлинисән.
16Жилда үч қетим, петир нан һейти, һәптиләр һейти вә кәпиләр һейтида сениң барлиқ әркәклириң Пәрвәрдигар Худайиң алдида, у таллайдиған җайда һазир болуши керәк; улар Пәрвәрдигар алдида қуруқ қол һазир болса болмайду;
17бәлки Пәрвәрдигар Худайиңниң саңа тәқдим қилған бәрикити бойичә һәр бири қолидин келишичә сунсун.
18Хәлиқниң үстидин адаләт жүргүзүп адил һөкүм чиқириш үчүн, сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған барлиқ шәһәр-йезилириң ичидә һәр бир қәбилидә сорақчи вә әмәлдарларни бекитишиң керәк.
19Адаләтни бурмилисаң болмайду; адәмләргә йүз-хатирә қилсаң болмайду; пара алсаң болмайду; пара болса ақиланиләрниң көзлирини кор қилиду һәм адилларниң сөзлирини бурмилайду.

20Сән мутләқ адаләтни издишиң керәк; шундақ қилсаң һаят көрисән һәмдә Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминни егиләйсән.
21Сән өзүң үчүн ясайдиған Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң әтрапиға «ашәраһ» бути қилинидиған һеч қандақ дәрәқ тикмәслигиң керәк
22вә өзүң үчүн һеч қандақ бут түврүги тиклимәслигиң керәк; ундақ нәрсиләр Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.